Хитайдики кишилик һоқуқ адвокатлирини бастурушқа қарши ортақ баянат елан қилинди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.07.10
xitay-kishilik-hoquq-advokat-etriti Хитайдики кишилик һоқуқни қоғдаш тәшкилатиниң 2023-йили 19-июндики баянати
Twitter/@RightsLawyersCN

Хитай һөкүмити 2015-йили 7-айниң 9-күни вә ундин кейинки күнләрдә хитайдики 300 дин артуқ кишилик һоқуқ адвокати вә қанун ярдәмчилирини тутқун қилған иди. Хитай һөкүмити йеқиндин буян кишилик һоқуқ адвокатлириға қаратқан бастурушини йәнә қайтидин күчәйткән болуп, бу вәзийәт кишилик һоқуқ саһәсидикиләрниң әндишисини қозғиған.

10-Июл дүшәнбә күни дуняниң һәрқайси җайлиридики 60 тин артуқ кишилик һоқуқ оргини, адвокатлар җәмийәтлири вә кишилик һоқуқ актиплири ортақ бир баянат елан қилип хәлқарани хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә диққәт қилишқа чақирған. Мәзкур ортақ баянатқа қол қойған тәшкилатларниң бири “хитайдики кишилик һоқуқни қоғдаш тәшкилати” ниң тәтқиқат вә паалийәт маслаштурғучиси вилям ни (William Nee) болуп, у радийомизға қилған сөзидә йеқинқи 3 айда хитайдики кишилик һоқуқ адовкатлириниң вәзийитиниң техиму начарлишиватқанлиқини ейтти.

У мундақ деди: “кишилик һоқуқ адвокатлири адәттә йәрлик һөкүмәтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә тақабил туруш, кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә йол көрситиш, адаләтни қолға кәлтүрүш вә пуқралар җәмийитини капаләткә игә қилишта интайин муһим. Хитай һөкүмити 2015-йили кишилик һоқуқ мәсилиси билән шуғуллинидиған адвокатларға еғир зәрбә бәргән иди. Йеқинқи 3 айда болса биз бундақ долқунниң йәнә қозғалғанлиқини көрүватимиз. Бу хитайдики кишилик һоқуқ қоғдиғучилири үчүн толиму қейин вәзийәт пәйда қиливатиду”

Юқириқи 60 тин артуқ тәшкилатлар вә шәхсләр елан қилинған ортақ баянатта мундақ дейилгән:

“кишилик һоқуқ адвокатлири хитайниң кишилик һоқуқ һәрикитиниң ул теши. Улар уйғурлар, тибәтләр вә хоңкоңлуқлардин тартип, диний аз санлиқлар, аяллар һоқуқи, һәмҗинслар, журналистлар вә сиясий өктичиләргичә болған пуқралар җәмийитиниң барлиқ тәрәплирини қоғдайду. Улар йәнә мәҗбурий көчүрүш, кәмситиш, сәһийә вә қанунсиз тутқун қилишқа қарши аҗизларниң һәққини қоғдайду. Улар қанун билән идарә қилиш вәдисини асас қилип туруп, һөкүмәтниң хитайниң асасий қануни, қанунлири вә у қол қойған хәлқара кишилик һоқуқ шәртнамисидики вәдисигә мәсул болушиға түрткә болиду. Бүгүн биз хәлқарани хитай һөкүмитиниң йеқинқи үч ай ичидики кишилик һоқуқ адвокатлириға қаритиватқан йеңи бастуруш долқуниға җиддий диққәт қилишини мураҗиәт қилимиз.”

Баянатта дейилишичә, хитай һөкүмити йеқиндин буян кишилик һоқуқ адвокатлири вә уларниң аилә тавабатлириға қарита нәзәрбәнд қилиш, мәҗбурий ғайиб қилиш вә қийин-қистаққа елиш қилмишлирини йәнә күчәйткән болуп, бу хитайдики кишилик һоқоқуқ адвокатлиқидин ибарәт бир саһәниң йоқилишидәк бир хәвпни пәйда қилмақтикән.

Тәтқиқатчи вилям ни кишилик һоқуқ адовкатлиқиниң хитайдики уйғурлар вә тибәтләргә охшаш аз санлиқ милләтләр үчүнму интайин муһимлиқини ейтти. У мундақ деди:

“хитайда әркин учур вә пикиргә қоюлған чәклимә интайин еғир болғанлиқтин пуқралар адәттә һөкүмәтниң уйғурлар һәққидики ‛терорлуққа қарши уруши‚ һекайисигә ишинип кәлгән. Мәсилән, илһам тохти вә униң тор бети дәл мушу һөкүмәт тәшвиқатидин пәрқлиқ һекайини алға сүргәнлики үчүн җазаланди. Әйни чағда униң үчүн ечилған сотта илһам тохтини ақлаш үчүн ишлигән адвокатлар хитай кишилик һоқуқ адвокатлири иди. Улар әйни чағда илһам тохтиға қаритилған әйибләшләрниң қанчилик бимәниликини ашкарилашта муһим рол ойниған. Һазир болса хитай адвокатларниң уйғурларға мунасивәтлик мәсилиләрдә адвокатлиқ қилишиға йол қоюлмайду.”

Виллиям ни әпәндиниң қаришичә, хитайдики кишилик һоқуқ адвокатлириниң хизмитиниң йоқитилиши уйғур елидики җинайәтләрниң тосалғусиз елип берилишиға йол ачқан. У мундақ дәйду:

“уйғур районида 2017-йилидин кейинки кәң көләмлик тутқунда миңлиған киши сотсиз, қануний тәртипсиз кесиветилди. Б д т ниң халиғанчә тутқун һәққидики доклатида бу кишиләрниң һечқандақ адвокатсиз, қануний тәртипсиз кесилгән болуши мумкинликини деди. Демәк, 2015-йили хитайдики кишилик һоқуқ адвокатлириға омумйүзлүк зәрбә берилгәчкә, 2017-йили уйғур елида кәң көләмлик тутқунларни вә инсанийәткә қарши җинайәтләрни ишләш асанлашти. Буниң алдинқи шәрти һазирланди, дегән гәп. Бир җәмийәттә кишилик һоқуқ адвокатлириниң өз ролини җари қилдуралмаслиқиниң ақивити интайин еғир.”

Мәзкур баянатқа дуня уйғур қурултийиму қол қойған. Дуня уйғур қурултийиниң программа башқурғучиси зумрәтай әркин радийомизға қилған сөзидә, кишилик һоқуқни қоғдайдиған адвокатлар билән бир сәптә туруш арқилиқ башта уйғурларниң һәққини қоғдап түрмигә қамалған илһам тохти вә башқа нурғун уйғур тутқунлар мәсилисини йәнә бир қетим тәкитләшни мәқсәт қилғанлиқини деди.

Мәзкур ортақ баянатқа хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, америка хәлқара қануншунаслар комитети, хитай демократийә вә кишилик һоқуқ иттипақи (CDHRA), хитайдики адвокатларни қоллаш комитети, хоңкоң демократийә кеңиши, тибәт һәрикити, уйғур һәрикити вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ 60 тин ошуқ тәшкилат вә амистердам адвокатлар җәмийити, явропа қанун җәмийәтлири кеңиши (CCBE), җәнвә адвокатлар җәмийити вә варшава адвокатлар җәмийити қатарлиқ җәмийәтләр вә шуниңдәк нурғун тәтқиқатчилар вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири қол қойған. Улар хәлқара җәмийәткә қилған мураҗитидә уларни “хитайдики кишилик һоқуқ адвокатлири вә паалийәтчилиригә қаритиливатқан бесимни аяқлаштуруш, халиғанчә қолға елинғанларниң һәммисини дәрһал вә шәртсиз қоюп бериш, дөләт хәвпсизлик қануниға охшаш қанунларға түзитиш киргүзүш, қанун вә җинайи ишлар дәва қануни, уларни толуқ иҗра қилиш, хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә әмәл қилиш һәққидә хитайға бесим ишлитиш” кә чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.