Кишилик һоқуқ паалийәтчилири скечерс ширкитиниң уйғур елидин чекинип чиқишни тәләп қилмақта

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2024.11.25
skechers-ayagh-dukan-1024 Америкалиқ уйғур яшлар вә паалийәтчиләр бирликтә скечерс дукини алдида намайиш қиливатиду. 2024-Йили 16-ноябир, вирҗинийә
Elfidar Eltebir

Америка уйғур бирләшмисиниң орунлаштуруши билән америкалиқ уйғур яшлар вә паалийәтчиләр бирликтә бир қанчә айдин буян вирҗинийә иштатиниң һәр қайси районлиридики скечерс дукини алдида намайиш елип барған. Улар мәзкур ширкәтниң уйғур елидики тәминләш зәнҗири уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болғанлиқи үчүн, уларниң уйғур елидин тамамән чекинип чиқишни тәләп қилған.

Намайишчилар намайиш җәрянида скечерс дукиниға кирип-чиқиватқан херидарларға мундақ дегән: “әгәр сиз скечерс маркилиқ аяғ кийгән болсиңиз, айиғиңиз хитайдики завутларда мәҗбурий әмгәккә селиниватқан уйғурларниң қан-яшлири билән ясалған болуши мумкин. Мәсулийәтчан истемалчи болуң. ”

Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини чәкләш нишанини кеңәйтиватқан бир пәйттә, американиң даңлиқ аяғ ширкити скечерс, бу йил 28-сентәбир үрүмчидә өзиниң тунҗи аяғ дукинини ачқаниди. Әйни вақитта кишилик һоқуқ паалийәтчилири скечерс ширкитиниң бу һәрикитини, тәминләш зәнҗири уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ ширкәтләрниң уйғур елидин содисини чекиндүрүп чиқиши зөрүрлүкигә сәл қариғанлиқ, дәп әйиблигән.

Америка уйғур бирләшмиси изчил скечерс ширкитиниң уйғур ели билән болған алақисини үзүши керәкликини тәләп қилип һәр хил паалийәтләрни елип бериватқан болуп, америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим бу һәқтә радийомизға тәпсилий мәлумат бәрди.

Америкадики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селинишиға қарши изчил паалийәт елип бериватқан тәшкилатларниң бири. Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң хадими зубәйрә шәмсидин ханим радийомизға сөз қилип, америкада мақулланған уйғурларға мунасивәтлик қанунлар ичидә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ниң наһайити үнүмлүк болғанлиқини тәкитлиди.

У йәнә юқирида тилға алған қанунларниң йүргүзүлүши һәққидә чүшәнчә бәрди.

Әлфидар илтәбир ханимниң билдүрүшичә, улар һәр қетим скечерс дуканлириниң алдида намайишини ахирлаштурғандин кейин, дуканниң ичигә керип өзлириниң намайиш қилиштики мәқсити вә скечерс ширкитигә сунған тәләплири йезилған мәктупни мәсул хадимға бәргән.

Улар хетидә асаслиқи мундақ үч түрлүк тәләпни оттуриға қойған: биринчидин, уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ тәминлигүчиләр вә завутлар билән болған алақини дәрһал үзүш. Иккинчидин, һәқиқәтән кишилик һоқуқ вә тиҗарәт әхлақиға әмәл қилса, үрүмчидики дукинини дәрһал тақаш. Үчинчидин, қаттиқ вә мустәқил тәминләш зәнҗири тәкшүрүшини қобул қилип, мәһсулатлириниң мәҗбурий әмгәктин халий болушиға капаләтлик қилиш.

Зубәйрә шәмсидин ханим уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ ширкәтләрниң хитайдин чекинип чиқишиниң уйғур ирқи қирғинчилиқини тохтитиштики роли һәққидә тохталди.

Скечерс ширкити 2021-йили мартта уйғурлар һәққидә мәхсус баянат елан қилған. Улар әйни вақитта баянатида мундақ дегән: “скечерс ширкити мәҗбурий әмгәк һәққидики доклатқа шундақла уйғурлар вә шинҗаң уйғур аптоном районидики башқа аз санлиқ милләт ишчилириға қилинған муамилиләргә қаттиқ көңүл бөлиду. Биз сода-санаәт җәмийәтлириниң һөкүмәт, санаәт, ишчилар уюшмиси вә аммиви тәшкилатлар ара һәмкарлиқ орнитиш арқилиқ мәҗбурий әмгәк мәсилисини һәл қилиш чарисини тепиш тәклипини толуқ қоллаймиз. Скечерс ширкити илгирикигә охшашла тәминлигүчиләргә қарита тиҗарәт әхлақ мизанини қаттиқ иҗра қилип, иқтисадий тәптиш вә башқа тәкшүрүшләргә маслишишқа капаләтлик қилиду.”

Скечерс ширкитиниң бу һәқтики инкасини елиш үчүн улар билән алақилишишкә теришқан болсақму, улар язған елхәтлиримизгә җаваб қайтурмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.