Кишилик һоқуқ тәшкилатлири: “хитайдин һесаб сорайдиған пәйт кәлди! ”
2024.08.26
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелит ишханиси (OHCHR) 2022-йили 8-айниң 31-күни доклат елан қилип, “хитай һөкүмитиниң уйғур вә башқа мусулманларға йүргүзүватқан вәһшийликлири инсанийәткә қарши җинайәт шәкилләндүрүши мумкин” дәп һөкүм чиқарған иди. Һалбуки, хитай бу әйибләшни рәт қилғаниди. Шу йили 10-айда, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишигә әза дөләтләр, б д т кишилик һоқуқ доклатини музакирә қилиш қарарини авазға қойғанда, хитайға ян басидиған дөләтләрниң көп чиқиши билән бу қарар рәт қилинғаниди.
Б д т ниң уйғур елиниң кишилик һоқуқ әһвали тоғрисидики мәзкур доклат елан қилинған икки йилдин буян, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраш әһвалида һечқанчә чоң өзгириш болмиғанлиқи хәлқаралиқ ахбаратлар вә кишилик һоқуқ органлири тәрипидин изчил оттуриға қоюлуп кәлмәктә. Болупму буниңда, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәсулийити барлиқи, уларниң өзлири чиқарған доклатқа әмәл қилмаслиқи, хитайға қарита доклатта оттуриға қоюлған тәклип вә тәләпләрни әмәлийләштүрүштә, хитайға қарши кәскин тәдбир алмай келиватқанлиқини тәнқидлинип келинмәктә.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алаһидә ишханисиниң доклати елан қилинғанлиқиниң икки йиллиқ һарписида, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур ирқий қирғинчилиқини көзитиватқан нопузлуқ тәтқиқатчилар, баянат вә мақалиләрни елан қилди. Улар доклатлирида, хәлқара җәмийәт, җүмлидин бирләшкән дөләтләр тәшкилати хитайниң хәлқара қанунларға еғир дәриҗидә хилаплиқ қилиш қилмишлирини тәкшүрүп дәлиллигәндин кейинму уни тохтитишқа җиддий һәрикәт қолланмиғанлиқини, зиянкәшликкә учриғучилар үчүн һәқ-адаләтни яқлаш, зөрүр вә кәскин тәдбир елиштин өзини қачуруп кәлгәнликини, хитай давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқини тохтитиш вә хитайдин һесаб елиш чақириқлири күчәймәктә.
Кишилик һоқуқ фонди: “хитайға техиму кәскин тәдбир қоллиниш керәк”
Кишилик һоқуқ фонди (HRF) 8-айниң 21-күни радийомизға язма җаваб йоллап, хәлқара җәмийәт, җүмлидин бирләшкән дөләтләр тәшкилатини хитайниң ирқий қирғинчилиқи тоғрисида җиддий тәдбир елишқа қайта чақириқ қилди.
Уларниң язма баянатида мундақ дейилгән: “2024-йили 8-айда, б д т кишилик һоқуқ комиссарлиқиниң уйғур райониниң кишилик һоқуқ вәзийитигә баһа бәргәнликигә икки йил болди, доклатта хитай һөкүмитиниң райондики уйғур вә башқа йәрлик мусулман милләтлириниң әркинликини кәң көләмдә халиғанчә дәпсәндә қилғанлиқи оттуриға қоюлған. Қандақла болмисун, хәлқара җәмийәт районда давамлишиватқан ирқий қирғинчилиқни һәл қилиш үчүн, йетәрлик һәрикәт қилмиди. Хитай иҗабий диялогни давамлиқ рәт қилди, әксичә чәт әл һөкүмәт әмәлдарлири, журналистлар вә тәсир күчкә игә кишиләрни дөләт орунлаштурған тәшвиқат саяһитигә тәклип қилип, хитай коммунист партийәсиниң һөкүмранлиқидики бу районниң иттипақ, инақ вә бихәтәр икәнликидәк тәшвиқатиға ортақлишишқа чақирди. Кишилик һоқуқ фонди хәлқара җәмийәттин хитайдин техиму көп җавабкарлиқни сүрүштүрүшни тәләп қилиду һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати алий комиссариниң техиму кәскин тәдбир қоллинип, доклатта оттуриға қоюлған тәвсийәлирини әмәлийләштүрүшни, хитайниң уйғурларға қаритилған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә зиянкәшликкә учриғучиларни адаләткә ериштүрүшкә толуқ капаләтлик қилишини тәләп қилиду.”
Кишилик һоқуқ фонди 2005-йили қурулған, пайда-мәнпәәт көзлимәйдиған аммиви тәшкилаттур. У дуня миқясида кишилик һоқуқни илгири сүрүш вә қоғдаш үчүн һәрикәт қиливатқан йәршаривий тәшкилат болуп, кишилик һоқуқ фонди тәрипидин йилда өткүзүлүп келиватқан “осло әркинлик мунбири”, йиллардин буян уйғурлардин рабийә қадир, рошән аббас, нури түркәл қатарлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә һәмдә йеқинқи мәзгилләрдә лагер шаһитлириғиму сәһнә берилип кәлмәктә. Уйғур ирқий қирғинчилиқи йүз бериватқан йеқинқи мәзгилләрдә, мәзкур тәшкилат мәхсус уйғурларни қоллайдиған паалийәтләрни уюштуруп кәлди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатини көзитиш мунбири: “кишилик һоқуқ кеңиши исми-җисмиға лайиқ орган әмәс”
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатини көзитиш мунбири (UN Watch) ниң җәнвә ишханиси хадими луиз пеләз (Luis Pelaez) , 21-авғуст күни, б д т ниң уйғурлар һәққидә доклат елан қилғанлиқиниң икки йиллиқ хатириси мунасивити билән, зияритимизни қобул қилди.
У мухбиримизниң “б д т ниң уйғур елиниң кишилик һоқуқ әһвали тоғрисидики доклати елан қилинғили 2 йил болған болсиму, әмма уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраш әһвалида һечқанчә чоң өзгириш болмиғанлиқи мәлум. Мәзкур доклатниң ролиға қандақ қарайсиз?” дегән соалиға мундақ җаваб бәрди:
“бу доклат елан қилинған вақитта бәргән баһайимиз шу болғанки, бу доклат бәкму кечиккән вә мәзмуни бәкму чәклик болуп қалған. Мишел бачлет мәзкур доклатни елан қилиш вақтини әсли қәрәлдин хелила кечиктүргән. У вәзипә өтәш муддитиниң ахирқи күнидә андин бу доклатни елан қилди. Биз буниң сәвәбини шу пәйттә униң йоқитидиған һечнемиси қалмиди, шундақла униң б д т дики хитайдин келиватқан бесимға баш егишниң һаҗити қалмиди, дәп чүшәндуқ.
У йәнә мундақ дегән: “доклатниң өзидин көргинимиз шу болдики, мәзкур доклат елан қилиништин илгири мичел бачелет хитайға барди вә хитайда көргәнлирини бу доклатта интайин еһтиятчанлиқ билән силиқлап вә түзитип язди. Буниң өзи униң хитай сәпириниң хитай тәшкиллигән вә пиланлиған тәшвиқат саяһити икәнликини көрсәтти. Мичел бачелетму ахирида осал әһвалға чүшүп қалди. Шуңа бу бир чоң мәсилә иди. Омумий җәһәттин алғанда, биз униң вәзипә өтәш муддитидә униң алий комиссарлиқ вәзиписиниң хитайға нисбәтән аҗиз келип қалғанлиқини һес қилдуқ. Омумий җәһәттин алғанда, биз уларниң хитайға қарита чарә көрүштә бәкму кечикип қалғанлиқини, вәзийәтниң техиму яманлашқанлиқини йәнә бир қетим һес қилдуқ. Ениқки, бу б д т ниң аҗизлиқи сәвәбидин техиму начарлашти.”
Луиз пеләз йәнә өз тәшкилатиниң уйғур қирғинчилиқини тохтитишта, б д т вә униң кишилик һоқуқ кеңишидин пүтүнләй үмитсизләнгәнликини тәкитләп мундақ деди: “мән баһа беридиған йәнә бир иш шуки, шу йили америка оттуриға қойған бир қарар мақуллинип, кишилик һоқуқ кеңишидә уйғур районидики кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида муназирә қозғиди. Әмма бу қарар мақулланмиди. Кишилик һоқуқ кеңиши дунядики һәр қайси дөләт вәкиллиридин тәркиб тапқан. Әпсуски, кишилик һоқуқ кеңишидики көп қисим дөләтләр әркинликни сөйидиған вә қоллайдиған демократик дөләтләр әмәс. Шуңиму бизниң көргинимиз шуки, бу қарар ахирида мәғлуп болди. Әмәлийәттә бу қарарниң мақулланмиғанлиқи уларниң алқишиға еришкәниди. Бу нуқтидин ейтқанда, кишилик һоқуқ кеңиши исмиға лайиқ бир орган әмәс, һәтта демократик дөләтләр шинҗаң вә шинҗаңда йүз бәргән ишларни музакирә қилидиған җайму әмәс.”
Луис әпәнди йәнә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида муһим рол ойнаватқан хитайниң тәсири өткән бир нәччә йилда барғанчә күчийип кәткәчкә, хитай һөкүмитиниң бу еғир җинайитидин һесаб сорашниң мүшкүлләшкәнликини тәкитлиди. У, өзлириниң буни җиддий мәсилә дәп ойлайдиғанлиқи вә буни һәл қилиш үчүн давамлиқ һәрикәт қиливатқанлиқини сөзләп өтти. У йәнә хәлқара җәмийәтни дәрһал һәрикәткә келишкә чақириқ қилип, мушундақ риқабәтлик пәйттә өзлиригә охшаш башқа нурғунлиған хәлқаралиқ тәшкилатлар вә ахбарат васитилириниң давамлиқ һәр қайси дөләт һөкүмәтлиригә хитайға дипломатик бесим қилишини тәләп қилишини тәвсийә қилди. Ахирида у дуня җамаәтчиликиниң нөвәттә уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш вә хитайдин һесаб сораш чақириқлириниң күчийиватқанлиқидин өзиниң үмидлик икәнликини билдүрди.
“әркинлик сарийи” : хәлқара җәмийәт хитай компартийәсигә болған бесимни күчәйтиши керәк
Мәркизи вашингтондики “әркинлик сарийи” ниң сиясәт вә тәшвиқат муавин директори кат косгров (Kat Cosgrove) бизниң “бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң уйғур қирғинчилиқиниң давамлишишида қандақ мәсулийити бар?” дегән соалимизға язма җаваб бәрди.
У мундақ дәп язған: “буниңдин икки йил илгири, биз OHCHR ниң хитайдики уйғурлар вә башқа түрки мусулманлири дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики тоғрисидики доклатини қарши алғанидуқ. Кишини ечиндуридиғини шуки, шуниңдин кейин биз улардин бу мәсилидә башқа һечқандақ бир илгириләшни көрмидуқ. Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң өз қолидики барлиқ васитиләрни давамлиқ ишлитип, хитайни мустәқил тәһқиқлигүчиләрниң шинҗаңға бималал киришигә йол қоюш қатарлиқ мәсилиләрни әмәлийләштүрүштә, шундақла райондики зиянкәшлик вә бастурушларни ахирлаштурушқа түрткә болушта мәҗбурийити бар”.
Кат косгров йәнә бизниң “хәлқара җәмийәтниң уйғур қирғинчилиқини тохтитишта дуч келиватқан әң чоң тосалғуси немә?” дегән соалимизға мундақ дәп җаваб бәргән:
“уйғур вә түрки мусулманлириға қаритилған вәһшийликни тохтитиштики әң чоң тосалғу хитай коммунистик партийәси болуп, улар өзлириниң қанунсиз қилмишлирини етирап қилишни һечқачан халимиди. Б д т вә башқа мустәқил органларниң шинҗаңни зиярәт қилишини яки зиянкәшликкә учриғучилар билән сөзлишишини тосуп кәлди. Хәлқара җәмийәт хитай коммунист һөкүмитигә болған бесимни давамлиқ күчәйтип, униң системилиқ зиянкәшликни ахирлаштуруши, һәмдә уларниң җинайитигә көз юмуштики һәр қандақ тәсир күчигә қарши туруши керәк.
“әркинлик сарийи” 1941-йили өктәбирдә вашингтонда қурулған, пайда-мәнпәәт көзлимәйдиған тәшкилат болуп, бу орган демократийә, сиясий әркинлик вә кишилик һоқуқ мәсилилирини чөридигән һалда паалийәт қилип кәлмәктә.