Архип
2013-12-31
Керийиниң ариш йезисида өткән һәптиниң чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири, хитай даирилири 4 нәпәр һамилидар аялға қарита бала чүшүрүш оператсийиси елип берип 5 айлиқтин 9 айлиққа қәдәр болған 4 һамилини қәтлә қилған иди.
2013-12-30
Керийиниң ариш йезисида дуняға көз ечиш алдида турған бовақлар ана қарнида өлтүргән, чаршәнбә күнидин һазирға қәдәр 4 бовақ қәтли қилинған, йәнә 4 айлиқ бир һамилә өлтүрүлүшни күтүп ятмақта.
2013-12-30
Игилигән мәлуматлиримизға асасланғанда, керийә наһийиси ариш йезиси ширкә кәнтидин 4 бовақ ана қарнидила зәһәрләп өлтүрүлгән. Бу пәқәт мушу бир ай ичидә ширкә кәнтидә, ана қарнида турғузуп өлтүрүлгән бовақларниң сани.
2013-12-27
Шәрқий явропадики мусулманларниң 33-нөвәтлик қурултийида уйғур мәсилиси тунҗи қетим йиғинниң ахирқи күнидә елип берилидиған “ислам дунясидики муһим мәсилиләр” мавзулуқ муназирә темиси қатариға киргүзүлгән.
2013-12-25
Чәтәлләрдики көзәткүчиләр уйғур елидики зиярәтлири җәрянида хитай һөкүмитиниң уйғурларниң тили, дини, мәдәнийитини чәкләватқанлиқини, уйғур елидики иқтисадий мәнпәәтләрдин асасән хитай көчмәнлириниң бәһримән болуватқанлиқини көзитип паш қилмақта.
2013-12-25
“гүлән” тәхәллусидики язмилири билән тонулған уйғур зиялийси вә ана тил маарипи тәшәббусчиси абдувәли аюпниң қолға елиниши һәмдә униң түрмидики наениқ қисмити нурғунлиған кишиләрни тәшвишкә салмақта.
2013-12-24
17-Декабир күни сайбағ йезилиқ парткомда ечилған сайбағ тоқунуши һәққидики йиғинида, хитай секретар вәқәдә өлгән икки нәпәр сақчиға тәзийә билдүргәндин кейин кадирлар вә аммини улар үчүн һәссиләп интиқам елишқа чақирған.
2013-12-24
26-Июн пичан лүкчүн сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәси бу йил уйғур ели ичидә уйғурларниң елип барған қаршилиқлири ичидә адәм өлүш сани көп, әң зор вәқәләрниң бири.
2013-12-24
2013-Йили уйғурлар вә түркий милләтләр дучар болған зулум вә бесимға қарши наразилиқ билдүрүш үчүн өткүзүлгән намайишта “уйғурларға мустәқиллиқ”, “һәммимиз уйғур!”, “бизгә әркинлик!”, “бизгә демократийә!” дегәндәк шоарлар товланди.
2013-12-23
Қәшқәр конашәһәр наһийисиниң сайбағ йезисида йүз бәргән 15-декабир қанлиқ тоқунуши һәққидә мухбиримизниң илгирилигән һалда әһвал игиләшлири давамида вәқәниң тәпсилати һәққидә йәнә бир қисим мәлуматлар ашкариланди.
2013-12-23
Чәтәлләрдики уйғур зиялийлири хитай даирилири тәрипидин “қанунсиз мәбләғ топлаш” җинайити артилип, келәр айда сотлиниш алдида турған ана тил тәшәббусчиси абдувәли аюп гүлән әпәнди қатарлиқларниң қисмитигә көңүл бөлмәктә.
2013-12-19
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи 260 милйон йезилиқ көчмән хитайға, шәһәр нопуси берилгәнликини билдүргән болсиму, бу сиясәт шәһәрләргә берип ишләш арзусидики уйғурларға тоғра кәлмигән.
2013-12-16
Ләнҗу пән-техника институтиниң оқуғучиси буһәҗәр абла, ятақ бинасидин арқанға есилип чүшүш давамида йиқилип омуртиқиси зәхимләнгәндин кейин, мәктәп рәһбәрлики уни давалитиш үчүн дәрһал һәрикәткә өтмигән.
2013-12-12
Америкиға оқушқа чиққан қизини йоқлап кәлгән бир уйғур ана, нөвәттә уйғур елиниң һәр қайси җайлирида, хитай даирилириниң яғлиқ атқан уйғур аяллирини нишан қилип йүргүзүватқан тәқибләш тәдбирлириниң барғанчә күчийиватқанлиқини инкас қилди.
2013-12-12
10-Декабир хәлқара инсан һәқлири күнидин башлап германийәниң мюнхен шәһиридики хитай консулханиси алдиға уйғурларниң йүрәк садасини ипадиләш мәқситидә ай юлтузлуқ көк байрақ сүпитидики бир көк чедир тикилди.