Архип
2014-12-10
Японийә уйғур җәмийити 9-декабир “хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән тор бетидә баянат елан қилип, хәлқара җәмийәтни уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирған.
2014-12-10
Дуня кишилик һоқуқ күнини хатириләватқан бүгүнки күндә, хитай, уйғурларни һәр хил тәшкилатларға четишлиқ, дәп әйибләп түрмиләргә ташлимақта, һәтта әйибләнгән кишиниң уруқ-туғқанлириниму җазалимақта.
2014-12-08
Норвегийәдики уйғур, тибәт, вийетнам вә филиппинлиқлар бирлишип, 7-декабир йәкшәнбә күни ослода хитайға қарши бирләшмә намайиш өткүзүлди.
2014-12-08
6-Декабир фирансийәниң пайтәхти париж шәһиридә уйғур, тибәт, фалунгуң вә хитай демократчилири бирликтә “хәлқара кишилик һоқуқ күни” ни хатириләш мунасивити билән хитайға қарши намайиш елип барған.
2014-12-08
Тайландта тутулуп қалған 300 мусапирни қутулдуруш вә түркийәгә кәлтүрүш үчүн сиясий партийиләр, аммиви тәшкилатлар түркийәниң һәр қайси шәһәрлиридә йиғин вә намайишлар уюштуруп уларни қоллайдиғанлиқини ипадиләп баянатлар елан қилмақта.
2014-12-08
2014-Йили хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруши әң күчлүк болған бир йил болуш билән биллә уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири вә қанлиқ тоқунушлар 2009-йилдин буян әң көп йүз бәргән бир йил болди.
2014-12-05
Невйоркта хитай тилида чиқидиған “җоңго кишилик һоқуқ жорнили” да чен йоңминнниң хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған уйғур зиялиси илһам тохти вә уйғурлардин кәчүрүм сорап язған мақалиси елан қилинди. Мақалә өткән һәптә бошүн, фәйсбок қатарлиқ тор бекәтлиридә тарқалғандин кейин охшимиған инкаслар барлиққа кәлди.
2014-12-03
Хитай даирилири өткән һәптә уйғур районида 6 ай давам қилған қаттиқ зәрбә бериш долқуниниң нәтиҗилирини елан қилип 3 күн өткәндин кейин, йәкән наһийисидә йәни 30-ноябир қанлиқ вәқәси йүз бәрди.
2014-12-03
Д у қ рәиси рабийә қадир ханим явропа парламентидики гуваһлиқ бериш йиғинида алди билән уйғурларниң һазирқи вәзийити, илһам тохти вә униң 7 оқуғучиси тоғрисида мәлумат бәргәндин кейин, явропа парламентиға бәзи тәләпләрни оттуриға қойған.
2014-12-03
Түркийәниң адана шәһири тайландта тутулуп қалған 300 нәпәр уйғурни адана шәһиригә қобул қилидиғанлиқини билдүрди. Бу бир түркүм кишиләр бу йил марттин башлап тайландики мусапирла лагерлирида туруватқан болуп, улар та һазиғичә өзлирини “түрк” дәп атап кәлмәктә.
2014-12-02
Өткән шәнбә күни “тәңритағ тори” йәкәндә иккинчи қетим қанлиқ вәқә йүз бәргәнлики һәққидә қисқа учур бәргәндин кейин хәлқара җәмийәтниң диққити йәнә бир қетим уйғур елиға тикилди.
2014-11-28
Үрүмчидә алдинқи күни йепилған аптоном районлуқ партком 8-омуми йиғинида аталмиш дин әсәбийликигә қарши туруш һәққидә нуқтилиқ музакирә елип берилған.
2014-11-27
Бу йил марттин буян тайландта қапсилип қалған 300 дин артуқ уйғур мусапир һәққидә ғәрб вә түрк мәтбуатлирида мақалә-чақириқлар елан қилинип, оқурмәнләр, сиясий партийәләр җүмлидин сиясийонларниң диққитини чәккән.
2014-11-26
Асасий қатламға чүшкән бир уйғур кадирниң җәнубтики кәнтләрдә көргән-билгәнлири вә униң бу һәқтики намсиз инкаси тор вә иҗтимаий учур васитилиридә күчлүк тәсир қозғимақта.
2014-11-25
Бу йилниң башлиридин буян даириләр уйғур аптоном раюнлуқ идарә-җәмийәтләр шуниңдәк һәр саһә вә кәспләр бойичә 200 миңдин артуқ кадирни аталмиш “муқимлиқ хизмити” бойичә асасий қатламға чүшүргәнликини хәвәр қилмақта.