Архип
2014-03-18
Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 25-нөвәтлик инсан һәқлири омумий йиғинида д у қ рәиси рабийә қадир ханим намидин өмәр қанат сөз қилип сөзидә уйғурлар дучар болуватқан инсан һәқлири дәпсәндичиликини аңлатти.
2014-03-14
Керийәдики һамилә қәтлиам қилиш вәқәсидин кейин, зиянкәшликкә учриған аилиләрдин әпу сориған хитай даирилири, вәқәдә йетәкчи рол ойниған муавин йеза башлиқи әнивәр исмаилни хизмитидин тохтатқан. Әмма вәқәниң баш ролчиси секретар сүн җибиңға һечқандақ җаза кәлмигән.
2014-03-14
Йеқинқи вақитлардин буян пәйда болған украина кризиси нәтиҗисидә қирим йерим арили русийә билән украина арисида җүмлидин ғәрб билән русийә арисидики сиясий тоқунуш нуқтисиға айланди.
2014-03-13
Үч күндин буян үндидар вә фейсбок қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда, бир уйғур қизиниң кепәнләнгән көрүнүши вә униң хитай түрмисидә қейин-қистақта өлгәнлики ғәйрий рәсмий учур болуп тарқалмақта.
2014-03-11
10-Март күни дуняниң һәрқайси чоң шәһәрлиридә болғандәк фирансийәниң пайтәхти париждиму миңларчә тибәт намайиш қилип, 1959-йили, 10-март ласа вәқәсиниң 55 йиллиқини хатирилиди.
2014-03-10
1-Март “кунмиң вәқәси” дин кейин, хитай һөкүмити уйғурларға қаритилған бастурушни давамлиқ күчәйтип, һәр хил қаршилиқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини җакарлиған иди.
2014-03-10
Канада парламенти вә канада ташқи ишлар министирлиқиниң тәклипигә бинаән, өткән һәптә канадада 3 күнлүк зиярәттә болған рабийә қадир ханим, канадада орунлаштурулған паалийитиниң барлиқ күнтәртиплирини мувәппәқийәтлик орунлап вашингтонға қайтти.
2014-03-10
8-Март аяллар байрими мунасивити билән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң аяллар хизмитигә мәсул хадими рабийә илктүрк башчилиқидики һәйәт қәйсәри ататүрк мәйданида мухбирларға баянат бәрди.
2014-03-07
1 - Март кунмиң вәқәси бәзи сиясий мулаһизичиләрниң, уйғурларниң өтмүши вә бүгүни һәққидә қәләм тәвритишгә түрткә болған болса, бу йәнә хитай һакимийитиниң еғир зиянкәшликигә учриған бир қисим аилиләрни өзлириниң бундин бурун бешидин өткән ечинишлиқ кәчмишилирини әслишигә түрткә болди.
2014-03-07
Уйғур елиниң партком секритари җаң чүншйән бейҗиңдики икки қурултай мәзгилидә қилған сөзидә уйғур елини террорлуққа зәрбә беришниң асаслиқ җәң мәйдани, дәп көрсәтти.
2014-03-06
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим канада парламентида өткүзүлгән уйғурлар һәққидики гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнишип, уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини канада парламент әзалириға аңлатти.
2014-03-06
Ғайиб имаммәмәт елиниң аниси патигүл ғулам, бүгүн кунмиң вәқәси һәққидә тәсиратини баян қилип “вәқәниң сәвәб вә нәтиҗисини әң яхши чүшүнәләйдиғанлар биз” деди.
2014-03-06
Хитай даирилири 20-феврал күни мустәқил тәтқиқатчи илһам тохтиниң “дөләтни парчилашқа урунуш” җинайити билән қолға елинғанлиқини рәсмий уқтурди. Шиветсийәдә яшаватқан уйғурлар бу хәвәрни аңлиғандин кейин өзлириниң әндишилирини билдүрди.
2014-03-05
Канада парламенти вә канада ташқи ишлар министирлиқиниң тәклипигә бинаән, канадада зиярәттә болуватқан дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, канада ташқи ишлар министирлиқи хитай ишлири дивизийәсиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән көрүшти.
2014-03-05
Мәлум болушичә, “кунмиң вәқәси” йүз бәргәндин кейин хитай өлкилиридики уйғурлар омумйүзлүк һалда сақчиларниң тәкшүрүш нишаниға айланған.