Архип
2015-02-18
Түркийәниң ғәрбий җәнуби райониға җайлашқан айдин вилайитидики аммиви тәшкилатлар мунбиригә әза тәшкилатларниң мәсуллири 2-айниң 15-күни түркийә һөкүмитини вә түркийәдики пүтүн аммиви тәшкилатларни уйғурларға ярдәм қилишқа чақирди.
2015-02-18
2015-Йили 15-феврал йәкшәнбә күни түркийәниң лүләбургаз шәһиридә уйғурларни қоллап намайиш өткүзүлди. Намайишқа лүләбургаз хәлқидин көп санда киши бу намайишни қоллап қатнашқан болуп, намайишта хитай даирилири шәрқий түркистандики зулумни тохтитишқа чақириқ қилинди.
2015-02-17
Бултур бир йил ичидә тинчимиған йәни арқа-арқидин вәқә чиқип турған җайлардин бири қарақаш наһийисиниң пучақчи йезиси. Түнүгүн чүштин кейин, мәзкур йезида йәнә бир қанлиқ вәқә йүз бәргән.
2015-02-16
14-Феврал токйодики хитай әлчиханиси, осакадики хитай консулханиси алдида японийәдә паалийәт елип бериватқан моңғул, тибәт, уйғур тәшкилатлири бирликтә хитайға қарши намайиш өткүзди.
2015-02-13
Уйғур рәһбири, д у қ рәиси рабийә қадир ханим америка дөләт мәҗлисидики әрбаблар билән көрүшүп, америка һөкүмитини хитайниң уйғурларни бастурушиға сүкүт қилмаслиққа чақирди. Рабийә қадир бу чақириқни 12 - феврал америка дөләт мәҗлисиниң әзаси дана роһрабакер әпәнди билән көрүшкәндә қилди.
2015-02-13
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики наразилиқ һәрикәтлирини оттура шәрқтә оттуриға чиққан “ислам дөлити тәшкилати” ға бағлап чүшәндүрүши ғәрблик көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта. Хитай һөкүмитиниң бу дегәнлири ишәнчиликму, уйғурларниң һәрикитиниң хәлқара җиһад һәрикити билән қанчилик бағлиниши бар? көзәткүчиләр бу соалларни чөридигән һалда елан қилған мулаһизилиридә хитай һөкүмитиниң мәсилини көптүрүватқанлиқини билдүрмәктә.
2015-02-13
Тонулған хитай язғучиси ваң лишүң тәйвән мәркизи тәтқиқат акадимийисиниң акадимики доктор чен йиҗуң билән өткүзгән сөһбитидә, хитайниң “шинҗаң” сиясити вә уйғурларниң қаршилиқи һәққидә тохталди.
2015-02-12
Дуня уйғур қурултийи японийә һөкүмитидин тайланд баш вәзириниң японийә зияритидә уйғур мусапирлар мәсилисини оттуриға қоюшини тәләп қилған.
2015-02-11
Нөвәттә бейҗиңда туруватқан өй-земин әрздари ғоҗимәмәт җаппар өткән айда өз әһвалини радиомизға мәлум қилғандин кейин, мухбиримиз бүгүн бу әрздар тәвә болған кәнтниң секретарға телефон қилди.
2015-02-11
Дуня уйғур қурултийиниң чақириқиға бинаән 2-айниң 7-күни чүштин кейин австрийәниң вйена шәһиридә хитайға қарши наразилиқ намайиш өткүзүлди.
2015-02-11
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғуристан мәшрипидики яшлар 7-феврал күни ситокһолмдики тениста райониниң кутупханисиниң паалийәт залида 5-феврал ғулҗа қирғинчилиқиниң 18 йиллиқ мунасивити билән, шеһитларни әсләш, уларниң роһиға атап дуа қилиш паалийити уюштурди.
2015-02-10
Йопурға байаватлиқ әрздар өмәр рози, өзиниң 3 йилдин буян даириләр тәрипидин зораванлиқ йолиға васитилик һалда мәҗбурланғанлиқини, лекин у йолға маңмиғанлиқини илгири сүрди.
2015-02-10
Йәкшәнбә күни истанбулдики султан әхмәт җамиси мәйдани вә хитай әлчиханиси алдида өткүзүлгән намайишларда хитайниң уйғурлар үстүн йүргүзүватқан миллий, диний зулумлири әйибләнди вә уйғурларниң ялғуз әмәслики тәкитләнди.
2015-02-10
Қазақистандики тонулған сиясәтшунас, д у қ ниң қазақистандики вәкили қәһриман ғуҗамбәрди ғулҗа вәқәсидики қанлиқ қирғинчилиқниң келип чиқишидики сәвәбләр вә уйғур елиниң нөвәттики вәзийити һәққидә өз көз қарашлирини билдүрди.
2015-02-10
5-Феврал ғулҗа вәқәсиниң 18 йиллиқи мунасивити билән австралийәниң адилайд шәһиридә шәрқий түркистан австралийә җәмийитиниң орунлаштурушида хатириләш паалийити өткүзүлди вә шеһитларға атап дуа-тилавәтләр қилинди.