Архип
2015-02-09
Әрздар ели ришит нөвәттә дахийән түрмисидә икән. Бир йилдин буян тунҗи қетим дадисини көрүш несип болған оғул, дадисиниң көзиниң түрмидә техиму начарлашқанлиқини, кишиләрни пүтүнләйла тонумас һалға кәлгәнликини байқиған.
2015-02-09
“5-феврал ғулҗа вәқәси” ниң 18 йиллиқи мунасивити билән хитай һөкүмитиниң ситокһолмда турушлуқ әлчиханиси алдида, хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиш өткүзүлди.
2015-02-09
Дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридә яшаватқан уйғурлар һәр йили 1997-йили 5-февралда ғулҗида йүз бәргән қанлиқ вәқәни пәйда қилған хитай даирилиригә наразилиқ билдүрүп, өз һоқуқлири үчүн қурбан болған уйғур яшлирини әскә елишни омумйүзлүк әнәнигә айландурған.
2015-02-09
Шәрқий җәнуби асия арқилиқ түркийәгә кәлгән кишиләрниң көпи хитай һөкүмитиниң зиянкәшликигә учриған шаһитлар болуп, булар ахбарат васитилири арқилиқ дуня җамаәтчиликигә өзлириниң бешидин өткән дәрд-әләмләрни аңлатмақта.
2015-02-06
Мәлум болушичә, бу қетимқи 28-январ чира вәқәсигә четишлиқ 3 нәпәр пидаийниң чоңи 18 яш, кичики 16 яш болуп, буларниң йешиниң кичиклики вә ирадисиниң қәтийлики муһаҗирәттики уйғур көзәткүчилириниң диққитини тартти.
2015-02-05
Вашингтон вә униң әтрапида яшаватқан уйғурлар намайиш қилип, буниңдин 18 йил бурунқи 5-феврал қирғинчилиқниң җавабкарлиқини үстигә елишини вә давамлиқ түрдә уйғурларға қаратқан адаләтсиз сиясәт вә һәр қандақ бастурушни тохтитишни тәләп қилди.
2015-02-05
Алдинқи күни радиомиз зияритини қобул қилған, әмма нам-шәрипини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур тиҗарәтчи өзиниң йеқинда уйғур елида көргән-билгәнлиридин мәлумат бәрди.
2015-02-05
Хитай дөләтлик тор-учур ишханиси 4-феврал чаршәнбә елан қилған “кимлик бойичә торға чиқиш бәлгилимиси” хитай тордашлириниң наразилиқини қозғиди.
2015-02-05
3-Феврал күни японийәдә зиярәттә болуватқан рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи вәкиллириниң тәшкиллиши билән токйодики хитай әлчиханиси алдида 5-феврални хатириләш йүзисидин намайиш өткүзүлди.
2015-02-05
Германийәниң мюнхен шәһиридики уйғурлар 5-феврал ғулҗа вәқәсини хатириләш, хитайға болған наразилиқини ипадиләш үчүн 5-феврал күни хитайниң мюнхен шәһиридә турушлуқ консулханисиниң алдиға җәм болуп, наразилиқ намайиши өткүзди.
2015-02-04
5-Феврал ғулҗа вәқәсигә 18 йил толди, уйғурларниң қәлбидики вәқә қалдурған излар, азаблиқ әслимиләр техиму чоңқурлаштики һеч унтулмиди. Уйғур хәлқиниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқи техиму таштики һеч өчмиди.
2015-02-04
Хитай һөкүмити вийетнам вә тайланд қатарлиқ дөләтләр арқилиқ сиртларға қачмақчи болған мусапир уйғурлар һәққидә бәргән баянатлирида уларни радикал диний тәшкилатларға четип, бу мусапир уйғурларниң сүрийәгә берип урушқа қатнашмақчи болған кишиләр икәнликини илгири сүргән иди.
2015-02-04
2-Айниң 1-күни түркийәниң ички анатолийә райониға җайлашқан қәйсәри шәһиридә “шәрқий түркистанни қоллаш” мавзулуқ намайиш елип берилди.
2015-02-03
5-Феврал ғулҗа вәқәси уйғурларниң һаяти, күрәш ирадиси вә чәтәлләрдики уйғур давасиға көрсәткән тәсирлириниң, әһмийитиниң зор болуши билән дуняниң һәр қайси җайлирида һәр йили охшимиған шәкилләрдә хатирилинип кәлмәктә.
2015-02-03
Шаһитларниң уйғур елида өз көзи билән көргәнлири вә уларниң шу йәрдики шәхсий кәчүрмишлири йоқири бесимлиқ сиясәт күнлүки астида яшаватқан уйғур хәлқиниң нөвәттики реаллиқини ашкара қилмақта.