Архип
2015-01-20
Уйғур деһқанлири, һәтта уйғур диний затлириниң хитайда кәң таралған “кичик алма” усулини коллектип ойнашқа мәҗбурланғанлиқи диққәт қозғиған иди.
2015-01-19
Түркийәдә уйғурлар үчүн елип берилған имза топлаш паалийитидә 1 милйон киши уйғурларни қоллайдиғанлиқини ипадиләп қол қойған.
2015-01-19
17-январ токйода өткүзүлгән “җәнубий моңғулийәниң һазирқи әһвали вә кәлгүси” намлиқ сиясий муһакимә сөһбәт йиғинида уйғур мәсилисиму аңлитилди.
2015-01-16
Уйғур райониға нисбәтән әсәбийликкә қарши туруш дегән бу нам йеңи болсиму, диний етиқади сағлам кишиләргә қаттиқ зәрбә бериш һәрикити йеңи әһвал әмәс.
2015-01-16
Хитай даирилириниң йеқинда 10 нәпәр түркни уйғурларниң қанунсиз һалда чәтәлгә қечишиға ярдәм қилғанлиқи үчүн қолға алғанлиқини елан қилиши көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. Көзәткүчиләр бу һәқтики мулаһизилиридә оттура шәрқтә оттуриға чиққан вәзийәт түпәйлидин америка қатарлиқ ғәрб әллири йолға қоюватқан тәдбирләрниң хитай һөкүмитигә баһанә болуп бериватқанлиқини билдүрмәктә.
2015-01-15
15-январ уйғур зиялийси илһам тохти тутқун қилинғанлиқиниң бир йиллиқи мунасивити билән, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин дуня уйғур қурултийи, уйғур қәләмкәшләр җәмийити қатарлиқлар вә бир қисим хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири баянат елан қилди.
2015-01-15
“илһам тохти муәллим уйғур миллий һәрикитигә йеңи бошлуқ ата қилди. Бу бошлуқ-әң чоңқур вә академик тәпәккур, үзүл-кесил миллий ислаһат йәни миллий өзлүк вә миллий кимлик ислаһати, үнүмлүк һәрикәт шәкли, қисқиси системилиқ һалқиш зөрүрийити вә тәқәззасидин ибарәт иди.”
2015-01-15
Мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди 2014-йили 1-айниң 15-күни бейҗиңдики өйидә хитай бихәтәрлик тармақлири тәрипидин қолға елинған иди.
2015-01-14
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, алдинқи күни қәшқәрдә йүз бәргән, бу йилқи тунҗи қанлиқ вәқә - “12-январ йеңишәһәр вәқәси” һәққидә бүгүн радиомизда пикир баян қилди.
2015-01-14
Бир айдин бери, тайландтики 366 уйғурни түркийәгә елип келиш шундақла хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш үчүн, түркийәдики көплигән аммиви тәшкилатлар җамаәт пикри топлап, һәр хил паалийәтләрни улғайтмақта.
2015-01-13
14 Йиллиқ әрз тарихида бәш қетим тутулуп, икки қетим кесилгән вә 4 йил җаза муддити өтигән хотән қарақашлиқ ғоҗимәмәт җаппар әрз иши билән һазир йәнә бейҗиңда.
2015-01-13
Хәлқара мәтбуатларда елан қилинған 2014-йилдики хитай вәзийити вә хитай сиясити һәққидики анализларда, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири 2014-йили хитай сияситигә тәсир көрсәткән вәқәләр ичидә асаси салмақни игиләйдиғанлиқи илгири сүрүлди.
2015-01-13
10- январ истанбулниң таксим мәйданида намайишчилар хитай зулумиға қарши кепән кийип намайиш қилип, түркийәни уйғурларға игә чиқиш вә тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни түркийәгә елип келишкә чақирди.
2015-01-12
Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, бүгүн, йәни 12 - январ чүштин бурун қәшқәр йеңишәһәр наһийәсидә 6 нәпәр “һуҗум гумандари” ниң етип өлтүрүлгәнлики мәлум.
2015-01-09
Мухбиримизниң ақсу шаярда йүз бәргән 30 - июн һиҗрәт делоси һәққидики ениқлашлири давамида, тойболди йезисиниң қумериқ кәнтидинла 83 нәпәр яшниң диний әсәбийлик гумани билән тутқун қилинғанлиқи ашкариланди. Мәлум болушичә, қумериқ кәнтиниң омуми нопуси 1000дин төвән болуп, бу, мәзкур кәнттики яшларниң йеримидин көпиниң қамақта икәнликини көрсәтмәктә. Кәнт мәсуллириниң ашкарилишичә, бу тутулғанларниң 30 - июн һиҗрәт делоси билән алақиси йоқ болуп, улар пәқәт турмушида һалал - һарамни бәкрәк айриған, кәнт кадирлири билән барди - кәлди қилмиған вә бәзилири уштумтут һарақ ташлиған яшлардин икән. явропада яшаватқан сиясий анализчи зумрәт ханим, хитайниң бу түр кәң - көләмлик тутқун қилиш һәрикәтлириниң районниң бүгүн вә кәлгүсидики вәзийитигә көрситидиған тәсирлири һәққидә тохталди.