Архип
2015-10-14
Кан йезилиқ һөкүмитидә ечилған йиғинда, бай көмүркан һуҗумчилири вә уларниң ғайиб аилә-тавабиатлири һәққидә учур бәргүчиләргә, тәминлигән учуриниң қиммитигә қарап 500 миң сомғичә мукапат берилидиғанлиқи уқтурулған.
2015-10-13
Бай наһийисиниң канчи йезилиқ һөкүмитидә бүгүн әтигән ечилған муқимлиқ хизмити музакирә йиғинида 18 -сентәбир соған көмүркан вәқәси һуҗумчи гумандарлиридин 3 нәпириниң исми тилға елинған.
2015-10-12
10-Өктәбир фирансийәниң париж шәһиридә өткүзүлгән әркинлик намайишиға уйғурларму иштирак қилди.
2015-10-11
9-Өктәбирдин башлап дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим италийә сотсиял либерал партийәсиниң алаһидә тәклипи билән италийәдә зиярәттә болди.
2015-10-09
Учурларда, бай көмүркан һуҗумчилири дора искилатиға бесип киргәнлики вә уни қоршавға алғанлиқи тилға елинған, уларниң дора материяллирини қолға чүшүрүшкә мувәппәқ болалиған яки болалмиғанлиқи айдиңлашмиған иди.
2015-10-08
Йеқинда шинхуа тори имамлирим йезисиниң әһвалини тонуштуруп, бу йезида йүз бәргән йеқинқи бир йиллиқ өзгиришни хәвәр қилип, илгири диний ашқунлуқниң макани болған имамлирим һазир иттипақ вә инақ йезиға айланған дегән.
2015-10-08
Қазақистанлиқ вә қирғизистанлиқ уйғурлар бу мәмликәтләрдики йәрлик қанунларға әмәл қилған һалда, хитай даирилириниң уйғур елида елип бериватқан миллий сияситигә өзлириниң қаттиқ наразилиқини билдүрүш паалийәтлирини өткүзмәктә.
2015-10-07
Бай көмүркан һуҗумчилири тутулмиған, хитай көчмәнлириниң нөвәттә техиму вәһимигә чүшкәнлики вә һәйвәтлик башланған чарлаш опирасийәсиниң әмди җиддий вә әнсизлик ичидә давам қиливатқанлиқи мәлум.
2015-10-07
Явропа әллиридиму мустәқиллиқ яки алий аптономийигә еришиш йолида күрәшлирини давам қиливатқан милләтләр мәвҗут. Бирақ уларниң күрәшлири һакимийәт тәрипидин қанлиқ бастурулмайду.
2015-10-05
Шиветсийәдә паалийәт қиливатқан уйғурлар 3-өктәбир күни хитай һөкүмитиниң шәрқи түркистанни ишғал қилғанлиқиниң 66 йиллиқи мунасивити билән ситокһолмдики хитай әлчиханиси алдида наразилиқ намайиш өткүзди.
2015-10-02
1-Өктәбир германийәниң мюнхен шәһәр мәркизидә д у қ ниң орунлаштуруши билән “60 йиллиқ зулумниң дәлили” темисида мәхсус рәсим көргәзмиси өткүзүлүп, һәрсаһә кишиләрниң диққитини җәлп қилди.
2015-10-02
2015-Йили 1-өктәбир чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар өзлири туруватқан дөләтләрдә түрлүк паалийәтләрни тәшкилләп, хитай һакимийитиниң зулуми вә таҗавузчилиқлириға қарши наразилиқини ипадилиди.
2015-10-01
18-Сентәбир күни байда йүз бәргән көмүркан һаҗумида, терәк базарлиқ сақчиханиниң муавин башлиқи қурбанҗан өзини дәряға ташлаш арқилиқ җенини қутқузған.
2015-10-01
Дуня уйғур қурултийиниң орунлаштуруши билән 1-өктәбир күни хитайниң әнқәрәдики баш әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди.
2015-10-01
Қазақистанлиқ уйғурлар бир йәргә җәм болуп, 1-өктәбир күнини матәм күни сүпитидә хатириләп, уйғур елидә өзлириниң кишилик һоқуқлири үчүн қурбан болған қериндашлирини яд етишни әнәнигә айландурған.