Архип
2015-02-27
Хитай һөкүмити тунҗи террорлуққа қарши туруш қанун лайиһисини музакиригә қойғандин кейин, хәлқарадики көзәткүчиләр арисида хитайда зади террорлуқ мәвҗутму, униңдин келидиған тәһдит зади қанчилик дегәнгә охшаш темилар үстидә музакириләр болмақта.
2015-02-26
Хитай хәлқ қурултийиниң даимий комитети хитайниң тунҗи “террорлуққа қарши туруш қанун лайиһиси” бәзи өзгәртишләрни киргүзди.
2015-02-26
Қарамай шәһиридә йәрлик даириләр мәктәп пүттүрүп, хизмәт сақлаватқан 29 яштин төвән қарамай нопусидики уйғур яшлардин һәр йили имтиһан елип, лаяқәтлик болғанлардин 8% ини нефитликкә хизмәткә орунлаштуридикән.
2015-02-25
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати чаршәнбә күни дуня дөләтлириниң өткән бир йилдики кишилик һоқуқ вәзийити баһалап чиқилған йиллиқ доклатини елан қилди.
2015-02-24
17 - Феврал бай яқаериқ вәқәсидә сақчи башлиқи қасим имирниң қолидики қорални елип қачқан әр - аял пидаийлардин аблиз абла вә азадәм нур вәқәдин үч күн кейин әсиргә чүшкән; мәлум болушичә аблиз абла яқериқ йезисиниң ақ гүмбәз кәнтидә, азадәм нур ақсу шәһиридики кона айропланхана дәп атилидиған бир аһалиләр районида тутқун қилинған.
2015-02-24
Иҗтимаий таратқуларда өткән йилиниң ахирида үрүмчи әтрапидики “1 - авғуст полат - төмүр завути” да газ чиқип кетип, бирқанчә уйғур ишчиниң өлгәнлик хәвири тарқалған иди.
2015-02-20
Икки күн аввал, йәни 17 - феврал күни ақсу бай наһийисиниң яқаериқ базирида қанлиқ тоқунуш йүз берип 17 киши өлгән. Тоқунуш сақчиларниң өй тәкшүрүши давамида келип чиққан. Турғун билал башчилиқидики пидаийлар гуруһи бир өйгә топлинип олтурғинида сақчихана башлиқи қасим имин 7 - 8 ярдәмчи сақчини башлап өй тәкшүрүшкә киргән.
2015-02-20
Мәлум болушичә, баш штаби лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң орунлаштуруши билән бу йиллиқ хитайниң баһар байримида хоңкоң, токйо қатарлиқ шәһәрләрдики мәзкур тәшкилатниң шөбилири хитай түрмисидә йетиватқан абликим абдурәһим қатарлиқларға беғишлап “қайта җәм болуш” тимисида паалийәт елип барған.
2015-02-20
Биз игилигән учурларда уйғур дияриниң ақсу вилайити бай наһийисиниң яққа ериқ йезиси базирида хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргән.
2015-02-19
Икки күндин буян иҗтимаий таратқуларда қағилиқ наһийисидә тоқунуш йүз бәргәнлики, тоқунушта бир данә сақчи аптомобилиға от қоюлғанлиқи вә бирқанчә кишиниң өлүп-яриланғанлиқи һәққидә учурлар тарқалди.
2015-02-19
Йеқиндин буян чәрчән наһийисигә қарашлиқ идарә, орган ишчи хизмәтчилири вә әтраптики йеза, кәнт деһқанлири даириләр тәрипидин қәһритан қишқа қаримай йол ясаш, қум тосуқи ясаш қурулушиға охшаш әмгәкләргә мәҗбурланған.
2015-02-18
Түркийәниң ғәрбий җәнуби райониға җайлашқан айдин вилайитидики аммиви тәшкилатлар мунбиригә әза тәшкилатларниң мәсуллири 2-айниң 15-күни түркийә һөкүмитини вә түркийәдики пүтүн аммиви тәшкилатларни уйғурларға ярдәм қилишқа чақирди.
2015-02-18
2015-Йили 15-феврал йәкшәнбә күни түркийәниң лүләбургаз шәһиридә уйғурларни қоллап намайиш өткүзүлди. Намайишқа лүләбургаз хәлқидин көп санда киши бу намайишни қоллап қатнашқан болуп, намайишта хитай даирилири шәрқий түркистандики зулумни тохтитишқа чақириқ қилинди.
2015-02-17
Бултур бир йил ичидә тинчимиған йәни арқа-арқидин вәқә чиқип турған җайлардин бири қарақаш наһийисиниң пучақчи йезиси. Түнүгүн чүштин кейин, мәзкур йезида йәнә бир қанлиқ вәқә йүз бәргән.
2015-02-16
14-Феврал токйодики хитай әлчиханиси, осакадики хитай консулханиси алдида японийәдә паалийәт елип бериватқан моңғул, тибәт, уйғур тәшкилатлири бирликтә хитайға қарши намайиш өткүзди.