Архип
2015-07-30
Нәқ мәйдандин игилигән учур вә мәлуматлар бу йиллиқ рамизан билән язлиқ тәтилниң хотәндики мәктәп балилири үчүн нормал дәм елиш болмастин, бәлки төмүр пәрдә ичидики реҗим болғанлиқини ашкара қилмақта.
2015-07-29
Миллий бир дүләтниң қоғдиши несип болмиған шәхсий байлиқниң шу шәхсниң аиливий бәхт - саадитила әмәс, һәтта хатирҗәмликигиму кепил болалмайдиғанлиқи уйғур җәмийитиниң йеқинқи йүз йиллиқ тарихида көплигән мисаллар билән испатланди.
2015-07-29
Хитай һөкүмити йеқинқи бир йиллардин бери уйғур елидә роза, рамизан, һиҗаб, сақал вә башқа диний символ, диний ибадәтләрни мәни қилип, хилаплиқ қилған уйғурларни қаттиқ бастуруп кәлди.
2015-07-29
Инкасларға қариғанда, йәкән наһийәсиниң елишқу йезисида 28 - июл вәқә йүз бәргән болуп, шу күни әтигән саәт онларда өткән йили 28 - июлда хитай даирилири тәрипидин аяли вә пәрзәнтлири өлтүрүлгән бир қисим аилиләр йезилиқ һөкүмәт ишханиси алдиға топлинип, вәқәдә қәтлиам қилинған аилә - тавабиатлириниң өлүми һәққидә һөкүмәтниң йәкүн чиқирип беришини тәләп қилған. Бирақ, йезилиқ һөкүмәт уларниң тәлипини рәт қилип сақчилар уларни қолға алған.
2015-07-29
Хитай һөкүмити 2014 - йили 7 - айниң 28 - күни қәдимий дияр йәкәнниң елишқу кәнтидә қозғалған уйғурларниң қаршилиқ һәрикитидә һуҗумчиларни өз ичигә алған 96 адәмниң өлгәнликини елан қилған иди. Әмәлийәттә дуня мәтбуатлири шаһитлар ағзидин хитай қаттиқ сир тутиватқан бу вәқәдә, хитай әскәрлири тәрипидин қирғин қилинған уйғурларниң 2000 ға йетиши мумкинликини тилға алди.
2015-07-27
Хитайниң җеҗяң өлкисигә қарашлиқ венҗу шәһәрлик һөкүмәт 24 - июл әтигән сәһәрдә бир “террорлуқ гуруһи”ни паш қилип, 2 “террорчи”ни тутқун қилғанлиқини елан қилди. Лекин бәзи учурларда, йәнә 2 кишиниң етип өлтүрүлгәнлики қәйт қилинди.
2015-07-25
Истанбулда яшаватқан вә шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң идарә һәйәт рәһбәрлиридин абдулкәрим зияп кучар (керәм қари)ниң 11 нәпәр туғқиниң хитай сақчи даирилири тәрипидин тутқун қилинип, бәзилири сәвәбсизла 5 йиллиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи билдүрүлди.
2015-07-25
Йеқинқи йиллардин уйғурларниң вәтини ичи - сиртидики миллий қаршилиқ һәрикәтлириниң юқири долқун һасил қилиши билән, өзиниң миллий ирадиси вә җасаритигә ишәнгән уйғурлар ичидә миллитиниң кәлгүсигә үмид билән қарайдиғанларниң сани һәссиләп ешип бармақта.
2015-07-23
Америка дөләт мәҗлисидә 23 - июл хитайниң диний сиясити һәққидә мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини чақирилди.
2015-07-23
Д у қ, әркин тибәт һәрикити, җәнубий моңғул учур мәркизи, җуңго пуқраларкүчи қатарлиқ төт тәшкилат пәйшәнбә күни хәлқара олимпик комитетини 2022 - йиллиқ қишлиқ олимпикниң саһибханилиқини йәнә бир қетим бейҗиңға берип, уни мукапатлимаслиққа чақирди.
2015-07-21
Хитай даирилириниң уйғур диярда елип бериватқан қаттиқ қол сиясити чекидин ешип бериватқанлиқи ашкара болмақта.
2015-07-20
Йеқинда пүткүл дуня мусулманлири роза һейтини байрамлиди һәм бу җәрянда өзлириниң яхши нийәтлирини билдүрүш, яхши ишлирини әмәлгә ашуруш имканийитигә игә болалиди. Лекин дуняниң бәзи аммивий ахбарат васитилириниң хәвәрлиригә қариғанда, уйғур елида яшаватқан мусулманлар бу һоқуқлиридин дегәндәк пайдилиналмиди.
2015-07-17
Хитай даирилири 10 - июл җүмә күнидин башлап бейҗиң қатарлиқ һәрқайси чоң шәһәрләрдики кишилик һоқуқ адвокатлирини кәң - көләмдә тутқун қилиш, сорақ қилиш һәрикитини башлиди. 17 - Июлға қәдәр тутқун қилинған вә сорақ қилинған адвокатларниң сани 200 дин ашти. Бу әһвал хәлқара җәмийәттә җиддий инкас қозғиған болуп, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлири хитайда кишилик һоқуқ вәзийитиниң әң яман һаләткә йәткәнликини билдүрмәктә.
2015-07-16
Малайшияда уйғур мусапирларниң тәрҗиманлиқ ишлирини қилип бериватқан 9 нәпәр уйғур яшниң 2015-йили 2-айниң 7-күни малайшия сақчилири тәрипидин тутқун қилинип, шу айда хитайға қайтурулғанлиқи оттуриға чиқти.
2015-07-15
Хитай һөкүмитиниң өткән җүмә башлиған даңлиқ кишилик һоқуқ адвокатлирини тутқун қилиш һәрикитидә һазирғичә тутқун қилинғанлар 190 нәпәрдин ашқан.