“хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәси” намлиқ китаб нәшр қилинди
2025.01.09

Йүз йиллар асарәт астида яшаш, уйғурларниң миң йилдин артуқ давам қилған дөләтчилик әнәниси вә ташқий сиясәт мәдәнийитини үзүп қойғанлиқи мәлум. Хәлқара мунасивәтләр кәспи бойичә докторлуқ унваниға еришкән мәвлан тәңриқут әпәндиниң билдүрүшичә, уйғурларда хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәсигә беғишлап йезилған мәхсус китаблар техичә йоруқ көрмигән икән. Шу вәҗидин у бу китабни йезип нәшр қилдурған икән.
У зияритимизни қобул қилип, бу китабни йезиш пикриниң өзидә қандақ пәйда болғанлиқини шәрһләп өтти: “бу китабни йезишимда бир қанчә сәвәп бар. Бири, мениң хәлқара мунасивәтләр кәспидә оқуғанлиқимдур, мән бу кәсипкә бәк қизиқимән. Мәйли вәтәндә болсун яки муһаҗирәттә болсун, һазирғичә хәлқара мунасивәтләр тоғрисида уйғур тилида йезилған китаблар йоқ икән. Бу һәқтә хитайчә нурғун китаблар нәшр қилинған, әмма уйғурчә нәшр қилинған китаб йоқ, мән үрүмчигә барғандиму китабханилардин уйғур тилида йезилған бу һәқтики китабларни тапалмидим. Бу китабни йезишимдики йәнә бир сәвәб шуки, уйғурлар арисида нурғун кишиләр хәлқара мунасивәтләр һәққидә сөзләйду яки тәһлил йүргүзиду. Әлвәттә, бу хата әмәс, лекин бундақ баянларни хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәсигә салмай туруп сөзлисә, тоғра болмайду. Мән көплигән чәт әлликләр билән биллә оқудум, улар билмәйдиған мәсилиләр тоғрисида алдирап пикир баян қилмайду. Нурғун уйғурларниң хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәсини яхши билмәй туруп пикир баян қилиши һәм күлкилик һәм ечинишлиқ бир әһвал. Мән буниң сәвәбини бу тоғрилиқ китабларниң болмаслиқидин болса керәк, дәп ойлидим. Шу сәвәбтин ‛хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәси намлиқ бу китабни яздим”.
Һазирқи хәлқара системиниң дәсләпки рамкиси шәкилләнгән, дөләтләр ара мунасивәтләр тәтқиқати йеңи бир басқучқа киргән 1648-йили, шәрқий түркистандики дөләтчилик әнәниси ахирқи тарихни баштин кәчүрүвататти. 1680-Йили әтрапида сәидийә ханлиқи мунқәрз болғандин кейин, бу әнәнини давамлиқ яшитиш мумкин болмиди. Шу күндин тартип уйғурлардики дөләтчилик еңи йоқилишқа қарап йүзләнди.
Ундақта, доктор мәвлан тәңриқут язған “хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәси” намлиқ китабта немиләр баян қилинған? бу һәқтики соалимизға мәвлан тәңриқут әпәнди мундақ җаваб бәрди: “китабта хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәсигә даир мәлуматларниң һәммиси бар дейишкә болиду. Нәзәрийә дегән вақтимизда чүшиниксиз қуруқ гәп әмәс. Мән буни чүшинишлик вә қизиқарлиқ қилип йезишқа тириштим. Буниң ичидә техиму тәпсилий йорутқан нуқта хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәсидики реализмлиқ әмәлийәттур. Бу әң кона вә әң чоң нәзәрийәләрдин бири. Униңдин башқа йәнә либерализм, енгилис еқими, маркисизим, бәрпачилиқ нәзәрийәси, феминизим қатарлиқларму бар. Китабимда ғәрбни мәркәз қилған нәзәрийәләрдин сирт йәнә ислам дөләтлири вә хитайниң хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәсиниму баян қилдим”.
“бу китабни баштин-ахир оқуған киши немиләрни өгинәләйду?” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди: “қисқичә қилип ейтқанда, 1920-йилларда хәлқара мунасивәтләр өз алдиға бир кәсип болуп шәкилләнди. Шуниңдин башлап һазирғичә болған арилиқта хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәсидә немиләр оттуриға қоюлди, бурунқи нәзәрийәләрдә немиләр дейилгән, бу нәзәрийәләрниң артуқчилиқи немә, кәм қалған тәрипи немә, кейинкиләр буни қандақ толуқлиди, ғәрб мәркәзлик болмиған нәзәрийәләр немә үчүн оттуриға чиқти, хитайниң нәзәрийәсиниң немигә пайдиси бар, кәмчилики немә, ғәрб дөләтлириниң нәзәрийәсиниң артуқчилиқи немә дегәндәк мәсилиләрни чөридигән һалда тәһлил йүргүздүм. Бу китабни баштин-ахир оқуған киши дөләтләр оттурисидики мунасивәтләрниң қандақ болидиғанлиқини чүшинивалиду”.
Доктор мәвлан тәңриқут әпәнди мәзкур китабниң пайдилиниш обйектиниң сиясәтшунаслиқ, хәлқара мунасивәтләр кәспидә оқуватқан вә оқуғанлар кишиләр икәнликини, лекин бу китабни хәлқара мунасивәт вә сиясәт тәтқиқати билән шуғуллиниватқанлар һәмдә уйғур дәваси йолидики паалийәтчиләрму оқуса пайдилиқ болидиғанлиқини илгири сүрди. У, мундақ деди: “бу китабни оқуса, дөләтләр оттурисидики мунасивәттә немиләр муһим, дөләтләр қайси мәнпәәтини әң муһим орунда қоюп һәрикәт қилиду, кишилик һоқуқниң дөләтләр ара мунасивәтләрдики орни немә, кишилик һоқуқ, идеологийә вә дөләт мәнпәәти оттурисида қандақ бир мунасивәт бар, дегәндәк мәзмунларда мәлум дәриҗидә тонушқа игә болғили болиду. Униңда йәнә башқа дөләтләрниң хитай билән болған мунасивити тоғрилиқму мәлуматлар бар. Мушуларни билгәндә дәвани қайси шәкилдә, қайси йөнилиштә елип бериш, кимләр билән мунасивәт орнитиш тоғрисида пайдилиқ болиду дәп ойлаймән”.
Истанбулда туруватқан хәлқара мунасивәтләр кәспиниң тәтқиқатчиси, доктор яқуп улуйол әпәнди, бу китабниң нәшр қилиниши билән уйғурлардики бир бошлуқниң толдурулғанлиқини илгири сүрди.
“хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәси” намлиқ китаб истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң китаб сетиш бөлүмигә қоюлған болуп, оқурмәнләр қизиқип сетивелишқа башлиған. Нәшриятчи җелил туран әпәнди, вәтәндә уйғур тилида бундақ китабларни бесиш мумкин болмайватқан бир пәйттә, бу китабниң нәшр қилинишиниң зор әһмийәткә игә иш болғанлиқини илгири сүрди.
Доктор мәвлан тәңриқут маралбеши наһийәсиниң тумшуқ йезисида дуняға кәлгән. Башланғуч, толуқсиз вә толуқ оттура мәктәпни уйғур тилида пүттүргән. Университетни хитайдики шәрқий-шимал педагогика университетиниң дуня тарих кәспидә оқуған. Чәт әлгә чиққандин кейин, истанбул университетиниң тарих кәспидә магистирлиқ аспирантлиқини пүттүргән. Андин истанбулдики ибни халдун университетида хәлқара мунасивәтләр кәспи бойичә докторлуқ унвани алған. 2023-Йили докторлуқни пүттүргәндин кейин әнглийәдики шеффилд һаллам университетида хитай тәтқиқати саһәсидә тәтқиқатчи болуп ишләшкә башлиған. Униң һазирқи тәтқиқат даириси хитай сиясий пәлсәписи, ғәрб сиясий пәлсәпәси, хәлқара мунасивәтләр нәзәрийәси, хитай тарихи вә уйғур тарихи қатарлиқ саһәләрни өз ичигә алдикән.