“вәтәнсизлик – қәдирсизлик кәчүрмишлирим” мавзулуқ китаб истанбулда нәшрдин чиқти
2022.03.23
“вәтәнсизлик – қәдирсизлик кәчүрмишлирим” мавзулуқ бу китаб уйғур паалийәтчи муһәммәд түрсун әмәт уйғур тәрипидин йезилған болуп, сутуқ буғрахан нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди.
Бу китаб 796 бәт, 9 баб вә 112 темидин тәркиб тапқан болуп, китабта аптор 1972 - йилидин башлап 1997 – йили уйғур елидин айрилғучә болған арилиқтики һаятиға мунасивәтлик сәргүзәштлирини вә 1997 – йили 3 – айдин 2019 – йилиғичә болған арилиқтики чәтәлләрдә хусусән түркийәдә яшаш җәрянида бешидин өткән һаят сәргүзәштлирини һәм һаятиға тәсир көрсәткән муһим вәқә вә һадисиләрни һәм язған.
Аптор китабниң кириш сөзидә мундақ язған: “мән оқурмәнләрниң бу китабни оқуғанда, қандақтур бирәр әдәбий әсәр яки һекайә дәп ойлап қалмаслиқини, китабтики һәр бир баб вә һәр бир вәқәликни <раст болған вәқә> дәп чүшинишини үмид қилимән”.
Биз бу китаб тоғрисида китабниң аптори муһәммәт турсун уйғур билән сөһбәт елип бардуқ.
Аптор муһәммәд турсун уйғурниң билдүрүшичә у чәтәлдә яшап кәлгән 22 йиллиқ һаяти бойичә күндилик хатирә йезип келиватқан болуп у бу китабни күндилик хатирисидин түркийәдә нәшр қилинған бир қисим гезит - журналлардин пайдилинип үч йил вақит чиқирип йезип нәшргә тәйярлиған.
Апторниң билдүрүшичә, у түркийәгә кәлгән 1997 – йилидин башлап түркийәдики уйғур муһаҗирлар билән биргә яшап кәлгәнликини, шәрқий түркистан дәвасиниң сепидә орун елип келиватқанлиқини, бу җәрянида уйғурларға мунасивәтлик шаһит болған муһим ишларни, вәқә вә һадисиләрни дәлил – пакитлири вә тарихлири билән өзгәртмәстин әйнән язған.
Униң билдүрүшичә бу китабни тәпсилий оқуп чиққан һәрқандақ киши, түркийәдә 22 йил җәрянида уйғурларға мунасивәтлик йүз бәргән нурғун ишлар, һөкүмәт вә сиясий партийәләрниң уйғурлар мәсилисигә тутқан позитсийәси, өзгиришләр һәм муһим шәхсләр вә тәшкилатлар тоғрисида мәлуматқа игә болалайдикән.
Аптор бу китабни шәрқий түркистан дәвасиниң буниңдин кейинки тәрәққиятиға пайда елип келишини көздә тутуп йезип чиққанлиқини билдүрди.
Биз йәнә бу китабни нәшргә тәйярлашта тәһрирлик вәзиписини өтигән мөминҗан сидиқ билән сөһбәт елип бардуқ. Мөминҗан сидиқ бу китабниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “аптор бу китабта 22 йиллиқ чәтәл һаятида шәрқий түркистан билән мунасивәтлик мәйли паалийәт болсун, мәйли чоң ишлар болсун хатирә дәптири тутуп йезип маңған болғачқа китабта йезилған мәзмунлар асасән тарихий вәқәликләрни билиш, шәрқий түркистан тәшкилатлирини вә шәрқий түркистан дәваси үчүн паалийәт елип барған шәхсләрни тонуш, түркийә вәзийити вә җәмийитини билиш, хәлқаралиқ сиясий әһвалларни тонуштиму әмәлий әһвални чиқиш қилип туруп язған бир китаб болғачқа әһмийәткә игә дәп ойлаймән”.
Муһәммәт турсун уйғур әсли кучар наһийәсидин болуп у вәтинидин айрилип, 1997 – йили түркийәгә кәлгән. У, түркийәдики уйғурлар арисида сиясий дәва йолида актип паалийәт қиливатқан шәхсләрдин бири. Униң “100 мәшһур уйғур” намлиқ китаби 2018 – йили истанбулда нәшр қилинғаниди. Униң уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида йезилған онлиған мақалилири иҗтимаий таратқуларда елан қилинди. Муһәммәд турсун уйғур, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң актип әзалиридин бири болуп, у һазир үч пәрзәнти вә аяли билән истанбулда яшап келиватиду.