Дуня көчмәнләр күнини қутлуқлаш паалийитидә уйғурларму алаһидә тилға елинди
2022.12.19

12-Айниң 18-күни дуня көчмәнләр күни. Бу күн мунасивити билән түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә өткүзүлгән дуня көчмәнләр күнини қутлуқлаш паалийитигә түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириму иштирак қилған болуп, йиғинда түркийә ички ишлар министири сулайман сойлу зулумдин қечип түркийәгә кәлгән уйғурларға қучақ ачқанлиқини тәкитлиди.
12-Айниң 18-күни әнқәрәдә өткүзүлгән йиғинда түркийә ички ишлар министири сулайман сойлу, маарип министири мәхмут өзәр, әнқәрә шәһәр башлиқи васип шаһин вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар башқармисиниң түркийәдики мәсули гәрард карл ваитә (Gerard Karl Waite) қатарлиқ рәһбәрләр сөз қилған. Уйғурларға вакалитән истанбулда паалийәт елип бериватқан хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтуллаһ оғузхан, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати баш катипи абдуләхәт абдурәһим қатарлиқлардин тәшкил тапқан һәйәт тәклип бойичә қатнашқан.
Йиғинниң ечилиш мурасимида сөз қилған түркийә ички ишлар министири сулайман сойлу әпәнди “зулум вә бесимдин қечип өз вәтини болған түркийәгә кәлгән уйғур қериндашлиримизға қучиқимизни ачтуқ, бундин кейинму ечишни давам қилимиз” дегән.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди дуня көчмәнләр күнини тәбрикләш йиғинида пүтүн дунядики уруш, сиясий бесим вә апәткә охшаш һәр хил сәвәбләрдин өз юртидин айрилишқа мәҗбур қалған кишиләр дучар болуватқан қийинчилиқларни оттуриға қойған.
Улар йиғин җәрянида түркийәниң мунасивәтлик рәһбәрлири билән айрим-айрим учришип, түркийәдики уйғур көчмәнлириниң қийинчилиқлири тоғрисидики тәләплирини сунған.
У бу һәқтә айрим зияритимизни қобул қилип өз паалийәтлири һәққидә тохталди.
Мәзкур йиғинға түркийәгә панаһланған көп сандики милләттин вәкилләр иштирак қилған болуп, түркийә ички ишлар министири ечилиш нутқида бир қанчә милләтниң исминила тилға алғандин кейин уйғурлар тоғрисида алаһидә тохталған.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Түркийәдин үчинчи дөләткә кетиш үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң әнқәрәдики иш беҗириш орниға илтимас қилған уйғур мусапирлардин мамутҗан әркин әпәнди зияритимизни қобул қилип, түркийәдики мусапир уйғурларниң көпиниң қийинчилиқлири һәл болғанлиқини, лекин йәнила бәзи қийинчилиқларниң мәвҗутлуқини, болупму башқа дөләтләргә кетиш үчүн күтүватқанларға 2011-йилидин буян җаваб кәлмәйватқанлиқини билдүрди.
Түркийә көчмәнләр идариси 2013-йили қурулғандин бери һәр йили дуня көчмәнләр күни түркийәниң һәрқайси вилайәтлиридә һәр хил паалийәтләр билән қутлинидиған болуп, уйғурлар изчил түрдә бу хилдики паалийәтләргә қатнишип уйғурниң нөвәттики еғир вәзийитини вә мәдәнийитини тонутуп кәлмәктә. Әнқәрәдики шәрқий түркистан күлтүр мәркизиниң мудири абдулхәмит памир әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.
Игилишимизчә, 2022-йилиниң оттурилиридин башлап, түркийә ички ишлар министирлиқи, “түркийәдә туруватқан шәрқий түркистанлиқларниң омумий йүзлүк түркийә пуқралиқиға илтимас қилиш салаһийитигә игә болғанлиқи” ни җакарлиған болсиму, лекин пуқралиққа илтимас қилиш җәрянида рәсмийәттә тапшурушқа тегишлик мунасивәтлик һөҗҗәтләрниң кәмчил болуши, дадиси яки аниси уйғур диярида түрмидә йетиватқан балиларниң пуқралиққа илтимас қилишидики қийинчилиқларға охшаш бир қатар қийинчилиқлар келип чиққан.