Америка дөләт мәҗлисидә уйғур киризиси қайта әслитилди

Мухбиримиз әзиз вә шәһризад
2022.11.16
awam-palata-ezasi-tom-suozzi-1.jpg Америка авам палата әзаси там свази, 2022-йили 15-ноябир, вашингтон.
Credit: CFU

Америка һөкүмити 2021-йили январда уйғур қирғинчилиқи һәққидә қарар алғандин буян бир қатар мунасивәтлик тәдбирләр оттуриға чиққан иди. Әмма шуниңдин буянқи хәлқара мунасивәтләрдә көрүлгән бир қатар җиддий өзгиришләр, җүмлидин росийәниң украинаға таҗавуз қилиши, америка һөкүмитиниң оттура мәзгиллик сайлам паалийити қатарлиқ һадисиләр түпәйлидин бир мәһәл хәлқараниң диққәт мәркизидә болуп кәлгән уйғур дияридики қирғинчилиқ йеқинқи мәзгилләрдә тәдриҗи анчә көп тилға елинмас болуп қелишқа башлиди. Әнә шу хил реаллиқни көздә тутқан һалда америка дөләт мәҗлисидики “уйғур гурупписи”ниң әзалири 14-ноябир күни кәчқурунлуқи дөләт мәҗлисидә муһакимә йиғини уюштуруп, америка дөләт мәҗлисиниң әзалирини һәмдә башқа алақидар тәшкилатларни уйғурларниң нөвәттики қисмәтлиридин мәлуматлиқ қилди.

Америка дөләт мәҗлисидики “уйғур гурупписи”ниң әзалиридин авам палата әзаси там свази (Thomas Suozzi) алди билән сөз елип йиғин әһлигә уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә чүшәнчә бәрди.

У сөзидә америка һөкүмити президент ричард никсон (Richard Nixon) дәвридин буян йерим әсир давам қилдуруп кәлгән “хитай қудрәт тапса вә бай болса бизгә охшаш йолға маңиду” дәйдиған омумий чүшәнчиниң хата болғанлиқи 2022-йилиға кәлгәндә мутләқ айдиңлашқанлиқини, хитай һөкүмитиниң уйғурлар, тибәтләр, тәйвән вә хоңкоң районидики қилмишлириниң өзи буни толуқ испатлап беридиғанлиқини, болупму пүтүн дуня демократийә вә әркинликкә йүрүш қиливатқанда хитайниң милйонларчә уйғурни лагерға қамиши һәмдә мәҗбурий әмгәкни санаәтләшкән көләмгә игә қилишини һәргизму қобул қилишқа болмайдиғанлиқини, кишилик һоқуқ вә демократийәниң байрақдари, дәп қариливатқан америка қошма шитатлири һөкүмитиниң бу хил вәһшиликликләргә сүкүт қилишиға техиму сәвәб йоқлуқини алаһидә тәкитлиди.

Авам палата әзаси кристофер симис (Chris Smith) әпәнди күтүлмигән орунлаштуруш түпәйлидин әслидики пилан бойичә йиғинға келәлмигән болсиму, әмма өзиниң баш мәслиһәтчиси пиро тоззи (Piero Tozzi)ни йиғинға әвәтиш арқилиқ өзиниң бу мәсилидики қарашлирини йиғин әһлигә сунди.

У кристофер симис әпәндиниң уйғур дияридики вәзийәтни йеқиндин көзитип келиватқанлиқини әскәртиш билән биргә уйғурлар һәққидики қанун лайиһәлириниң мақуллинишиниң муһимлиқини, шуниңдәк бу қанунларни толуқ иҗра қилишниң техиму муһимлиқини, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)ниң уйғур дияри һәққидики доклати елан қилинғандин кейинки хәлқара инкаслар һәмдә уйғур диярида изчил давам қиливатқан сиясий бастурушни нәзәргә алған һалда ислам дунясини бу мәсилидә хитай һөкүмитини қоллаштин ваз кәчтүрүшниң муһимлиқини, чүнки б д т ниң доклатида уйғур дияридики вәзийәт “инсанийәткә қарши җинайәт” дегән шәкилдә тилға елинған болсиму, буниң әмәлийәттә қирғинчилиқ икәнлики һазир һәммәйләнгә, җүмлидин ши җинпиңға вә хитай комунистик партийәсигә мәлумлуқ икәнликини, қирғинчилиқниң көплигән тәбирлириниң һазир толуқи билән оттуриға чиқип болғанлиқини баян қилди.

Йиғинниң иккинчи бөлүкидә уйғур дияридики сиясий вәзийәтниң нөвәттики тәрәққияти тоғрисида йиғин әһлигә җанлиқ мәлумат бериш үчүн уйғур һәркити тәшкилатиниң рәиси рошән аббасниң паалийәтлири асасида ишләнгән “һәдәмни изләш йолида” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң қисқартилған нусхиси көрситилди. Шуниңдәк узун йиллиқ дохтур гүлшән аббасниң қисмити арқилиқ уйғур дияридики реаллиқниң җанлиқ картиниси намайән қилинди.

Уйғур һәркити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас йиғинда сөз қилмақта, 2022-йили 15-май.
Уйғур һәркити тәшкилатиниң рәиси рошән аббас йиғинда сөз қилмақта, 2022-йили 15-май.
Credit: CFU

Мәзкур филимниң директори җавад мир (Jawad Mir) йиғин әһлигә өзиниң қандақ болуп мушундақ бир филимни ишләшкә қизиқип қалғанлиқи һәмдә буниң уйғурларниң нөвәттики әһвалини әкс әттүрүп бериштики роли һәққидә қисқичә сөз қилди.

Шу қатарда рошән аббасму айрим сөз қилип, һәдисиниң әмәлийәттә уйғур диярида лагерға қамалған милйонларчә инсанларниң пәқәт бири икәнликини, бу хилдики милйонларчә инсанлар һәққидә техиму әмәлий болған тәдбирләр оттуриға чиқмиса уларниң мушу тәриқидә қирилип түгәйдиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң ашу хил зораванлиқи чәкләнмисә, униң йеқин кәлгүсидә пүтүн дуняға йейилидиғанлиқини әскәртти.

in-search-my-sister-rushan-abbas-3.jpg

Муһакимә басқучида йиғин әһлигә уйғур дияриниң әң йеқинқи вәзийити һәққидә мәлумат берилди. Әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң директори алим сейтоф уйғур диярида нөвәттә шәклән көзгә челиқиватқан “өзгириш”ләрниң пәқәт йүзәки һадисиләр икәнликини, ши җинпиңниң бивастә йолйоруқи бойичә иҗра қилиниватқан қирғинчилиқ сиясәтлириниң маһийәттә йәнила давам қиливатқанлиқини, чен чуәнгониң йөткилип кетиши вә ма шиңруйниң униң орниға уйғур аптоном районлуқ парткомға секретар болуши билән уйғурлар дуч келиватқан қирғинчилиқта һечқандақ өзгиришниң болмиғанлиқини, шуңа уйғур дияри һәққидики хата тәсәввурларға әгишишкә болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Йиғинниң ахирида һәр саһә кишилири уйғур дияриниң нөвәттики әһвали һәққидә охшимиған нуқтилар бойичә соал сориди. Муһакимә иштиракчилириму тегишлик йосунда җаваб бәрди.

kongress-guwahliq-alim-rishat-rushan-4.jpg

Америка дөләт мәҗлисидики “уйғур гурупписи” 2021-йили 29-июл күни қурулған болуп, буниңға авам палата әзаси там свази вә кристофер симис әпәндиләр алаһидә әҗир сиңдүргән иди. Улар шуниңдин буян уйғур дияридики зулум вә қирғинчилиқни һәрқайси һөкүмәт даирилиригә аңлитишта әң муһим көврүклүк ролини ойнап келиватқан болуп, бундин кейинки хизмәтләрдә бу һалниң техиму зор утуқларға еришиши үмид қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.