Корлида давам қилған “қара, рәзил күчләргә зәрбә бериш” долқунида 76 киши “икки йүзлимичи” дәп бекитилгән
2024.07.30
Шинҗаң телевизийә истансисиниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ “қара, рәзил күчләргә зәрбә бериш” хизмәт гурупписи мушу айниң 14-күни йиғин ечип, йилда бир нөвәт елип берилидиған бу долқунни йәнә қозғиған. Бу хәвәрдин мәлум болушичә, йиғинда “қайта тәкшүрүш усули бойичә нуқтилиқ саһәләрдики мәсулийитини ада қилмиғанларни байқаш вә уни җазалаш” оттуриға қоюлған. 2016-Йил “қайта тәкшүрүш”, “арқиға қараш һәрикити” дәпму аталған болуп, у чағда әдәбият-сәнәт вә тәтқиқат саһәсидә илгирики йилларда елан қилинған әсәрләрдин мәсилә тепиш вә апторлирини җазалаш шәклидә иҗра болған.
Биз бу зәрбә долқуниниң, болупму “қайта тәкшүрүш” ниң қандақ давам қиливатқанлиқини ениқлаш үчүн уйғур елидики бир қисим идарә-җәмийәтләргә телефон қилдуқ. Корла шәһәрлик хәлқ һөкүмәт бинасида нөвәтчилик қиливатқан сақчи хадими, өткән айниң ахиридин башлап, җиддий һаләттә туруватқанлиқини баян қилиш билән бирликтә, “қара күчләргә зәрбә бериш” долқуни сәвәблик шәкилләнгән бу җиддий вәзийәттә, “икки йүзлимичи” ләргә зәрбә беришниң асаслиқ нишан болғанлиқини ашкарилиди.
Хитай хәвәрлиридин мәлум болушичә, “қара, рәзил күчләргә зәрбә бериш” башқа өлкиләрдә асаслиқи җәмийәттики қара гуруһ вә җинайәтчи унсурларни нишан қилған болса, уйғур елиға кәлгәндә асаслиқи сиясий саһәдики кишиләрни, болупму уйғур рәһбирий кадирлар, дөләт хизмәтчилири вә партийә әзалирини нишан қилған. Илгирики ениқлашлиримизда, 2021-йилдики бу долқунда, хотәндә қара күчләргә зәрбә бериш долқунида, “миллий бөлгүнчи” вә “диний әсәбийләр” ни қанат астиға алған рәһбири кадирларниң “қара күч” дәп бекитилгәнлики вә “икки йүзлимичилик” билән әйиблинип җазаланғанлиқи мәлум болғаниди.
Корлидики мәзкур сақчиниң баянлиридин мәлум болушичә, даириләр долқун башланған қисқиғинә вақит ичидә 76 нәпәр “қара күч” ниң “җинайити” ниң характерини бектип болған; әмма буларға қандақ җазаларниң берилидиғанлиқи һазирчә мәлум әмәс.
Илгирики “қайта тәкшүрүш” һәрикәтлиридә, нөвәт адәттики пуқраларға кәлгәндә, уларниң 10-20 йил бурун қетилған диний паалийәтлири “қанунсизлиқ” дәп бекитилип еғир җазаларға һөкүм қилинғаниди. “қәшқәр конашәһәр сақчи архиплири” дә хатирилинишичә, 10 нәччә йил бурун дадиси яки бовисидин өгәнгән қуран савадлириму диний әсәбийликниң пакити қилинғаниди.
Бу қетимқи “қара, рәзил күчләргә зәрбә бериш” долқунида тәшәббус қилинған “қайта тәкшүрүш” ниң адәттики пуқраларға қарита иҗра қилиниватқан яки қилинмайватқанлиқи һазирчә мәлум әмәс.