Йеңи тәтқиқат доклати күнтахтисиниң уйғур мәҗбурий әмгики вә муһит булғинишиға зич бағлинишлиқ икәнликини ашкарилиди

Мухбиримиз әркин
2022.11.21
Америка һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болған киримнейлиқ мәһсулатларға қарита тутуп қилиш буйруқи чиқарди Бир ишчи фотоволтлуқ санаәт бағчисида қуяш енергийәсини тазилаш машиниси билән мәшғулат қиливатқан көрүнүш. 2018-Йили 22-өктәбир, қумул.
REUTERS

Америкадики “брикстров институти” намлиқ бир тәтқиқат ‍орни өткән һәптә елан қилған бир йеңи тәтқиқат доклатида, дуня қуяш енергийәси базириниң асаслиқ тәминлигүчиси болған хитайниң күнтахта мәһсулатлириниң уйғур районидики бастуруш сиясити вә униң уйғур мәҗбурий әмгикигә зич бағлинишлиқ икәнлики, шундақла униң муһит булғиниши вә зәһәрлик карбон гази қоюп бериштә чоң рол ойнаватқанлиқини тәпсилий санлиқ мәлуматлар билән ашкарилиди.

“брикстров институти” “күнтахта империйәсиниң гунаһлири” намлиқ доклатида хәлқара қуяш енергийәси саһәсини хитайниң уйғур елидики әхлақи өлчәмләргә уйғун болмиған күнтахта батарийәси ишләпчиқиришиға қарита һәл қилиш чариси тепишқа чақирған. Доклатта тәкитлинишичә, хәлқара мәбләғ селиш вә ортақ шерикчилик мунасивәтлирини райондики күнтахта ишләпчиқириш зәнҗиригә мәркәзләштүрүш билән бир вақитта, хитайниң бу районидики бастурушиниң дәсләпки агаһландуруш аламәтлирини көрмәскә селиш, уйғур районини дуня күнтахта базириниң муһим хам әшя базисиға айландуруп, күнтахта PV мәһсулатлириниң тәминлиниши вә баһасиниң уйғур райониниң мәһсулат ишләпчиқиришиға интайин сәзгүр болушни, күнтахта базириниң уйғур райониға тайинип қелишиға хатимә бериш урунушлириниң дуня қуяш енергийәси тәминләш зәнҗиригә дәхли қилишидәк вәзийәтни шәкилләндүргән.

Доклатта йәнә күнтахта базириниң уйғур райониға тайинип қелишидәк әһвалға хатимә бериш, дуня күнтахта мәһсулатлириниң ишләпчиқирилишини башқа дөләтләргә йөткәп, бу саһәдики ишләпчиқиришни нормал әхлақий ‍өлчәмләргә мувапиқ шәкилдә елип бериш тәләп қилинған. “күнтахта империйәсиниң гунаһлири” намлиқ бу доклатни тәйярлиған асаслиқ мутәхәссисләрдин “брикстров институти” килимат вә енергийә тәтқиқат гурупписиниң қошумчә директори сивер ваң зияритимизни қобул қилип, уйғур елидә күнахта санаитидики мәҗбурий әмгәк бу мәһсулатниң дәсләпки ишләпчиқириш басқучлириға мәркәзләшкәнликини билдүрди. Сивер ваң 21-ноябир бу һәқтики зияритимизни қобул қилғанда мундақ деди: “бу саһәдики мәҗбурий әмгәкниң көлими интайин чоң. Болупму бу күнтахта тәминләш зәнҗиридики ишләпчиқиришниң дәсләпки басқучиға мәркәзләшкән. Бу йәрдә барлиқ күнтахта мәһсулатлириға илитилидиған икки хам әшя тәркиби бар. Буниң бири металоргийәлик полисикон. Йәнә бири металоргийәлик полисиликондин ишләпчиқирилидиған күнтахта полисиликонидур. Дунядики бу икки мәһсулатни ишләпчиқиридиған бир қанчә асаслиқ карханиларниң һәммиси шинҗаң райониға җайлашқан. Елан қилинған мақалиләр, иҗтимаий таратқуларда елан қилинған учурлар, шундақла бу ширкәтләрниң өзи торида елан қилған доклатлардин қариғанда, улар мәҗбурий әмгәк программисиға қатнашқан. Бу б д т ниң, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң, уйғур гуруппилириниң доклатлирида көрситилгән”.

Сивер ваңниң ейтишичә, күнтахта ширкәтлириниң уйғур мәҗбурий әмгики билән болған ғәйрий әхлақи алақисигә хатимә беришниң әң үнүмлүк усули күнтахта тәминләш зәнҗирини хитайниң сиртиға йөткәш икән.

Сивер ваң: “буниң үчүн хитайниң сиртида чоң көләмлик йеңи күнтахта ишләпчиқириш карханилирини қуруп чиқишқа зор тиришчанлиқ көрситиш керәк. Бу күнтахта санаитиниң иҗтимаий вә муһит җәһәтләрдики мәсулийәтчанлиқиға капаләтлик қилишниң бирдин-бир йолидур. Йәнә бир тәрәптин әгәр шундақ болса бу шинҗаңдики әхлақ ‍өлчәмлиригә хилап ишләпчиқириш билән шуғулланғучиларға базарниң улардин ваз кечиватқанлиқи, уларниң дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәк программисиға таянмаслиқи тоғрисида күчлүк сигнал бериду. Бу ширкәтләрниң шинҗаңдин чекинип чиқмиса базардин қоғлинидиғанлиқини көрситиду” деди.

Доклатта тәкитлинишичә, “нөвәттә хитай карханилири дуня күнтахтиси тәминләш зәнҗиридә һөкүмран орунни игилигән болуп, хитай карханилириға болған тайиниш техиму ашиду” дәп қаралмақтикән.

Доклатта, “хитай карханилириниң күнтахтиси полисиликонидин тартип, кримний вафириғичә, күнтахтиси батарийәсидин тартип күнтахтиси запчаслириғичә болған қуяш енергийәси тәминләш зәнҗириниң һәр бир һалқисида, мутләқ юқири ‍орунни игиләйдиғанлиқи” тәкитләнгән.

Доклатта көрситилишичә, болупму хитайдики карханилар кристал силикон күлчиси вә бу күлчиләрни вафирларға айрип күнтахта батарийәләригә ишлитиштә дуня ишләпчиқиришиниң 95 пирсәнтини игилигән болуп, күнтахта тәминләш зәнҗириниң дәсләпки ишләпчиқириш басқучи уйғур райониға мәркәзләшкәникән.

Әнглийәдики һаллам шифелт университети һелена кенидй мәркизиниң директори, профессор лавра мураей 21-ноябир зияритимизни қобул қилип, уйғур районида ишләпчиқирилған полисиликон мәһсулатлириниң һәммиси дегүдәк мәҗбурий әмгәккә четилидиғанлиқини билдүрди.

Лавра мурфей мундақ дәйду: “доклатта көрситилгәндәк районда мәшғулат елип баридиған күнтахта тәминләш зәнҗиридики барлиқ асаси карханиларниң һәммиси я әмгәк күчлирини йөткәш программисини ишләткән я әмгәк күчлирини йөткәш программисиға қатнашқан ширкәтләрдин пайдиланған яки һәр иккисигә иштирак қилған. Болупму биз бу доклаттин уйғур районидин кәлгән барлиқ полисиликон мәһсулатлириниң уйғур мәҗбурий әмгикидә булғанғанлиқи қәйт қилинғанлиқини көрүвалалаймиз”.

“брикстров институти” ниң доклатида, хитайниң ‍уйғур районидики мәҗбурии әмгәккә четишлиқ күнтахта мәһсулатлирини чәкләшкә болған чуқанлар күчийиватқан болсиму, лекин ширкәтләрниң йәнила уйғур районида ишләпчиқирилған күнтахта мәһсулатлиридин қол үзүштә иккилиниватқанлиқи тәкитләнгән. Профессор лавра мурфейниң ейтишичә, хәлқара ширкәтләрниң иккилинишидә мәһсулат баһаси һалқилиқ рол ойнаватқан амилларниң бири икән.

Лавра мурфей мундақ деди: “шундақла улар шуниңдинму әндишә қилиду. Чүнки, хитай мәҗбурий әмгикини ишлитиш, шундақла полисиликон ишләпчиқиришта көмүрни йеқилғу қилған електр ишлитиш арқилиқ полисиликонниң баһасини сүний рәвиштә әрзан тутуп кәлди. Полисиликонниң баһасини қалаймиқан төвәнлитиш, ширкәтләрниң башқа җайға йөткилиштә охшаш хам ‍әшя һәм төвән баһани қоғлишиға түрткә болиду. Лекин бу доклаттики йеңи бир нуқта, полисиликон санаити өзиниң техника йеңилаш йолида шинҗаңниң полисиликон мәһсулатлириға тайинишни тохтатқан тәқдирдә, полисиликон баһасиниң йәнила төвән болидиғанлиқини оттуриға қойди.”

Доклатта, уйғур илидики күнтахта ишләпчиқириш ширкәтлириниң, болупму ишләпчиқиришниң дәсләпки һалқисидики хам-әшя билән тәминлигүчиләрниң хитай компартийәсиниң уйғур районидики йәрлик милләтләргә, хусусән уйғурларға, шундақла райондики қазақ, қирғиз қатарлиқ башқа аз санлиқ милләтләргә қаритилған кәң көләмлик, системилиқ бастуруш һәрикитигә қатнашқанлиқиға аит пакитларниң барлиқи билдүрүлгән. Доклатта, бу кризиста хәлқара ширкәтләр вә хәлқара мәбләғ салғучилар мәһсулат тәннәрхиниң чүшүрүлүшигә сүкүт қилип, бу районниң вәзийитигә аит доклатларда бу кризистики әхлақий чүшкүнлүккә шерик, дәп әйибләнгәнлики тәкитләнгән.

Доклатта қәйт қилинишичә, райондики күнтахта ишләпчиқарғучи ширкәтләр вә райондики башқа қуяш енергийәси ишләпчиқириш паалийәтлири уйғур аптоном райониниң көмүр енергийә тори арқилиқ мәҗбурий әмгәккә четишлиқ болуп, полисиликон ишләпчиқиридиған бәзи карханилар көмүр енергийә тори җайлашқан санаәт районлириға орунлашқаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.