Мәшһур лагер сүритидики тутқунлардин бири лоптики абдулла харәт икәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.04.25
lager-resim-delillengen-kishiler-edited-abdulla-xaret.jpg Мәшһур лагер рәсимидики кишиләрниң бириниң лоп наһийә шипаң мәсчитиниң хоҗилиқ ишлири мәсули абдулла харәт.
Social Media

Лоп наһийәлик аталмиш “тәрбийәләш мәркизи” гә аит мәшһур сүрәттики алдинқи рәттә олтурған ақ чачлиқ кишиниң лоп наһийә шипаң мәсчитиниң хоҗилиқ ишлири мәсули абдулла харәт(яғаччи), йәни абдулла яғаччи дегән киши икәнлики ашкариланди. Абдулла харәтни сүритидин тонувалған чәтәлдики лоплуқ муһаҗирлар бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, униң кимлики вә хисләтлири һәққидә гуваһлиқ бәрди. Гуваһчилар абдулла харәтниң шипаң мәсчитниң хоҗилиқ ишлирини халисанә беҗирип келиватқан тәқвадар бир киши икәнлики вә тирикчилик койидики бир һүнәрвән икәнликини алаһидә тәкитлиди.

Лоп наһийәсдики йиғивелиш лагериға аит мәшһур сүрәттин тонувелинған тутқунлар һәққидә елип барған ениқлашлиримиз давамида тутқунлардин бириниң лопта тонулған яғаччи абдулла харәт икәнлики вә униң һәр вақит саваблиқ иш издәпла йүридиған тәқвадар бир киши икәнлики ашкариланди. Абдулла яғаччиниң нөвәттә муһаҗирәттә яшаватқан бир мәһәллиликлири униң кимлики вә хисләтлири һәққидә мәлумат бәрди.

Игилинишичә, мәзкур мәшһур сүрәт 2017‏-йили 4‏-айда тартилған. Хитай даирилири уйғур районидики йиғивелиш лагерлирини хәлқара сәһниләрдә “кәспи тәрбийә орни” дәп атаватқан вә уни террорлуқниң алдини елиш үчүн тәсис қилғанлиқини илгири сүрүватқан иди. юқириқи сөһбәтләрдин мәлум болушичә, әслидә “кәспий тәрбийә” гә қилчиму еһтияҗи болмиған, җәмийәттә һечкимгә зиян-зәхмити йәтмигән абдулла харәт 2 йилдин артуқ вақиттин буян лоп наһийәсиниң бейҗиң санаәт райондики йиғивелиш лагерида солинип ятмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.