Мәшһур лагер сүритидики бирәйләнниң қаш теши содигири елиахун қари икәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2019.04.29
lager-yepiq-terbiyelesh-sim-tusuq-eliaxun.jpg Мәшһур лагер сүритидики тутқунлардин бириниң қаш теши содигири елиахун қари икәнлики дәлилләнди.
Social Media

Мәшһур лагер сүрити, йәни лоп наһийәлик “тәрбийәләш мәркизи” ниң йиғин мәйданидин тартивелинған сүрәттики 3‏-рәттә олтурған кишиләрдин бириниң қаш теши содигири, вәзиписиз диний зат елиахун қари икәнлики ашкариланди. Елиахун қарини сүритидин тонувалған икки нәпәр лоплуқ муһаҗир униң илгири хотәндә диний саһәдә әтраплиқ тәлим алғанлиқи, қаштеши тиҗарити билән шуғуллинип яхши көп тапқанлиқи вә кишиләрни хәйр-сахавәт ишлириға йетәклигәнлики һәққидә гуваһлиқ бәрди.

Мәлум болушичә, мәшһур лагер сүритидин тонувелинған кишиләрдин елиахун қари лоп наһийә дол йеза 5‏-кәнттин болуп, у әтраплиқ диний мәлумати, қаш теши содисидики утуқлири, кичик аммиви сорунлардики вәз-нәсиһәтлири, болупму хәйр-сахавәт ишлиридики актиплиқи вә башламчилиқи билән лоптики әл ичидә тонулған вә һөрмәт тапқан бир киши икән. Гуваһчиларниң дейишичә, у җәмийәттә хитайға қарши һечқандақ сөз вә һәрикәтләрдә болмиған, әмма өз миллити вә мәһәллә җамаитигә қарита һәр вақит тегишлик бир мәсулийәтчанлиқ туйғусини намаян қилип кәлгән икән.

Илгирики ениқлашлиримиздин мәлум болушичә, хитай даирилири 2000‏-йиллардин башлап диний мәлуматлиқ кишиләрни “нуқтилиқ кишиләр” қатариға киргүзүп, изчил тәқиб астиға алған. Болупму 2010‏-йиллардин кейин вәзиписиз диний затларни “ява ахунлар” дәп атап, һәр қетимлиқ долқун характерлик сиясий һәрикәтләрдә зәрбә нишани қилған. 2014‏-Йили “зәнҗирсиман қаттиқ зәрбә бериш” долқуни башланғанда сабиқ мәһбус вә гумандарларму йиғивелинип зәрбә берилгән. 2017 ‏-Йили йиғивелиш лагерлири тәсис қилинғанда уйғур җәмийитидә көзгә көрүнгән содигәрләр, болупму хәйр-сахавәтчиләр лагерниң нуқтилиқ тутқун обйектлириниң биригә айланған.

Мәлум болушичә, елиахун қарим юқириқи зәрбә нишани вә тутқун обйекти шәртлириниң һәммисигила чүшидиған кимлик саһиби болуп, униң тутулушиға юқириқилардин бири яки һәммисиниң сәвәб болғанлиқи һазирчә ениқ әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.