Германийә парламентида җаза лагерлири тоғрилиқ гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2020.11.18
sayragul-germaniye-guwahliq.jpg Германийә парламентида кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитетиниң уюштуруши билән өткүзүлгән мәхсус “хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити” намлиқ гуваһлиқ бериш йиғинида җаза лагерлири шаһити, һазир шиветсийәдә яшаватқан сайрагүл савутбай гуваһлиқ бәрмәктә. 2020-Йили 18-ноябир.
RFA/Ekrem

18-Ноябир германийә парламентида өткүзүлгән “хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити” намлиқ йиғинда җаза лагерлири мәсилиси муһим тема болди.

6-Ноябир германийә парламентида 2018-2019-йиллири дуня миқясида йүз бәргән етиқад әркинликиниң таҗавузларға учраш мәсилисини музакирә қилишқа беғишланған “диний әркинликниң дунядики вәзийити” намлиқ йиғин өткүзүлүп, хитайниң җаза лагерлири мәсилиси муһим тема қатарида оттуриға қоюлған иди. Бүгүн 18-ноябир күни германийә парламентида йәнә кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитетиниң уюштуруши билән мәхсус “хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити” намлиқ гуваһлиқ бериш, муһакимә қилиш йиғини өткүзүлди. Йиғинға җаза лагерлири шаһити, һазир шиветсийәдә яшаватқан сайрагүл савутбай, д у қ рәиси долқун әйса қатарлиқлар тәклип билән қатнашти.

Хитайдин таралған коруна вирусиниң иккинчи қетимлиқ юқири долқуни сәвәблик явропадики бир қисим дөләтләрдә чигралар қамал қилинған, һәммә йәрдә җиддий тәкшүрүшләр давам қиливатқан бир заманда, хитайниң җаза лагерлири тоғрилиқ гуваһлиқ бериш үчүн алайитән шиветсийәдин германийә пайтәхти берлинға йетип кәлгән сайрагүл савутбай ханим бүгүн зияритимизни қобул қилғанда “шәрқий түркистан хәлқиниң дәрт-әләмлирини йәнә бир қетим аңлитиш пурситигә еришкәнликимдин хушалмән,” дегәнләрни тилға алди.

Бүгүн германийә парламентида өткүзүлгән “хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити” намлиқ бу йиғинға германийә кишилик һоқуқ комитетиниң рәиси гуйди йәнсен ханим риясәтчилик қилди. Йиғинға һакимийәт бешидики христиан демократлар партийәси вә христиан сотсиял партийәси, йешиллар партийәси, сотсиял демократлар партийәси, әркин демократлар партийәси, солчиллар партийәси қатарлиқ партийәләрниң парламенттики әзалири, рәһбәрлири иштирак қилған иди. Йиғинда сөз алған бәзи партийәләрниң парламенттики әзалириму сөзлиридә хитайниң җаза лагерлири сияситини қаттиқ әйибләп, германийә һөкүмитиниң буниңға қарита үнүм беридиған тәдбирләргә мураҗиәт қилишини тәләп қилишти.

Бу қетимқи йиғинға шәрқий түркистан вәкиллиридин башқа хоңкоңлуқлар, тибәтликләр, тәйвәнликләр, хитай демократлири вә мәркизи германийәдә болған кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәһбәрлири, вәкиллириму қатнашти. Уларму өзлири учриған хитай бесими, тәһдити вә зулумлири тоғрисида гуваһлиқ бәрди, шикайәтләр қилди.

Хитайниң җаза лагерлири тоғрисида гуваһлиқ бериш нөвити сайрагүл савутбайға кәлгәндә, у өзиниң җаза лагерлирида бешидин өткәнлирини, көргән-билгәнлирини сөзләп, хитай һакимийитиниң шәрқий түркистан хәлқи үстидин елип бериватқан етник қирғинчилиқлирини йорутуп бәрди. Сайрагүл савутбай бу һәқтә тохталғанда, өзиниң бу қетимқи йиғинда германийә һөкүмитигә 3 түрлүк тәләпини оттуриға қойғанлиқини, буниң бириниң хитайниң шәрқий түркистан хәлқи үстидин йүргүзүватқан бастурушлирини германийә һөкүмитиниң “ирқий қирғинчилиқ” дәп тонушини тәләп қилиштин ибарәт болғанлиқини әскәртти.

“хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити” намлиқ йиғинға бүгүн мюнхен шәһиридин йетип барған д у қ рәиси долқун әйса әпәндиму қатнашқан болуп, у йиғин мәйданидин бу һәқтә зияритимизни қобул қилғанда, йиғинниң тәсирлик өткәнликини һәмдә германийә һөкүмитиниң йеқинқи мәзгилләрдин буян шәрқий түркистан мәсилисигә барғансери җиддий көңүл бөлүшкә башлиғанлиқини тәкитлиди.

Германийә парламентида өткүзүлгән “хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити” намлиқ бу йиғинда начар бир һадисә йүз бәрди. Йәни бу йиғинға тәрҗиманлиқ үчүн бир хитай тәклип қилинған болуп, сайрагүл савутбай буниңдин нарази болди һәмдә тунҗи сөзини германийә парламенти уюштурған бу йиғинда хитай чәкләватқан ана тилида сөзлийәлмигәнлики үчүн әпсуслинидиғанлиқини билдүрүш билән башлиди. Д у қ рәиси долқун әйса әпәндиму йиғин башлиништин илгири йиғин уюштурғучиларға қаттиқ наразилиқини билдүргән.

Бу йиғинда әлвәттә хитайниң җаза лагерлири сияситиниң мәвҗудлиқини инкар қилмиған болсиму, уни хитай билән параллел һалда “кәспий тәрбийиләш мәркизи” дәп атап, хитайниң сиясәтлирини ақлап вә яқлап чиққан кишиләрму болди. Бу һәқтә кейинки программилиримизда мәлумат беришкә теришимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.