“100 җаза лагери гуваһлиқи” намлиқ китаб мурасим билән тарқитилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.09.19
“100 җаза лагери гуваһлиқи” намлиқ китаб мурасим билән тарқитилди “100 җаза лагери гуваһлиқи” намлиқ китабниң муқвиси.
RFA/Erkin Tarim

“уйғур әдлийәси архипи” тәрипидин нәширгә тәйярланған “100 җаза лагери гуваһлиқи” намлиқ китаб, 17-авғуст күни истанбулда мәхсус мурасим билән тарқитилди.

Уйғур академийәси билән дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатларниң һәмкарлиқида “уйғурлар дучар болуватқан ирқий қирғинчилиқ вә уларниң мәвҗудийитини қоғдап қелиш күриши” намлиқ йиғин 17-18-сентәбир күнлири истанбулда өткүзүлди. Бу җәрянида “100 җаза лагери гуваһлиқи” намлиқ китабниң тарқитиш мурасими болуп өтти. 17-Авғуст өткүзүлгән бу мурасимға америка, германийә, норвегийә, оттура асия түркий җумһурийәтлири, японийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән зиялийлар иштирак қилди. Уйғур әдлийәси архипниң мәсули бәхтияр өмәр әпәнди бу китаб һәққидә мәлумат берип, америкалиқ уйғур тарихи тәтқиқатчиси, профессор җеймес милвард (James Millward) әпәнди билән америка коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң алий тәтқиқатчиси адреан зенз (Adrian Zenz) әпәнди беғишлима йезип бәргән китабни кәлгүсидә 5 тилда нәшир қилдурушни пиланлаватқанлиқини билдүрди.

“100 җаза лагери гуваһлиқи” намлиқ китабниң тарқитиш мурасимидин көрүнүш. 2022-Йили 18-сентәбир, түркийә.
“100 җаза лагери гуваһлиқи” намлиқ китабниң тарқитиш мурасимидин көрүнүш. 2022-Йили 18-сентәбир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Бәхтияр өмәр әпәнди китаб һәққидә мәлумат берип мундақ деди: “бу китабниң нами ‛100 җаза лагери гуваһлиқи‚ болуп, уни енгилиз тилида нәшир қилдурдуқ. Китабқа лагерларға тутулған уйғур тутқунларғ һәққидә берилгән барлиқ гуваһлиқларниң ичидин 100 гуваһлиқни таллап киргүздуқ. Биз буларни үч гуруппиға айридуқ. Биринчиси, лагер шаһитлири бәргән гуваһлиқ; иккинчиси, гуваһчиларниң кәчүрмишлири; үчинчиси, халиғанчә тутқун қилинғанлар. Уйғур тәтқиқатчиларниң тәклипигә бинаән оқушқа асан болсун үчүн мушундақ үч гуруппиға айридуқ.”

Бәхтияр өмәр әпәнди йәнә мәзкур китабни нәшир қидуруштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “уйғур әдлийәси архипи 2017-йили қурулди. 2019-Йили америка демократийәни илгири сүрүш фондиниң ярдими билән техиму зорийип, бир орган шәклидә хизмәт қилип келиватимиз. Биз хитайниң шәрқий түркистанда елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини дуняға аңлитиш үчүн, гуваһлиқини алған кишиләрдин топлиған мәлуматларни енгилиз тилида нәшир қилдурдуқ. Бу китабниң түзүлүшигә зор түрткилик рол ойниған йәнә бир нәрсә уйғур сот коллегийәси болди. Мушу сотқа ярдәм қилиш җәрянида, уйғур академийәсиниң ярдәм қилиши билән гуваһлиқларни енгилиз тилиға тәрҗимә қилдуқ. Тәрҗимә қилинған материялларни 9 айда тәһрирләп чиқтуқ, киши исимлири, йәр-җай намлири қатарлиқларни қайта-қайта гуваһлиқ бәргүчиләр билән көрүшүп җәзимләштүрдуқ. Андин кейин америкадики даңлиқ тарихчи җеймес миллвард әпәндигә көрсәттуқ. Бу киши китабни көрүп наһайити хушал болғанлиқини деди вә китабға беғишлима йезип бәрди. ‛100 җаза лагери гуваһлиқи‚ намлиқ бу китабқа уйғур академийәсиниң рәиси ришат аббас әпәнди билән адреан зенз әпәндиму беғишлима йезип бәрди.”

Бәхтияр өмәр әпәнди мәзкур китабниң тарқитиш мурасимини истанбулда өткүзүштики сәвәб һәққидә тохтилип, мундақ деди: “бу китабни нәширгә тәйярлашта уйғур академийәсидики барлиқ қериндашларниң наһайити зор әҗри болди. Униңдин кейин дуня уйғур қурултийи вә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши қатарлиқ тәшкилатлар китабни чиқиришқа иқтисадий җәһәттин ярдәм қилди. Булардин сирт, бу китабда йәр берилгән гуваһлиқ бәргүчиләрниң көпи түркийәдә. Шуңа биз өз қолимиз билән китабни гуваһлиқ бәргүчиләргә вә бизгә ярдәм қилғанларға тәқдим қилиш үчүн бүгүн бу мурасимни истанбулда өткүздуқ.”

Бәхтияр өмәр әпәнди хитайниң зиянкәшликигә учриған уйғурларни гуваһлиқ беришкә чақирип, мундақ деди: “уйғур әдлийәси архипиниң асаслиқ хизмити мушу лагер шаһитлири билән мунасивәтлик учур-архипларни йиғиш, лагер шаһитлири, хитайниң зиянкәшликигә учриғанларниң уруғ-туғқанлири қатарлиқлардин биринчи қол учурға еришиштин ибарәт. Бу хизмәт наһайити узунғичә давамлишидиған хизмәт. Һәтта 10-20 йил, хитай йемирилип шәрқий түркистан мустәқил болған тәқдирдиму тәтқиқат давамлишиду. Шималий корийә, иран, һәтта иккинчи дуня урушида зиянкәшликкә учриған йәһудиларниңму уйғур әдлийәси архипиға охшаш учур амбири һазирғичә ишләватиду. Шуңа биз қилишқа тегишлик иш наһайити көп. Биз барлиқ уйғурларға гуваһлиқ беришниң қанчилик муһим икәнликини қайта-қайта тәкитлимәкчи. Шуңа уйғурларниң бизгә актиплиқ билән гуваһлиқ беришини тәвсийә қилимиз.”

Мурасимға иштирак қилған д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди китабниң көп тилға тәрҗимә қилинидиғанлиқини, бу китабниң уйғур ирқий қирғинчилиқини аңлитиш үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Мәзкур китабтики гуваһлиқ бәргүчи шәхсләр ичидә орун алған уйғур паалийәтчи җәвлан ширмәмәт әпәнди, китабни тапшуруп алғандин кейинки һессиятини радийомиз арқилиқ аңлармәнләр билән ортақлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.