Лагерлардики җинсий хорлуқ: “олтурақлишиш мустәмликичилики вә уйғурларниң туғут нисбитини контрол қилиш урунушлири” (1)
2024.08.05
Лагерлар тилға елинғанда кишиләрниң дәрһал ядиға келидиғини әң қаттиқ башқурулидиған түрмиләрдинму вәһший болған муәссәсәләр, җүмлидин тикәнлик сим тосуқ, мислисиз роһий вә җисманий қийнақлар, шуниңдәк айиғи чиқмас идийә өзгәртиш урунушлири келиду. Әмма бу җайларға қамалған қизлар вә аялларни нишан қилған җинсий хорлаш қилмишлири паш болғандин кейин тәдриҗий һалда буниң аддийла хитай сақчиларниң җинсий һәвисини қандуруш әмәслики, әксичә буниң арқисиға йошурунған техиму зор истратегийәлик қара нийәтниң ипадилиниши икәнлики мәлум болушқа башлиди.
“бу пәқәт басқунчилиқ әмәс, бәлки инсан қилмайдиған қилмиштур! ”
Лагерлардики җинсий хорлаш қилмишлири алди билән лагер шаһитлириниң көргән-билгәнлири асасида ташқи дуняға мәлум болди. Болупму турсунай зиявудун, қәлбинур сидиқ, гүлзирә авулхан, гүлбаһар җелилова, меһригүл турсун қатарлиқларниң охшимиған сорунлардики гуваһлиқ баянлири лагерларда йиллардин буян давам қиливатқан җинсий хорлуқниң тәпсилатлирини ашкара қилиду.
Турсунай зиявудунниң көргәнлири әнә шу қабаһәтләрниң әң мудһиш сәһипилиридин биридур. Маска тақивалған хитай сақчилар уни вә йәнә бир яш қизни айрим-айрим өйләргә елип киргәндә у бу өйдә көзитиш камераси йоқлуқини байқиған. Бу һал һаҗәтханиға қәдәр камера орнитилған лагер камерлиридин зор дәриҗидә пәрқ қилидиған болғачқа у буниңдин бәкму һәйран қалған. Әнә шу чағда қошна өйгә елип кирип кетилгән камердаш қизниң җан аччиқида чирқирап ташлиши униң бәдәнлирини шүркәндүрүвәткән. Шу әснада хитай сақчилар уни йешинип кариватқа йетишқа буйруған һәмдә уни күч билән бесип туруп ток калтикини униң җан йеригә тиқип қочуған. Чидиғусиз ағриқтин турсунай бирдинла һошидин кәткән. Он күндин кейин у коллектип басқунчилиққа учриған. Йәнә бир қетим лагер сақчилири намәлум бир метал әсвабни униң балиятқусиға тиққанда у бәдинидин қандақтур бир нәрсини еливәткәндәк болған. Буниңдин келип чиққан тохтимай қанаш таки 2020-йили у америка дохтурханисида давалинип балиятқусини кесип еливәткәнгә қәдәр давам қилған. Бу һәқтики аччиқ хатирилирини ядиға алғанда турсунай көз йешини туталмиған һалда буни “бу пәқәт басқунчилиқла әмәс, бәлки инсан қилмайдиған қилмиштур” дәйду.
Турсунай дуч кәлгән бу қабаһәтниң йеганә һадисә әмәслики кейинчә көп тәрәплимә гуваһлиқлар арқилиқ испатланған. Лагерларниң биридә оқутқучилиқ қилған қәлбинур сидиқ лагерлардики аялларниң һәрқачан төт хил усулда токқа соқтурулидиғанлиқини санап келип “орундуқ, пәләй, баш чәмбирики вә ток калтики арқилиқ ток өткүзиду. Болупму ток калтики қизлар вә аялларниң җан йеригә алди вә кәйнидин тиқилиду” дәп гуваһлиқ бәргән. Лагердики гундипайлар параң арилиқида униңға “сақчилар алди билән қизлар вә аялларни ойнайду, һәвисини қандуруп болғандин кейин ток калтики яки токқа уланған симни уларниң җан йеригә тиқип ток маңдуриду вә уларни һошидин кәткүзиду. Андин қайта басқунчилиқ қилиду” дегән.
Ашкара болуп кәткән сақчи һөҗҗәтлиридә ейтилишичә, қәшқәр кона шәһәрдики лагер тутқунлириниң әң кичики 14 яшлиқ раһилә өмәр болуп, бу хилдики өсмүрләрниң лагерға қамилишиму йеганә һадисә болмиған. Бу хилдики роһий вә җинсий қийнақлардин бәзиләр әқлини йоқитип сараң болуп кәткән болса, йәнә көплигән аял тутқунлар зор санда һамилидар болушқа башлиған.
Лагер шаһитлириниң ортақ гуваһлиқи шуни көрсәткәнки, маскилиқ хитай сақчилар даим йерим кечидә пәйда болиду, шуниңдәк әң чирайлиқ қиз-чоканларни таллап “сөһбәтлишиш” кә елип маңиду; андин сорақханида коллектип басқунчилиққа учрайду. Лагерда оқутқучилиқ қилған сайрагүл савутбай маскилиқ бәш-алтә хитай сақчиниң әмдила 20 яшларға киргән бир қизға башқа тутқунларға қаритип туруп коллектип басқунчилиқ қилғанлиқини өз көзи билән көргән. Униң ейтишичә, ашу биғубар қизниң “адәм барму?! мени қутқузувелиңлар!!!” дәп товлиған ечинишлиқ йиғисиға һечкимму ара туралмиған. Әнә шу хилдики җинсий хорлашларға гуваһ болған лагер шаһитлиридин гүлзирә авулхан бу һәқтики зияритимиз җәрянида ашу азаблиқ күнләрдә өзи шаһит болған ишларни қисқичә әсләп өтти.
“җинсий қийнақ маһийәттә уйғурларниң туғут нисбитини төвәнлитиш сияситигә параллел келиду!”
Лагершунас алимлардин доктор адриян зензниң бу һәқтики зиярәтлири, мәнбәләрни селиштуруши, һөҗҗәтләрни топлиши җәрянида лагерлардики уйғур қиз-чоканлири дуч кәлгән җинсий хорлуқта немә үчүн уларниң җинсий йолини токқа соқтурушниң омумйүзлүк шәкил алған қийнақ васитисигә айлинип қелишидики бәзи сирлар тәдриҗий айдиңлашқан. “қанун, сиясәт вә сәнәт һәққидики камбириҗ журнили” ниң 2024-йиллиқ июл санида елан қилинған бу һәқтики тәтқиқат мақалисидә адриян зенз буниңдики әң муһим нишанниң “түрмиләр вә лагерларда уйғур қиз-чоканлириға басқунчилиқ қилиш” ла әмәс, бәлки хитай һөкүмитиниң “уйғурлар көпәймәслики лазим” дәйдиған дөләт сияситини һәрикәтләндүргүч күч қилған туғутниң алдини елиштики қәбиһ тәдбирлири икәнликини оттуриға қойиду. Лагерлардики бу хил җинсий хорлуқ шунчә кәң көләм алған болсиму, “мәһбусларға җисманий қийнақ чарилирини ишләтмәслик” һәққидики хәлқара мизанларға имза қойған хитай һөкүмити һечқачан бу хилдики җинсий хорлаш қилмишлириға җаза бәрмигән. Әксичә буни көрмәскә салған. Бу һәқтики тәнқидләрни болса “буниң һәммиси сепи өзидин төһмәт” дәп инкар қилип кәлгән.
Адриян зензниң тәтқиқ қилишичә, лагерлардики җинсий қийнақлар чоң җәһәттин бирдәк хитай дөлитиниң уйғур нопусиниң көпийиш сүритини контрол қилиш урунуши билән мас қәдәмдә давам қилиду. Йәнә келип бу һал хитай һөкүмити йеқинқи йилларда зор күч билән кеңәйтиватқан уйғур нопусини “әлалаштуруш” урунушидики нопусни башқа җайларға йөткәш, хитайлар билән мәҗбурий тойлаштуруш, хитай кадирларни “туғқан болуш” намида уйғурларниң өйлиригә “қозуқ қаққандәк” орунлаштуруш чарилири билән бир қатарда “туғут иқтидарини йоқитиш” тәк қәбиһ нишаниға мас келиду. Буниңда хитай һөкүмитиниң узун мәзгилни көзлигән олтурақ аһалини маканлаштуруш арқилиқ мустәмликини толуқ әмәлгә ашуруштәк аста сүрәтлик қирғинчилиқи дәл мушу хил туғут иқтидарини йоқ қиливетиш йоли билән иҗра болушқа өткән. Шундақ болғанлиқи үчүн хитай сақчиларниң җинсий вәһшийлики түпәйлидин лагерлардики тутқун қилинған уйғур қиз-чоканлири һошидин кәткәндә буниң һечқандақ әндишә қилғучилики йоқ иш икәнлики, бәлки буниң юқири дәриҗилик орунлардин кәлгән буйруқни иҗра қилиш болидиғанлиқи сақчилардин ағзидин чүшмигән. Бу ишларға шаһит болған турсунай зиявудун мушу хилдики сөзләрни өз қулиқи билән аңлиған.
Адриян зензниң тәтқиқ қилишичә, хәлқара җинайи ишлар соти мушу хил әһвални нәзәрдә тутуп “басқунчилиқ, җинсий қуллуқ, паһишәгә зорлаш, мәҗбурий һамилидар қилиш, мәҗбурий туғмас қиливетиш яки башқа җинсий зораванлиқ қилмишлири бирдәк инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекиткән. Йәнә келип бу һал изчил түрдә хитай мәсилисидә “юмшақ” мәйдан тутуп кәлгән бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң уйғурлар һәққидики доклатидиму алаһидә тилға елинған. Әмма хитай һөкүмитиниң бу хил мустәмликичилик сияситини бошашмастин иҗра қилип меңиши маһийәттә уларниң бу хил нопус контроллуқини узун мәзгиллик истратегийә сүпитидә “өзгәрмәс қиблинамә” қилип чиққанлиқи билән зич мунасивәтлик. Бу һәқтики зияритимиз җәрянида доктор адриян зенз бу нуқтини алаһидә әскәртип өтти:
“шундақ. Хитай һөкүмитиниң истратегийәси уйғур кимликини өчүрүп ташлап уйғурларни хитай кимлики вә компартийә идиологийәсигә ассимилятсийә қилип қошуветиш болуватиду. Хитай һөкүмити уйғурларни вәйран қилишта уларни зор көләмдә тутқун қилиш вә диний етиқадтин мәһрум қалдуруш дегәндәк көп хил шәкилләрни қолланди. Әмди биз көрүватқан җинсий зораванлиқ қилмишлириға гәрчә хитай һөкүмити биваситә тәстиқ салмиған болсиму, лагерларға қамалған уйғурлар дуч кәлгән җинсий зораванлиқ һәмдә қиз-чоканларни мәҗбурий йосунда туғалмас қиливетиш қилмишлири, шуниңдәк лагер тешидики “туғқан болуш” намида оттуриға чиқиватқан җинсий паракәндичилик қилмишлири бир қелипта чиққандәк иҗра болуватиду. Нәтиҗидә хитай һөкүмити уйғурларға қарши базарға селиватқан инсанийлиқини йәргә уруш мәзмунидики баянлар тезла уйғурларни хитайларниң нәзиридә инсан әмәс, бәлки һуҗум қилип ойнайдиған вә көңүл хоши қилидиған оюнчуққа айландуруп қойди. Шуңа улар тәбиийла һуҗум нишани, җүмлидин җинсий зораванлиқниң қурбанлириға айлинип қалди. Бу хилдики хорлаш қилмишлириниму хитай һөкүмити ашкара тәстиқлиғини йоқ. Әмма уларниң қиливатқанлири олтурақ аһалә мустәмликичилики вә уйғурларниң көпийиш иқтидарини вәйран қилиштәк қирғинчилиқ һуҗумлири билән мас қәдәмдә оттуриға чиқиватиду. Буларниң һәммиси уйғурларниң нопусини контрол қилиштин башқа нәрсә әмәс. ”
Дәл мушу хил “баш йетәкчи идийә” түпәйлидин хитай һөкүмити уйғур елидә иҗра қилған бир қатар зулум сиясәтлири охшимиған шәкилдә ортақ һалда “уйғурларниң көпийиш иқтидарини чәкләш вә вәйран қилиш” ни баш нишан қилған. Буниңға мас һалда уйғурларниң нопусида давами ғайәт зор чекиниш вуҗудқа чиққан. (Давами бар)