Симон адамс: “мени қизиқтурғини шу полат симлар вә егиз тамларниң кәйнидә немә ишларниң йүз бериватқанлиқидур”

Мухбиримиз сада
2019.09.05
lager-munar.jpg Сим тикән билән оралған “тәрбийәләш мәркизи” ниң көзитиш мунари. 2018-Йили 4-сентәбир, даванчиң.
REUTERS

Йеқиндин буян муһаҗирәттики һәрқайси кишилик һоқуқ органлири вә паалийәтчилириниң уйғур мәсилисини дуняға аңлитиш йолида изчил тиришчанлиқ көрситиши нәтиҗисидә ғәрбтә бу мәсилигә көңүл бөлидиған органлар вә кишиләрниң сани барғансери көпийишкә йүзләнмәктә.

Йеқинда американиң ню-йорк шәһиригә җайлашқан “кишилик һоқуқни қоғдаш мәсулийити дуняви мәркизи” уйғурлар нөвәттә учраватқан еғир зиянкәшликләр һәққидә бир доклат елан қилған болуп, доклатта уйғурларниң омомиййүзлүк әһвали тәпсилий тонуштурулған.

“кишилик һоқуқни қоғдаш мәсулийити дуняви мәркизи” 2008-йили февралда ню-йорк шәһиридә қурулған. Мәзкур орган асаслиқи дунядики қирғинчилиққа дуч кәлгән, уруш җинайәтчилириниң зиянкәшликкә учриған, ирқий қирғинчилиқниң қурбаниға айланған яки кишилик һоқуқи дәпсәндә болған милләтләрниң һоқуқини қоғдашни мәқсәт қилидикән.

Мәзкур органниң иҗраийә директори симон адамс тивиттер бетигә йоллиған учурида милйонлиған уйғурниң нөвәттә аталмиш “қайта тәрбийә мәркизи” гә қамалғанлиқи, һәрқайси дөләтләрниң бу мәсилигә җиддий қариши керәкликини билдүргән иди. Шу мунасивәт билән биз симон адамс билән уйғур мәсилиси һәққидә телефон сөһбити елип бардуқ.

Мухбир: америкадики көплигән һөкүмәт хадимлири вә сизгә охшаш америка пуқралириниң уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүшидин биз һәқиқәтән мәмнун болдуқ.

Симон адамс: бу бир үчүн һәқиқәтән бир муһим мәсилидур. Мән өзүм америка пуқраси әмәс, әмма америкада яшаймән һәм мушу йәрдә хизмәт қилимән. Мән уйғур мәсилисигә болған диққәт-етибарниң йетәрлик болмайватқанлиқидин бәкла әндишә қилдим. Мән нөвәттә хизмәт қиливатқан тәшкилат (кишилик һоқуқни қоғдаш мәсулийити дуняви мәркизи) гә нисбәтән уйғур мәсилиси б д т да вә пүтүн дунядики һөкүмәт органлирида чоқум тилға елиниши зөрүр болған бир муһим мәсилидур. Һалбуки, мән өзүм америкада яшайдиғанлиқим үчүн америкалиқларниң бу мәсилигә техиму әстайидил муамилә қилишини үмид қилимән.

Мухбир: сиз қачандин башлап вә немә вәҗидин уйғурлар мәсилисигә диққәт қилип қалдиңиз?

Симон адамс: уйғур мәсилиси қисқа вақитниң ичидила һес қилип йетәләйдиған бир тема әмәс. Илгирики йилларда шинҗаңдин вә хитайниң ички өлкилиридин омумйүзлүк интайин яхши учурларға еришкили болатти. Өткән йилдин буян бу хил учурлар техиму дәлил-испатлиқ вә ишәнчлик һаләттә топлинишқа башлиди. Биз мушу учурларни бир йәргә топлаш арқилиқ хитайда йүз бериватқан ишларни толуқ көрситип берәләйдиған бир мукәммәл қурулмиға еришәлидуқ. Әмәлийәттә уйғурларни нишан қилған бастуруш бир йил аввал башланған иш әмәс, бу һәрикәтниң йүргүзүлүватқиниға узақ йиллар болди. Һалбуки, йеқинқи мәзгилдики уйғурларни зор көләмлик тутқун қилиш, йәни аталмиш “қайта тәрбийә” һәрикити юқириқи сиясәтниң дәриҗисини юқири пәллигә көтүрди.

Мухбир: нөвәттә хитай һөкүмити милйондин артуқ уйғур тутқун қилинған бу җайни “тутуп туруш мәркизи”, “қайта тәрбийә мәркизи”, “кәспий техника тәрбийә мәркизи” қатарлиқ охшимиған намлар билән атап кәлмәктә. Һалбуки, америка һөкүмитидики нопузлуқ әрбаблар вә бәзи тәтқиқатчилар бу орунларни 2-дуня уруши мәзгилидә германийәниң йәһудийларни солиған “җаза лагерлири” яки сабиқ совет иттипақи дәвридики “гулаг” лагерлириға охшаш җай, дейишмәктә. Сизниңчә, бу һәқиқәтән хитай һөкүмити дәватқинидәк нормал “кәспий техника мәркизи” му?

Симон адамс: ундақ әмәс. Хитай һөкүмити у җайларни қандақ намда атиғуси кәлсә шундақ атисун, бу мән үчүн унчә муһим әмәс, әмма мениң диққәт қилидиғиним шу полат симлар вә қоршав тамларниң кәйнидә немә ишларниң йүз бериватқанлиқидур. Бизниң дәп берәләйдиғинимиз, бу җай хитайдики уйғурлар вә башқа түркий мусулманлири ихтиярий меңип йүрәләйдиған, әркин азадә яшиялайдиған орун әмәс. Шундақ җайларда тутқун болуп туруватқанлар өзиниң саламәтлики яки параванлиқи үстидин қарар берәләйдиған салаһийәткиму игә әмәс. Хитай һөкүмити уларниң кишилик һоқуқиға еғир дәриҗидә зиянкәшлик қиливатқанлиқи ениқ.

Мухбир: сизниңчә, хитай һөкүмити билән уйғурларниң арисидики мәсилә зади немә?

Симон адамс: мениңчә, хитай дөлити уйғурларниң башқа милләтләр билән болған мәдәнийәт һәм етиқад җәһәттики охшашмаслиқлирини яхши бир тәрәп қилалмайватиду. Улар пүткүл уйғур миллитини “диний ашқунлуқ вә терорлуқниң бир чоң йошурун тәһдити,” дәп қарап кәлди. Улар түрлүк амалларни ишлитип уйғурларни хитай һөкүмитигә нисбәтән мәдәнийәт җәһәттин яки сиясий җәһәттин бир тәһдит, дегән уқумни шәкилләндүрди. Әмәлийәттә бу бир еғир хаталиқ. Мениңчә, хитай һөкүмити шинҗаңни “сақчи дөлити” гә айландурмаслиқи һәмдә уйғурларни узун йиллиқ вә шанлиқ әнәнисидин айрип, уларға қарита системилиқ зиянкәшликни елип бармаслиқи керәк иди. Хитай һөкүмити уйғурларни өз алдиға һоқуқ-мәнпәәт вә иззәт-һөрмәткә игә нормал пуқра, дәп қариши вә улар билән һәмкарлиқ орнитиши керәк иди.

Мухбир: хитай һөкүмити нөвәттә уйғурларниң тил-йезиқи вә маарипини йоқитишқа урунуватиду, шу вәҗидин уйғур зиялийлириму хитайниң йоқитиш нишаниға айланмақта. Бу һәқтә немә ойлидиңиз?

Симон адамс: шундақ, бир милйон әтрапидики уйғурларниң тутуп туруш лагерлириға қамилиши ахбарат васитилириниң күчлүк диққитини тартип кәлди. Һалбуки, бу йәрдә йүз бериватқан йәнә нурғун ишлар йетәрлик диққәт қозғиялмайватиду. Уйғурлар вә башқа түркий мусулманларниң әсирләрдин бери давамлишип келиватқан қоюқ мәдәнийәт әнәниси бар. Бирақ хитай һөкүмити йеқиндин буян уйғурларниң мәсчитлирини чеқип, уларниң мәдәнийитини йоқ қилишқа урунуватиду. Маңа нисбәтән бу қилмиш инсанийәтни өзиниң мәдәнийәт мираслиридин рәһимсизлик билән айриветиш һесаблиниду. Бу хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур мәдәнийитигә мунасивәтлик һәрқандақ бир аламәтни йоқитип ташлаш урунушини көрситип берәләйду.

Мухбир: сизниңчә, ғәрб әллири хитайниң уйғурларға селиватқан юқириқи бесимлири үчүн қандақ әмәлий һәрикәтләрни қоллиниши керәк?

Симон адамс: мениңчә, әң аввал хитай һөкүмитиниң өзиниң хаталирини түзитиш үчүн һәрикәт қилиши керәк. Улар аталмиш “ашқунлуққа қарши туруш” намида чиқарған қанун-низамлирини әмәлдин қалдуруш керәк. Улар лагерларни, “сақчи дөлити” системисини, уйғурларни нишан қилған вә изчил давамлишиватқан бу зораванлиқларни тохтитиши керәк. Шундақ болғандила бу системилиқ зиянкәшликләргә хатимә бәргили болиду, әлвәттә һөкүмәт буни халиған әһвал астида. Мениңчә, хәлқара җамаәт уларға күчлүк бесим қилиши керәк. Биз хитай дөлитини игилик һоқуқлуқ, күчлүк вә муһим дөләт дәп тонуймиз. Әмма бу уларниң чирағни өчүрүп, ишик-деризини һим тақап өз хәлқигә немә қилғуси кәлсә шуни қилса болиду, дегәнлик әмәс, әлвәттә. Б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши вә қирғинчилиқниң алдини елиш комитетиниң уйғурлардәк мушундақ зулумға учраватқан милләтләрни қоғдаш мәсулийити бар. Әлвәттә, хәлқаралиқ җәмийәтму хитайға қиливатқан бесимини изчил күчәйтиши керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.