Қәшқәр вилайити “тәрбийиләш мәркәзлири” ни чәтәлдин мәхпий тутуш һәққидә мәхсус һөҗҗәт тарқатқан
2019.09.25

Йеқинда радиомиз қәшқәр вилайәтлик парткомниң һәрқайси йеза-базар вә идарә-җәмийәтләргә тарқатқан “тәрбийиләш мәркәзлири” ниң мәхпийәтликини қаттиқ сақлаш һәққидики һөҗҗитини қолға чүшүрди. Бу һөҗҗәттә “кәспий тәрбийә” хизмитиниң партийә мәркизи комитетиниң бир тутуш қоманданлиқида елип бериливатқан, уйғур аптоном районлуқ партком иҗра қиливатқан истратегийәлик бир муқимлиқ тәдбири икәнлики әскәртилип, бу хизмәткә алақидар һәрқандақ бир учурни чәтәлдики “үч хил күч” ләрдин қәтий мәхпий тутуш тәкитләнгән. Бу һәқтә пикир баян қилған сиясий көзәткүчи елшат һәсән әпәнди “мушу һөҗҗәтниң ашкарилинип қелишиниң өзиму инсанийәткә қарши һәрқандақ бир җинайәтни йошуруп қелишниң мумкинсизликниң бир испати,” деди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, мәзкур мәхпий һөҗҗәтниң нами “кәспий техникивий тәрбийәләшниң мәхпийәтлик хизмитини қаттиқ чиң тутуш һәққидә уқтуруш” дәп қоюлған. Һөҗҗәт қәшқәр вилайәтлик муқимлиқ хизмәт гурупписи қоманданлиқ штаби намида чиқирилған. Һәрқайси йеза-базар, идарә-җәмийәт вә кәнт аһалиләр комитетлириға тарқитилған. Мәзкур һөҗҗәттә алди билән “кәспий техника тәрбийә хизмити” ниң партийә мәркизи комитетиниң орунлаштуруши, қоллиши вә қоманданлиқида уйғур аптоном районлуқ партком иҗра қиливатқан “мәркизи һөкүмәтниң шинҗаң хизмәт көрсәтмисидики истратегийәлик бир тәдбир” икәнлики әскәртилгән.
Һөҗҗәт 2018-йили 3-айниң 19-күни, йәни йиғивелиш лагерлири тәсис қилинип бир йилдин кейин чиқирилған болуп, һөҗҗәтниң баш қисмида мәзкур хизмәтниң бир йиллиқ аталмиш “нәтиҗилири” муәййәнләштүрүлгән вә дуч кәлгән қийинчилиқлар шәрһләнгән. Униңда әң зор қийинчилиқ сүпитидә чәтәлдики аталмиш “үч хил күч” ләрниң бу бир йил җәрянида уйғур районидики “тәрбийиләш мәркәзлири” һәққидә тохтимастин әһвал ениқлиғанлиқи вә питнә-иғва тарқитип, партийә вә һөкүмәтниң образиға қара чаплиғанлиқи, террорлуққа қарши орунлаштуруш вә муқимлиқ вәзийитигә путликашаң чиқириватқанлиқи тилға елинған. Арқидин “тәрбийиләш мәркәзлири” гә аит һәрқандақ бир учур вә әһвални алақидар орунлардин башқа һәрқандақ киши вә һәрқандақ орунға билдүрүшкә болмайдиғанлиқи вә буниң мутләқ мәхпийәтлик икәнлики тәкитләнгән шундақла бу мәхпийәтликни қоғдашниң 9 түрлүк тәдбири тәпсилий оттуриға қоюлған.
Уқтурушта бу һөҗҗәтниң роһиниң өйму-өй билдүрүлүши, һәммә кишигә уқтурулуши, йәни җәмийәттә “тәрбийиләш мәркәзлири” гә аит учурниң мутләқ мәхпий икәнликини билмәйдиған адәм қалмаслиқи тәләп қилинған. Бу һәқтә пикир баян қилған вашингтондики сиясий көзәткүчи елшат һәсән әпәнди уқтурушниң өйму-өй тарқитилиш тәлипигә асасән бу йәрдә тәкитлиниватқан “мәхпийәтлик” ниң пәқәтла чәтәлдин мәхпий тутуш икәнликини әскәртти. Елшат әпәнди йәнә буниңға асасән бу һөҗҗәткә хитайниң өзи ишләватқан бир җинайәтни етирап қилиш маһийитидики бир материял, йәни пакит сүпитидә қарилишқа болидиғанлиқини тилға алди.
Һөҗҗәттики тәдбирләрниң биридә “дүшмән күчләр” ниң өзлирини “палани идариниң рәһбири”, “палани идариниң тәтқиқатчиси” дегәндәк салаһийәтләрдә тонуштуруп учур елишқа урунидиғанлиқи, ’уларға қәтий алданмаслиқ керәклики тәләп қилинған. Һөҗҗәттә йәнә “мәбләғ билән тәминләш”, “қутқузуш ярдими бериш” дегәндәк баһаниләр билән тәләп қилинған сөһбәт вә зиярәтләрниму қәтий рәт қилиш буйрулған. Елшат һәсән әпәнди хитайда ахбарат әркинлики болмиғанлиқи, йәни хитай даирилири өзлири өткүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини пүтүн күчи билән йошуруватқанлиқи үчүн уйғур вәзийитигә көңүл бөлүватқан тәшкилат вә шәхсләрниңму мәзкур җинайәтни паш қилиш үчүн һәр хил тәдбир қоллиниватқанлиқини илгири сүрди.
Илгирики ениқлашлиримиздин мәлум болушичә, “тәрбийиләш мәркәзлири” ни мәхпий тутуш һәққидә башқа вилайәтләрдиму һөҗҗәтләр чиқирилған. Хотәндики әдлийә понкити хадими лагерларниң мәхпийәтликни сақлаш һәққидә қизил башлиқ һөҗҗәт барлиқини паш қилған иди.
Елшат һәсән әпәнди мәзкур мәхпий һөҗҗәтниң әркин асия радиосиниң қолиға чүшүшиниң өзиниң диққәткә сазавәр бир иш икәнликини баян қилди. У мана буниңға асасән бүгүнки дәврдә инсанийәткә қарши ишлиниватқан бир җинайәтни бүгүнки дунядин йошуруп қелишниң мумкинсизликини баян қилди.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, қәшқәр вилайәтлик парткомниң лагерларға аит учурларни қәтий мәхпий тутуш һәққидики бу һөҗҗити ашкарилиништин бир һәптә бурун йопурға наһийәсиниң әркин асия радиосиниң зияритини тосуп болалмиғанлиқи һәққидики өзини тәкшүрүш доклати қолимизға чүшкән иди.