Хитай CNN мухбирлириниң лагерларни зиярәт қилишини йәнә бир қетим чәклигән

Мухбиримиз әзиз
2019.05.08
cnn-uyghur-lager-videosi.jpg CNN Мухбирлири қәшқәр шәһириниң сиртидики мәлум бир җаза лагериға йеқинлашқанда хитай сақчилириниң уларни тосувалған көрүнүши.
cnn.com

Уйғур дияридики лагерларға қамалғанлар ичидә муәййән сандики бир түркүм кишиләр чәтәлдин вәтәндики уруқ-туғқанлирини йоқлашқа берип из-дерәксиз ғайиб болуп кәткәнләр икән. Америкадики “симлиқ хәвәрләр тори” (CNN) ниң бу һәқтики әң йеңи тәкшүрүш паалийити дәл мушу хилдики кишиләргә беғишланған.

2017-Йили қазақистандин толи наһийәсигә маңған диба ханим әнә шундақ кишиләрниң бири. У йәттә яшлиқ вә сәккиз яшлиқ қизлири ансила вә нусилани елип туғқанлирини көрүп келиш үчүн йолға чиққанчә из-дерики болмиған. Чүнки уларниң йолға чиққан вақти вәзийәт әң начарлишиватқан пәйткә тоғра келип қалған. Униң қазақистандики уруқ-туғқанлири дибаниң һечқандақ хәвирини алалмиғандин кейин CNN ниң мухбирлириға бу әһвални баян қилған. Шуниң билән CNN ниң мухбирлири дибани йип учи қилған һалда уйғур дияриға тәкшүрүшкә атланған.

Һазирғичә икки милйондин артуқ уйғур қамалған, дәп тәхмин қилиниватқан лагерларда мәһбусларниң өзлириниң миллий вә диний кимликидин ваз кечиши тәләп қилиниватқанлиқи, уларниң мәҗбурий йосунда хитайчә тил өгинишкә қатнишиватқанлиқи һәққидә түрлүк учурлар мәлум болуватқан болсиму, хитай һөкүмити изчил бу җайларни “лагер әмәс, бәлки ‛кәспий тәрбийәләш мәктипи‚ дәп атап кәлмәктә. Шундақла бу җайлардики “диний әсәбийлик билән юқумланған” кишиләрниң давалиниватқанлиқини тәкитләп кәлмәктә.

Мухбирлар әнә шу хилдики аталмиш “мәктәп” ләрни зиярәт қилиш үчүн қәшқәр, турпан қатарлиқ алтә шәһәргә барған. Улар барғанлики җайда уйғурларниң һәр күни, һәр җайда “өзлириниң дөләт үчүн тәһдит әмәсликини испатлаш” қа мәҗбурлиниватқанлиқи, һәр 50-60 қәдәмдә бирдин көзитиш камераси болушниң адәттики бир ишқа айлинип қалғанлиқи, доқмуш-доқмушлардики тәкшүрүш нуқтилирида чирайи хитайға охшимиғанлики кишиниң тәкшүрүш обйекти болидиғанлиқини көргән.

Әмма мухбирлар лагерларниң дәрвазисиға йеқинлашқанда мәктәп дәп тәшвиқ қилиниватқан бу җайларниң тикәнлик сим тосуқ, көзитиш мунари вә башқа мудапиә әслиһәлири билән мәктәпкә әмәс, бәлки түрминиң нәқ өзигә охшайдиғанлиқини көргән. Улар бу җайда туғқанлири билән көрүшүвелиш үчүн кәлгән бир қисим уйғурларни көргән. Мухбирлар бу кишиләргә йеқинлишип болғучә сақчилар бу кишиләргә “ағзиңларни юмуңлар” дегән мәнидә буйруқ қилған. Шуниң билән һечкимму уларға бир еғиз сөз қилишқа җүрәт қилалмиған. Мухбирлар турпандики “кәспий тәрбийәләш мәркизи” гә барғандиму охшаш мәнзирини көргән. Улар дәрвазиға йеқинлишип болғучә хитай сақчилар йопурулуп кәлгәнчә уларниң немә қилмақчи икәнликини сориған һәмдә уларни қолға алидиғанлиқи һәққидә попоза қилған. Сақчиларниң барлиқ һәрикәтлири мухбирларниң бу аталмиш “мәктәп” ләрниң ичидики әһвалларни көрүп қелишидин сақлинишқа мәркәзләшкән.

Мухбирлар лагерларниң босуғисидин қайтуруветилгән шу вақитларда CNN телевизийәсиниң риясәтчиси кристи лу америкадики уйғур сиясий паалийәтчи рошән аббас билән сөһбәтләшкән. Рошән аббас сөһбәт җәрянида өзиниң америкадики паалийәтлири үчүн һаммиси вә һәдисиниң тутқун қилинишиға бирләштүргән һалда өзиниңму из-дерәксиз ғайиб болған қериндашлири билән һечқандақ хәвәрлишиш имканийитиниң болмиғанлиқини, өзи игилигән әһваллар һәмдә һазирғичә мәлум болуватқан учурлардин лагерға қамалғанларниң роһий җәһәттә сиясий “меңә ююш” қа, җисманий җәһәтләрдики түрлүк хорлашларға дуч келиватқанлиқини, уларниң әң әқәллий болған инсаний еһтияҗлардинму мәһрум қалдурулуватқанлиқини сөзләп өтти.

Рошән аббас шуниң билән биргә лагер сиртидики сиясий назарәт вә контроллуқ йетишмигәндәк һазир бир милйондин артуқ хитай кадирниң уйғурларниң өйлиригә “туғқан болуш” үчүн орунлишивалғанлиқини, буниң билән уйғурларниң өй ичидиму назарәткә мәһкум болуватқанлиқини сөзләп өткәндә риясәтчи америка һөкүмитидики бир қисим затларниң һазир бу җайларни “йиғивелиш лагери” дәп аташқа йүзләнгәнликини алаһидә әсләтти. Шуниң билән биргә рошән аббастин “һазир америка һөкүмитидин немини күтисиз?” дәп сориғанда у америка һөкүмитиниң бу мәсилидики җасаритигә апирин ейтиш билән биргә уларниң техиму илгириләп әмәлий һәрикәткә өтүшини, уйғурларни бастурушта ғоллуқ рол ойнаватқан шәхсләргә җаза қоллинишни үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Рошән аббас билән CNN мухбирлириниң бу қетимқи тәкшүрүши һәққидә сөһбәтләшкинимиздә у хитай һөкүмитиниң “иштанға чиқарған көңүлгә тайин” дегәндәк ташқи дуняниң аталмиш “техника тәрбийәләш мәркизи” дегән җайларниң зади қандақ җай икәнликини билип қелишидин қорқуватқанлиқини, шу сәвәбтин мухбирларни бу җайлардин чәкләватқанлиқини сөзләп өтти.

Рошән аббасниң пикричә, хитай һөкүмити һазир лагерлар мәсилисидә хәлқараниң қаттиқ әйибләшлири вә бесимиға дуч келиватқан болсиму, улар аллиқачан уйғурларниң нәвқиран әрлирини асас қилған һалда 500 миңдин артуқ кишини хитай өлкилиригә мәхпий йөткәп кетип болған. Буниң уйғур җәмийитигә көрситидиған сәлбий тәсири болса буниңдин кейин техиму ашкара болуши ениқ икән.

Мәлум болушичә, чәтәл мухбирлириниң уйғур дияридики паалийәтлири изчил қаттиқ чәклимиләргә учраватқан болуп, CNN мухбирлириниң бу қетимқи лагер зиярити хитай һөкүмитиниң лагерлар һәққидики учурлардин қайси дәриҗидә еһтият қиливатқанлиқини йәнә бир қетим җанлиқ көрситип бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.