Лагер қурбанлири йеқинлириниң нөвәттә туруш паалийити кеңәймәктә

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2021.02.09
Лагер қурбанлири йеқинлириниң нөвәттә туруш паалийити кеңәймәктә Хитайниң әнқәрә баш әлчиханисиниң алдида нөвәттә туруватқан лагер қурбанлири йеқинлириға аваз қошуш үчүн “милләт нөвәттә” исми билән давамлашқан паалийәттин көрүнүш. 2021-Йили 8-феврал, истанбул.
RFA/Azigh

18-Декабир лагер қурбанлири йеқинлири тәрипидин истанбулда башланған нөвәттә туруш паалийити хитай дипломатик органлириниң алдида давамлашмақта. Истанбул валийлиқи тәрипидин истанбулниң бәшикташ вә сарийәр районлирида йүргүзгән паалийәт чәклимиси сәвәблик 3-феврал күни паалийәт хитайниң әнқәрә баш әлчиханисиниң алдиға йөткәлгәниди.

Хәлқниң вә түркийәдики өктичи күчләрниң қоллишиға еришкән лагер қурбанлири йеқинлириниң паалийити пүтүн дунядики лагер қурбанлири йеқинлириниң бәс-бәстә аваз қошуши билән зораймақта.

Хитайниң әнқәрә баш әлчиханисиниң алдида нөвәттә туруватқан лагер қурбанлири йеқинлириға аваз қошуш үчүн “милләт нөвәттә” исми билән давамлашқан паалийәт, 8-феврал күни хитайниң истанбул консулханиси вә хитайниң алмута консулханиси алдидиму өткүзүлди.

8-Феврал күни алмута шәһиридики хитай консулханисиниң алдида “милләт нөвәттә” паалийитини елип барған паалийәтчиләрдин байболат күнболатоғли паалийәт һәққидә тохтилип мундақ деди: “хитай сиясәтлиридин зәрбә көрүватқан аяллар өзлириниң аилә әзалириниң из-дерикини қилиш үчүн хитай консулханисиниң алдиға келип, хитайдин аилилирини қоюп беришни, қазақистанға келишигә рухсәт қелишини, уларға тосқунлуқ қилмаслиқини тәләп қилди. Хитай консулханисиниң алдидики аманлиқ сақлиғучилар паалийәткә тосқунлуқ қилишқа урунди. Камераларниң алдини тосувелип сүрәткә тартишимизни тосушқа тиришти. Хитай консулханисидин һечким чиқип җаваб бәрмиди. Паалийәтчиләр паалийитини давмлиқ елип баридиғанлиқини ейтишти”.

Паалийәт охшаш күндә истанбулдики хитай консулханисиниң алдидиму давамлашқан болуп, түркийә бихәтәрлик хадимлири паалийәтниң давамлишишиға тосқунлуқ қилған. Иҗтимаий таратқулардики көрүнүшләргә қариғанда, бихәтәрлик хадимлириниң паалийәтчиләрни коруна вабаси тәдбирлиригә мунасивәтлик баһаниләр билән тарқитивитишкә урунғанлиқи мәлум. Паалийәт бихәтәрлик хадимлириниң тосқунлуқи түпәйли пәқәт чүшкичила давам қилған. Паалийәтчиләр сақчиларни тәңқислиқта қоймаслиқ үчүн паалийитини чүшкичә давамлаштурғанлиқини ейтти.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған лагер қурбанлири йеқинлиридин бурһан уғйол әпәндим мундақ деди: “биз хитай консулханисиниң алдиға әтигәндә чиқтуқ. Консулхана хадимлириниң консулға кирип чиқиватқанлиқини көрүп турдуқ. Аилимизни қоюп бәргин, вәтинимиздики қирғинчилиқни тохтат дегәндәк шоарларни товлидуқ. Консулханиниң алдиға кәлгән лагер қурбанлири йеқинлири барғансери көпийишкә башлиди. Бизниң көпәйгинимизни көрүп йәнә сақчиларни йөткәп кәлди. Улар күчигә тайинип бизни консулхана кочисидин пәскә чүшүрүвәтмәкчи болди. Қериндашлиримизниң пидакарлиқи билән буларму бошап җайимизда туруп паалийитимизни давамлаштурушимизға рухсәт қилди”.

“милләт нөвәттә” паалийити әнқәрәни мәркәз қилған асаста алмута вә истанбулдиму давам қиливатқан болуп, паалийәтни ахириғичә давамлаштуридиғанлиқини тәкитләп келиватқан лагер қурбанлири йеқинлири пүтүн дунядики уйғурларни өзлири турушлуқ дөләттә нөвәттә туруш паалийитини қанат яйдурушқа чақириқ қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.