Явропадики лагер шаһитлири б д т ниң доклатиға қарита охшимиған ипадиләрдә болди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.09.07
явропадики лагер шаһитлири б д т ниң доклатиға қарита охшимиған ипадиләрдә болди (Солдин оңға)лагәр шаһитлиридин гүлбаһар җелилова, өмәр бекали, қәлбинур сидиқ вә гүлбаһар хативаҗи җәнвәдики б д т бинаси алдида. 2022-Йили 25-апрәл, шивәтсарийә.
RFA/Ekrem

Мәлум болғинидәк, мишел бачелет 31-авғуст уйғурларға мунасивәтлик доклатни ахири елан қилғандин кейин, бу доклатниң мәзмуниға даир хәвәрләр пүткүл ахбарат вастилириниң қизиқ темисиға айланди. Болупму германийә мәтбуатлири бу һәқтики хәвәрләргә һазирға қәдәр кәң сәһипиләр аҗритип кәлмәктә.

Германийә дөләтлик радийо-телевизийә қанили болған ARD елан қилған “б д т шинҗаңдики уйғурларға қарши йүргүзиливатқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини ашкарилиди” намлиқ хәвәр, N-TV хәрвәрләр қанили елан қилған “берлин хитайни уйғурларни дәрһал қоюп беришкә чақирди” намлиқ хәвәр, “әйнәк” журнили елан қилған “б д т шинҗаңдики инсанийәткә қарши җинайәтләрни ашкарилиди”, “федератип һөкүмәт халиғанчә қолға елинғанларниң һәммисини дәрһал қоюп еришкә чақирди” намлиқ хәвәр, “дуня” гезити елан қилған “б д т хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан еғир дәпсәндичиликиниң дәлил-испатлирини ашкарилиди” қатарлиқ хәвәрләр уйғурларниң нөвәттики вәзийитини әтраплиқ баян қилип, күчлүк тәсир қозғиди.

Худди “франкфурт мәҗмуәси” гезити елан қилған “шинҗаңдики қийин-қистақ тоғрисида ишәнчилик әйипләшләр” намлиқ мақалидә баян қилинғинидәк, б д т ниң доклатида хитайниң уйғурларға йүргүзиватқан бастурушлириниң “инсанийәткә қарши җинайәт” ни шәкилләндүридиғанлиқи “б д т ниң тамғиси билән җакарланған” болуп, әмди “буниңға һечким сәл қариялмайду” кән вә бу әйибләшләрдин “хитай билән иш бирлики қиливатқан министерларму, хитай билән тиҗарий һәмкарлиқта болуватқан ширкәтләрму қечип қутулалмайду” кән.

“җәнубий германийә гезити” елан қилған “шинҗаңдики инсанийәткә қарши җинайәтләр” намлиқ мақалидә тәсвирлишичә, б д т ниң доклати “хитайни тамниң бир булиңиға қистап қойған” болуп, хитай әмди “шинҗаңда һәммә ишлар җайида, дәп лап уралмайду” кән. “заман” гезити елан қилған “хитайға қарита еғир әйипләшләр” намлиқ хәвәрдә баян қилинишичә, б д т ниң мәзкур доклати 2017-йилидин 2019-йилиғичә болған арилиқтики уйғур дияридики еғир бастурушларниң дәлиллирини хәлқара җәмийәткә ашкарилап бәргән болуп, нә хитай, нә башқа дөләтләр әмди бу пакитларға көз юмалмайдикән, хитай бундин кейин б д т ниң тамғиси бесилған бу әйибләшләрниң дәрдини йетәрлик дәриҗидә тартидикән.

Б д т ниң уйғурлар тоғрисидики доклатиниң елан қилиниши явропадики лагер шаһитлириниңму күчлүк диққитини тартқан. Улар б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелет 5-айниң 23-күни 6 күнлик хитай зияритини башлаштин бир ай илгири, йәни 4-айниң ахирлири мишел бачелеттин уйғурлар тоғрисидики доклатини елан қилишни тәләп қилип, б д т бинаси алдида бир һәптигә созулған намайиш өткүзгән иди.

Голландийәдә яшайдиған лагер шаһити қәлбинур сидиқ бүгүн бу һәқтә тохталғанда, гәрчә бу доклатта “уйғур ирқий қирғинчилиқи” ениқ тилға елинмиған болсиму, шәрқий түркистанда давам қиливатқан хитай зулуминиң доклатта әтраплиқ баян қилинғанлиқидин хушал болғанлиқини әскәртти.

Голландийәдики лагер шаһити өмәр бекали болса, мустәқил бир тәкшүрш өмики шәрқий түркистанға берип, лагерларда әмәлий тәкшүрүш елип берип хитайниң җинайәтлирини муәййәнләштүрмигичә, мәзкур доклатниң уйғурлар мәсилисини негизидин һәл қилишта дейәрлик үнүм көрситәлмәйдиғанлиқини илгири сүрди.

Франсийәдә яшайдиған лагер шаһити гулбаһар хативаҗи мәзкур доклатниң уйғурлар учраватқан зулумларни әтраплиқ йорутуп бәргәнликини, өзлириниң йиллардин буян қилип кәлгән гуваһлиқлириниң бикарға кәтмигәнликидин һаяҗанланғанлиқини ипадә қилди. Франсийәдики лагер шаһити гулбаһар җелиловаму бу хусуста қарашлирини баян қилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.