Лагер оқутқучиси қәлбинур: мән у йәрдә көргән қирғинчилиқ ичимгә патмиди (1)

Мухбиримиз гүлчеһрә
2020.09.24
qelbinur-sidiq-lager-shahiti.jpg 28 Йиллиқ истажға игә башланғуч мәктәп хәнзу тили оқутқучиси қәлбинур сидиқ ханим ишханисида дәрс тәйярлиқ қилмақта. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
Qelbinur Sidiq teminligen

Бу йил 51 яшқа киргән, 20 йилдин артуқ дәрс мунбиридә хизмәт қилған қәлбинур сидиқ өзи сөйгән оқутқучилиқ кәспиниң ахирқи йилиниң “лагер” дәп атилидиған қабаһәтлик орунниң оқутқучилиқи билән ахирлишишини ойлапму бақмиғаникән.

Чүнки у, 1990-йили өзиниң оқутқучилиқ һаятини оқутқучилар байрими күни болған 9-айниң 10-күни үрүмчи шәһәр мәркизидики сайбағ районлуқ 24-башланғуч мәктәптә хитай тилидин дәрс бериш билән башлиған тунҗи күнидин етибарән, оқутқучилиқ кәспигә болған иштияқи ашқаниди. Униң баян қилишичә, у өзиниң оқутқучилиқ һаятидики әвлад тәрбийәләш кәсипчанлиқи вә мәсулийәтчанлиқи билән уйғур ели маарип сепидә тонулған мунәввәр оқутқучиларниң биригә айланған. Һалбуки, хитай һөкүмити лагерларни қуруп оқутуш қабилийити җәһәттила әмәс, бәлки сиясий идийәси вә аилә арқа көрүнүши җәһәттиму әң “илғар” оқутқучиларни лагерда меңә ююш елип беришқа таллашқа башлиғанда, қәлбинурниң “илғар оқутқучи” дегәндәк бу намлири уни “җаза лагери” оқутқучиси болушқа айландурған.

Хитай даирилири лагерларни қурған дәсләпки мәзгилдә қәлбинур сидиқ дәсләп 2017-йили 3-айниң 1-күнидин 8-айниң ахириғичә үрүмчи шәһириниң саң фаңгов(төшүктам) дики дөңлүккә қурулған әрләр лагерида 6 ай, арқидин 2017-йили 9-айдин 10-айниң ахирлириғичә йәнә икки айчә үрүмчи тугуңға җайлашқан “яшанғанлар санаторийәси” дәп лозунка есилған аяллар лагерида тутқунларға хитай тили вә қизил нахшиларни өгитишкә орунлаштурулған.

Қәлбинур сидиқниң ейтишичә, у 2019-йили 10-айда давалиниш баһанисидә ери вә қериндашлирини кепилликкә қоюп голландийәдики қизиниң йениға кәлгән болсиму, бирақ хитай уйғурларға елип бериватқан, тәсәввур қилғусиз дәриҗидики рәһимсизлик, чәктин ашқан зораванлиқ, хорлаш, қийин-қистақларға айлап шаһит болуш, әмма үниниму чиқиралмаслиқ уни роһий җәһәттиму зор хоратқан. Қәлбинур ханим бу җаза лагерлирида көргәнлирини вә аңлиғанлирини радийомиз зияритини қобул қилип, бирму-бир аңлатти.

У, өзиниң азаблиқ әслимилирини лагерға берип дәрс өтүшкә орунлаштурулған күнидин башлиди.

У өзигә “саватсизлиқни түгитиш орни” дәп уқтурулған җайниң әмәлийәттә лагер икәнликини у үстигә тикәнлик полат сим оралған егиз тамлар билән қоршалған бу қору ичигә вә қатму-қат метал електронлуқ ишик орнитилған төт қәвәтлик бинаға қаравулларниң тәкшүрүшлиридин өтүп киргән һәм қораллиқ сақчиларни көрүп тени шүркәнгән пәйткичә билмигән. Қисқиси, у өзиниң лагерға елип келингәнликиниму билмигәникән.

Қәлбинурниң баян қилишичә, у синипқа кирип өзиниң чечилған зеһнини, қорқунчлирини, худуклирини бесишқа тиришип “әссаламуәләйкум” дәп дәрс башлиғинида, өзиниң салимиға җаваб берәлмигән, пут қоллири кишәнләнгән мойсипит әрләрниң көзлиридин үн-тинсиз еқип чүшкән яш тамчилирини көргәндики азаблиқ яшлирини бу синипқа орунлаштурулған камералар вә сақчилардин йошурушқа аран үлгүргән. Униң лагердики мәҗбурланған қуллуқ оқутқучилиқ һаяти өз азаблирини зәһәрни ютқандәк ютуш билән шундақ давам әткән.

Алтә балилиқ мәрипәтпәрвәр аилидики оттуранчи пәрзәнт болған қәлбинурниң 5 қериндишиниң һәммиси үрүмчидә һөкүмәт органлирида хизмәт қилидиған болуп, униң һазир үрүмчидә өзиниң чәтәлгә чиқишиға кепил болған уруқ-туғқанлири вә үрүмчидики қурулуш материяллар ширкитидики ери биләнму алақиси пүтүнләй үзүлгән. Һәтта ери ахирқи қетим бу йил 2-айда, өзиниң қәлбинур билән никаһлиқ мунасивитидинму ваз кәчкәнликини телефон арқилиқ йәткүзүп ғайиб болған.

Лагер оқутқучиси болған қәлбинур, һазирғичә хитайниң лагеридин саламәт қутулуп чиқалиған санақлиқ лагер шаһити болупла қалмастин у йәнә лагер сияситиниң қандақ иҗра қилинидиғанлиқини өзи әмәлий бешидин кәчүргән, бу һәқтә дуняви ахбаратқа қиммәтлик гуваһлиқлар бәргән иккинчи лагер оқутқучиси һесаблиниду. Буниң алдида һазир шиветсийәдә панаһлиниватқан қазақ лагер оқутқучиси сайрагүл саутбайниң лагердики кәчмишлириму зор инкас қозғиғаниди.

Лагер оқутқучиси болған қәлбинур ханим өзиниң мәҗбурий әмгәкниң, мәҗбурий туғмас қилиш сиясәтлириниң қурбани болғаанлиқини тәкитләп: “мән хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан қирғинчилиқини өз көзүм билән көргән гуваһчи” дәйду.

Қәлбинур билән елип барған кейинки сөһбәтлиримиз у, үрүмчи шәһиридә 2016-йилидин башланған юқири техникилиқ тәқибләш, мәктәпләрдики хитайлаштуруш, хитай билән қошмақ туғқанчилиққа мәҗбурлаш, мәҗбурий туғмас қилиш, балиларни дөләт иликидики йетимханиларға елип кетиш қатарлиқ өзи шаһит болған вә бешидин кәчүргән сиясий тәдбирләр һәққидә давам етиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.