Бир уйғур лагер шаһитиниң баянлири германийә парламент әзасини чөчүткән

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.10.26
lager-shahit-germaniye-lebiral-2.jpg Лагер шаһитлири германийә христиан демократийә партийәсиниң кишилик һоқуқ комитетиниң мәсули мичаәл бранд(Michael Brand) әпәнди қатарлиқлар билән көрүшти. 2022-Йили 2-июн, германийә.
RFA/Erkin Tarim

Бир лагер шаһитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрисидики баянлири германийә парламент әзаси михайил бирандини қаттиқ чөчүткән.

Михайил биранди өзиниң бу чөчүш пикирлирини 23-өктәбир германийә һессән өлкисиниң радийо-телевизийә қанили болған “һессен көзники” дә елан қилинған “хитай русийәдинму хәтәрлик” мавзулуқ бир зиярәт хатирисидә тәкитлигән. Буниңда хитайниң 20-қурултийи мәзгилидә тәйвәндә зиярәттә болған германийә парламентиниң әзаси михайил биранди зиярәт қилинғаниди.

“хитай русийәдинму хәтәрлик” намлиқ зиярәт хатирисидә “сиз хизмәт җәрянида хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң қурбаниға айланғанлар билән учраштиңиз. Буларниң ичидә христиан муритлири, тибәтликләр вә уйғурлар бар. Бир қетимқи учришишниң сизни қаттиқ чөчүткәнликини ейттиңиз” дегәндәк соал қоюлиду.

Михайил биранди бу һәқтә мундақ дәйду: “техи йеқиндила хитайниң аталмиш‛қайта тәрбийәләш лагери‚ дин қутулуп чиққан бир уйғур аял билән елип барған сөһбитим вуҗудумни ләрзигә салди. Ойлап беқиң, биз 2022-йили тоғрилиқ гәп қиливатимиз. Бир милйондин артуқ уйғур мушундақ лагерларда тәҗрибә қилинмақта. Мән у аялдин, кишиләр бу лагерға дәсләптә соланғанда немиләр болидиғанлиқини соридим. У аял болса, тунҗи қетим лагерға соланған тутқунларниң дәсләптә чачлири чүшүриветилидиғанлиқини, уларға тутқунларниң формиси кийдүрүлидиғанлиқини, шуниңдин етибарән уларниң исминиң ғайиб болидиғанлиқини, уларни пәқәт номур биләнла чақиридиғанлиқини сөзләп бәрди”.

Михайил бирандиниң германийә парламентида уйғурлар мәсилисиниң оттуриға қоюлушиға зор күч чиқирип келиватқан бир шәхс болғанлиқини әскәрткән д у қ берлин ишханисиниң мудири ғәюр қурбан әпәнди, униң бу қетим мәтбуатқа қилған мәзкур сөзлириниң уйғур ирқий қирғинчилиқини германийә хәлқигә билдүрүштә бәлгилик тәсири болғанлиқини тилға алди.

Мәзкур зиярәт хатирисидә америка авам палатасиниң рәиси нәнси пелоси тәйвәнни зиярәт қилип хитайниң җениға тәккәндин кейин, дәл хитайниң дөләт байрими болған 10-айниң 1-күни германийә парламентиниң 6 кишидин тәркиб тапқан бир вәкилләр өмикиниң тәйвәнни зиярәт қилип хитайни техиму биарам қилғанлиқи, йәнә дәл хитайниң 20-қурултийи чақирилип хитай рәиси ши җинпиң қайтидин тәхткә чиққан мәзгилдә михайил бирандиниң германийә парламенти кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитети вәкиллири билән тәйвәнни зиярәт қилип, хитайни йәнә бир қетим биарам қилғанлиқи сөз беши қилинған. Михайил бирандини өз ичигә алған бу вәкилләр өмики һакимийәт бешидики 5 партийәниң парламенттики әзалиридин тәркиб тапқан рәсмий дөләт вәкилләр өмики болуп, улар 22-өктәбир тәйвән зияритини башлиғаниди.

Зиярәт хатирисиниң муқәддимисидә хитайниң тәйвәнни ‛хитай хәлқ җумһурийитиниң бир парчиси‚ дәп қарайдиғанлиқи, башқа дөләтләр тәйвәнни рәсмий зиярәт қилса “иғвагәрчилик қилди” дәп әйибләйдиғанлиқи әскәртип өтүлгәндин кейин, михайил бирандиға шундақ соал қоюлиду: “биранди әпәнди, әгәр ғәрб сиясәтчилири тәйбейни зиярәт қилса, хитай буниңдин һеч хуш болмайду, чүнки улар ‛тәйвән дөлитимизниң бир парчиси‚ дәп қарайду. Сиз иғвагәрчиликни яхши көрәмсиз?”.

Биранди әпәнди бу соалға мундақ җаваб бериду: “һеч яхши көрмәймән. Әмма мәнчә, биз йеңи бир бурулуш нуқтисиниң яралғанлиқини аллиқачан җакарлидуқ. Муһим болғини, бизниң асия-тинч окян районлиридики шериклиримиз билән алақә орнатқанлиқимиздур. Еғир мәсилә болуватқини германийә парламент әзалириниң тәйвәндә елип барған тинч шәкилдики зиярити әмәс, бәлки һәмкарлиқ вә содиға таҗавузчилиқ вә тәһдитләр билән җаваб қайтуридиған диктаторларға бу зияритимизниң һәддидин зиядә реаксийә қилишидур”.

2005-Йили парламент әзаси болғандин тартип уйғурлар, тибәтләр вә хитайдики христиан муритлири учраватқан зулумларға қарши хитай һакимийитини изчил әйибләп кәлгән михайил биранди 2016-йили 5-айда германийә парламенти кишилик һоқуқ вә инсаний ярдәм комитети тәрипидин тәшкилләнгән бир гуруппиға баш болуп үрүмчи вә ласани зиярәт қилмақчи болғанда, хитай тәрәп бу зиярәт өмикиниң тәркибидә михайил бирандиниң болушини халимайдиғанлиқини билдүрүп рәт қилғаниди.

Биранди әпәнди уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраш мәсилисигә изчил көңүл бөлүп келиватқан болуп, уйғур аяллириниң, омумән уйғурларниң җаза лагерлиридики қисмәтлири униңға қаттиқ тәсир қилған. “хитай русийәдинму хәтәрлик” мавзулуқ зиярәт хатирисидә апторниң хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан қирғинчилиқи, йәни җаза лагерлиридики қилмишлирини көздә тутуп: “булар германларниң һәқиқәтәнму вуҗудини шүркүндүриду” дегән сөзигә қарита михайил биранди өз қарашлирини давамлаштуруп мундақ дәйду: “чечини чүшүрүветиш, лагер кийими, номурлар. Бу йәрдә мутләқ бир иш бар. Бу хил һакиммутләқлиқни хитай узун йиллардин буян пүтүн дуняда йүргүзүп кәлди. Хитай болса биз көрүватқан русийәдин техиму хәтәрлик. Биз хитайдики уйғур ирқий қирғинчилиқиға һәм униңға шерик болғучиларға шаһит болуватимиз. Бу туғут чәкләш вә мәҗбурий туғмас қиливетишларниму өз ичигә алиду. Мән билән сөзләшкән аял туғут чәкләш оператсийәси қилинип, балиятқуси еливетилипту. Мән униңдин ‛немишқа бундақ мурәккәп чарә қоллиниду? дора арқилиқла һамилидарлиқтин сақлиниш мумкинғу?‚ дәп соридим. Җаваб аддийла: “улар шундақ қилалайду. Шундақ қилған чағдила, сиз өзиңизниң тениға иккинчиләп өзиңиз игә болалмайсиз”.

Д у қ муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди уйғур ирқий қирғинчилиқини германийә парламентида етирап қилдуруш үчүн михайил бирандиға охшаш техиму көп парламент әзалирини хитайниң җаза лагерлиридики зулумларға ишәндүрүш лазимлиқини тәкитлиди.

“хитай русийәдинму хәтәрлик” намлиқ зиярәт хатирисидә михайил биранди ғәрб қиммәт қаришини қоғдашта чиң турушни, хитайға дадил тақабил турушни, хитайни дуня миқясида йетим қалдурушни тәкитләп өткәндин кейин, сөзиниң хатимисини “хитай бизниң әркинлик вә универсал қиммәт қараш системимизниң дүшминидур” дегән җүмлә билән ахирлаштурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.