Лагер шаһити гүлбаһар хативаҗиниң гуваһлиқи фирансийәдә китаб болуп нәшрдин чиқти

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.01.12
Лагер шаһити гүлбаһар хативаҗиниң гуваһлиқи фирансийәдә китаб болуп нәшрдин чиқти Лагер шаһити гүлбаһар хативаҗи ханим(солдин иккинчи) аилиси билән.
Gülbahar Xatiwaji teminligen

“хитай гулагидин һаят қалған гүлбаһар хативаҗиниң гуваһлиқи” намлиқ фирансийәдә нәшрдин чиққан китаб, хитайниң қарамайда қурған лагерида икки йилчә қамилип, 2019-йили язда қоюп берилгән вә 8-айниң 21-күни фирансийә келип икки қизи вә ери билән җәм болған гүлбаһар ханимниң һаятиға аит болуп, у хитайниң өлүм лагерлиридин саламәт қутулуп чиқалиған санақлиқ лагер шаһитлириниң бири.

“хитай гулагидин һаят қалған гүлбаһар хативаҗиниң гуваһлиқи” намлиқ фирансийәдә нәшрдин чиққан китабниң муқависи.

Шаһит гүлбаһар ханим һазирға қәдәр техи рәсмий һалда мәтбуат вә таратқуларниң зияритини қобул қилип бақмиған болсиму әмма униң тутқун қилинғанлиқи униң фирансийәдә туруватқан қизи арқилиқ фирансийә вә башқа дуняви таратқуларда һәмдә радийомиздиму хәвәр қилинғаниди.

2006-Йилидин башлап аилиси билән фирансийәдә яшаватқан гүлхумар хативаҗи әйни чағда, аписиниң 2017-йили-1 айда тутқун қилинғанлиқини фирансийәдики “фирансийә 24”, “експрес”, “ле монде”, “арте телевизийәси” қатарлиқ асаслиқ ахбарат васитилири вә телевизийә қаналлириниң зияритини қобул қилип, раван фирансуз тилида уйғурлар учраватқан мәсилисини өз аниси учриған зулумларни мисал қилип туруп аңлатқан. Бу қатарда у радийомиз зияритини қобул қилғинида, гүлбаһар ханимниң фирансийәдики аилисиниң фирансийәниң бейҗиңда турушлуқ әлчиханиси, фирансийә ташқи ишлар министирлиқидин хитайға бесим ишлитип гүлбаһар ханимниң дәрһал қоюп берилишигә ярдәм қилишни тәләп қилғанлиқини билдүргәниди.

Гүлбаһар ханимниң қизи гулхумар, 11-январ күни өзиниң фәсебоок бетидә аписиниң лагердики сәргүзәштлирини китаб қилип йезип чиққанлиқидин толиму пәхирлинидиғанлиқини һаяҗан ичидә җакарлиши билән, бу хәвәр чақмақ тезликидә муһаҗирәттики уйғурлар арисида тарқалди вә уларниму һаяҗанға салди.

Чүнки бу, уйғур лагер шаһити тәрипидин йезилған тунҗи китаб һесаблиниду. Буниң алдида гәрчә меһригүл турсун, гүлбаһар җелилова қатарлиқларниң гуваһлиқлири картон романи вә башқа һекайә шәклидә елан қилинған болсиму, пәқәт лагер оқутқучиси қазақ шаһит сайрагүл савутбайниң гуваһлиқи рәсмий китаб болуп нәшрдин чиққан бирдинбир китаб иди.

Гүлхумар аписи лагер шаһити гүлбаһар хативаҗи ханимниң, лагердин қутулуп фирансийәгә кәлгәндин кейин, җисманий вә роһий җәһәттин бир мәһәл әслигә келиш басқучини бешидин кәчүргәнлики, һазирға қәдәр мәтбуатларға рәсмий гуваһлиқ бәрмигән болсиму, униң йәнила уйғурларниң лагерларға қамилиши, хитайниң мәдәнийәт вә һәр җәһәттин қирғинчилиқиға учраватқанлиқи үстидин тәкшүрүш елип бериватқан фирансийә һөкүмәт тармақлири, явропа вә хәлқарадики кишилик һоқуқ органлириға исмини ашкарилимаслиқ шәрти билән гуваһлиқ берип кәлгәнликини билдүрди.

Қандақ қилғанда өзиниң бешидин кәчүргәнлирини техиму үнүмлүк аңлитиш мумкинчилики һәққидә көп издәнгән гүлбаһар ханим, ахири сәргүзәштлирини китаб қилип йезип чиқишни қарар қилған. 2020-Йилиниң бешидин башлап фирансийәлик журналист розен моргантниң ярдимидә әслимилирини қәләмгә елишқа башлап, йеқинда кәчмишлири китаб болуп рояпқа чиққан.

Бу мунасивәт билән әркин асия радийомизниң бүгүнки алаһидә меһмини болған гүлбаһар хативаҗи өзиниң китабта тәсвирлигән һаят һекайиси йәни лагерда бешидин кәчүргәнлирини аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.

Гүлбаһар хативаҗи ханим әйни чағда 2016-йили 11-айда, пенсийә рәсмийәтлирини өтәш үчүн фирансийәдин юрти қаримайға қайтқан вақти дәл хитайниң “қайта тәрбийәләш” намида җала лагерлирини қуруп чоң тутқунни йеңи башлиған мәзгилигә тоғра кәлгәниди. Фирансийәдә туруватқан мәзгилидиму һечқандақ сиясий паалийәтләргә қатнашмиған гүлбаһар ханим ишәнчлик һалда юртиға қайтқан болсиму униң һечқачан буниң бәдилигә 2 йилдин артуқ әркинликидин мәһрум қалидиғанлиқи вә бу қәдәр риязәт чекидиғанлиқини қияс қилмиғаникән. Хитай даирилирини дәсләп уни, қанунсиз адәм топлап җәмийәт тәртипини бузған дәп ялған сәвәб билән тутқан болса кейинчә, фирансийәдики ери вә қизлириниң фирансийәдә панаһлиқ тилигәнликини баһанә қилип, униңға террорлуқ җинайити артишқа урунғаникән.

Гүлбаһар хативаҗи ханим, өзиниң лагердин чиқип фирансийәгә қайтип кәлгәндин кейин ашкара гуваһлиқ берәлмәсликигә алди билән қаримайдики аилә тавабиатлириниң хитайниң зиянкәшликигә учришидин әнсиригәнлики сәвәб болғанлиқи шундақла һазирму һәм уларниң ақивитидин әнсирәйдиғанлиқини тәкитлиди.

Гүлбаһар ханим китабта өзиниң қолға елиниш, тутуп туруш орунлири вә лагерда бигунаһ һалда һәр түрлүк қара чаплинип сорақ қилиниш җәрянлири, тутқунларға елип берилидиған меңә ююш тәрбийәлири, уйғурчә гәп қилдурмаслиқ, һәтта һаҗәтхана вә мунчидиму, омумән һәр өйдә икки камера арқилиқ көзитилиштәк әһвалларни баян қилған. Униң ейтишичә китабта йәнә камерлардики өзи вә башқа камердашлириниң күндилик һаяти, лагер ичидики шараит, һәр түрлүк җаза вә қийин-қистақлар, қорқунуч, ачлиқ, соғуқ, уйқусизлиқ, адаләтсизликләр, хорлуқлар, әркинликтин һәтта һаяттин үмидини үзүштәк қабаһәтлик әһвалларни өз ичигә алған һәқиқий әһваллар тәпсилий йезилғаникән.

Гүлбаһар ханим өзиниң лагерда һечқандақ хаталиқ қилмайму 20 күн җазаланғанлиқини, орундуққа вә кариватқа зәнҗир билән бағлап қоюлған болсиму, җазалинишниң сәвәбини әзәлдин чүшәнмигәнлирини баян қилған.

Әзәлдин су үзүш вә башқа шәкилләрдики тән сағламлиқиға әһмийәт берип кәлгән гүлбаһар ханим хитайниң җаза лагеридики еғир искәнҗиләрдә йәнила һаят қелишиға, өзиниң мидирлиғудәкла маҗали вә пурсити болсила һәрикәтлинип бәдинини чениқтурғанлиқи, роһи җәһәттә болса бу нәс басқан җайдин чоқум қутулуп чиқишқа болған үмидини һечқачан йоқатмиғанлиқи сәвәб болғанлиқини ейтти.

Шаһит гүлбаһар хативаҗи йәнә лагерда гәрчә икки қетим окул селинған болсиму, даириләрниң уни зукамға қарши ваксина дәп чүшәндүргәнлики, техи той қилмиған нурғун яш қизларниң һейизи тохтиғанлиқи, уларниң кәлгүсидә балилиқ болалмаслиқидин әндишә қилғанлиқи, гәрчә лагердики окул-дорилардин гуманлансиму, униң һәқиқий ваксина яки һамилидарлиқтин сақлиниш икәнликини билмигәнлики, бу һәқтә фирансийәгә қайтип кәлгәндин кейин, уйғур аяллирини лагерларда туғмас қилиш әһваллири барлиқини аңлиғанлирини баян қилған.

Өзиниң илгири хитайға қарши һеч иш қилмиған болсиму, әмма бәрибир хитай даирилириниң өзини үч йиллиқ әркинликтин мәһрум қилғанлиқини, қизи вә аилиси һәмдә фирансийә дөлитиниң ярдимидә фирансийәгә қайтип кәлгәндин кейинла андин һәқиқәтән әркинлик сөзиниң қиммитини чүшәнгәнликини ейтиду.

Хитайниң лагерларни қурушидики сәвәбни-уйғурларни йоқитиш вә улар үстидин мәдәнийәт қирғинчилиқи елип бериш дәп чүшәнгән гүлбаһар ханим ахирида, өзиниң сәргүзәштлири вә гуваһлиқи пүтүлгән бу китаб арқилиқ, хитайниң тәрбийәләш мәркизи дәп атиған җайлириниң әмәлийәттә җазалаш лагерлири икәнликини дуня тонуса вә хитайниң җаза лагерлирини тақишида бәлгилик рол ойниса дегән үмидтә икәнликини билдүрди. У сөзлирини: “уйғурларниң елип бериватқан паалийәтлири вә нурғун гуваһлиқ беришлири нәтиҗисидә дуняда уйғурларға көңүл бөлүш күчәймәктә. Биз бу лагерларни тақашта чоқум мувәппәқийәт қазинимиз” дегән үмидвар җүмлиләр билән ахирлаштурди.

“хитай гулагидин һаят қалған гүлбаһар хативаҗиниң гуваһлиқи” намлиқ фирансийәдә фирансуз тилида нәшрдин чиққан, уйғур лагер шаһити гүлбаһар ханимниң лагердики қисмәтлири асас қилинған китаб 13-январ рәсмий тарқитилишқа башлайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.