Лагер шаһитлири: “хитай тәкшүргүчиләргә лагерларни ачсун! хитайниң җинайәт испатлирини көрситишкә биз тәйяр!”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2021.02.08
Лагер шаһитлири: “хитай тәкшүргүчиләргә лагерларни ачсун! хитайниң җинайәт испатлирини көрситишкә биз тәйяр!” (Лагер шаһитлири вә гуваһлиқ бәргүчиләр солдин оңға) гүлбаһар җелилова, меһригүл турсун.
Photo: RFA

Нопузлуқ ахбарат оргини әнглийә BBC қанили 2-феврал күни, уйғур лагер шаһити турсунай зиявудун, сайрагүл савутбай, қәлбинур сидиқ, гүлзирә авулқан қатарлиқ лагер шаһитлириниң гуваһлиқи асасида уйғур аяллириниң лагерларда системилиқ басқунчилиқ вә җинсий зораванлиққа учраватқанлиқи һәққидә мәхсус хәвәр тарқитип, хәлқара ахбарат саһәсидә зор ғулғула қозғапла қалмай сиясәт саһәсидикиләрниңму җиддий әндишисини қозғимақта.

(Лагер шаһитлири вә гуваһлиқ бәргүчиләр солдин оңға) зумрәт давут вә сайрагүл савутбай.

Һалбуки, әзәлдин дуняниң әйибләшлири вә инкаслириға инкар қилиш арқилиқ җаваб қайтурушни адәт қилған хитай һөкүмити бу нөвәтму, йәни 4-феврал өзиниң “йәршари вақти” гезити қатарлиқ таратқулирида һәтта ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң биваситә сөзи арқилиқму ғәрб мәтбуатлирида бу һәқтә арқиму-арқа мәйданға келиватқан дәлил-пакитларни рәт қилиш, барлиқ лагер шаһитлирини вә уларниң гуваһлиқлирини инкар қилиш арқилиқ өзиниң уйғур дияридики инсанийәткә қарши җинайәтлирини ақлашқа урунған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи 4-феврал күнидики ахбарат йиғинида BBC да елан қилинған хәвәр һәққидики соалларға “бу хәвәрниң һечқандақ асаси йоқ, буBBC ниң тунҗи қетим ялған сөзлиши әмәс” дәп җаваб бериш арқилиқ пакитни рәт қилмақчи болған.

“йәршари вақти” гезити 4-феврал тарқатқан бу һәқтики хәвиридә, BBC ниң партлатқуч характерлик хәвирини төһмәт дегән болса, йәнә “бөлгүнчи тәшкилатлар адәттә аялларни таллайду, чүнки аяллар вә уларниң көз яшлири оқурмәнләргә тәсир қилип, һесдашлиқ қозғайду” дегән. Мәзкур хитай мәтбуати йәнә лагер шаһитлириниң қандақтур чәтәлләрдә иқтисадий қийинчилиққа учриғанлиқи үчүн бөлгүнчи тәшкилатларниң хитайға қарши улардин пайдилиниватқанлиқини ишарәт қилип, аталмиш хитай һазирқи заман хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат орниниң мутәхәссиси җя чүняңниң баянлирини мисал алған. У: “бөлгүнчиләр вә террорлуқ тәшкилатлири адәттә бу кишиләр билән алақилишишниң йоллирини тепип, уларни җуңгоға төһмәт қилиш үчүн ялған сөзләшкә мәҗбурлайду” дегән.

Хитай тәрәп йәнә лагердики аялларниң “системилиқ басқунчилиққа, җинсий паракәндичиликкә вә қийин-қистаққа елинғанлиқи” ға өзиниң вәһшиянә басқунчилиққа учраш җәрянини сөзләш арқилиқ паш қилған турсунай зиявудунни, “дуня уйғур қурултийиниң нуқтилиқ түри болған ‛уйғур кишилик һоқуқ қурулуши‚ ниң қоллиши билән америкаға кәлгәниди. У, америкада қелишни илтимас қилмақта. Улар хитайни парчилашни мәқсәт қилидиған тәшкилат” дәп әйиблигән.

Турсунай зиявудун зияритимизни қобул қилип, хитай даирилириниң сөзлиригә инкас қайтуруп: “улар мениң һечқандақ тәшкилат билән алақәм йоқлуқини яхши билиду. Мән қазақистанға чиққандиму хитай сақчилири мени дуня уйғур қурултийи вә башқа уйғур тәшкилатлири билән алақә қилмаслиқ, уларниң алдам халтисиға чүшмәслик һәққидә агаһландурған. Мәнла әмәс пүтүн лагердикиләргә күндилик меңә ююп тәрбийәсидә чәтәлдики уйғур тәшкилатлирини, рабийә қадирниң кимликини өзлири өгәтти болмиса биз билмәйттуқ. Уларниң җинайити, зулуми бизни ойғатти. Мән тәкшүргүчиләр билән қайтип берип шу җайдики үзүм көргән җинайәтләрни испатлашқа тәйярмән” деди.

“йәршари вақти” гезити турсунай зиявудундин башқа, сайрагүл савутбай, зумрәт турсун, меһригүл турсун, қәлбинур сидиқ, гүлбаһар җелилова қатарлиқ лагер шаһитлириниң гуваһлиқириниму ялғанға чиқарған.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ваң венбин пәйшәнбә күни даимлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғинида лагер шаһитлиридин башқа уйғур вәзийитини тәтқиқ қилғучи чәтәллик мутәхәссисләргиму тил тәгкүзүп мундақ дегән: “йеқинда шинҗаңни һақарәтләйдиған ялғанчилиқ вә миш-миш параңлар бәк көп, BBC вә адриан зензниң исми даим пәйда болиду”.

Ваң йәнә лагер шаһити зумрәт давутниң сүритини мухбирларға көрситип туруп, BBC ниң 2020-йили 7-айда зумрәт давут исимлик бир аялни зиярәт қилғанлиқини тилға елип, уни “һечқачан лагерға берип бақмиған, шундақла һамилидарлиқтин сақлиниш оператсийәси қилмиған”, дегән вә уни ахбаратларда рол алған “артис” дәп һақарәтлигән.

Зумрәт давут хитайниң әйиблишигә мундақ соал билән җаваб қайтурди: “хитайниң гәплиридин мән техиму күчләндим. Биз уйғур аяллирини хитай лагерларға қамап, зулум қилип, басқунчилиқ қилип, меңисини ююп, туғмас қилип һәр хил зулум билән түгәштүрдуқ дәп хата мөлчәрләп қелипту, зиянкәшликләрни сөзлидуқ, хитай болса мунасивәтсиз васитилик уруқ-туғқанлиримизни мәҗбурий сөзлитип рол алғузиватиду, буниң арқисида ким һәқиқий артис ким режиссор?”

Қазақистанда туғулуп чоң болған, қазақистан гираждани болушиға қаримай қара қоюқ һалда лагерға қамалған гүлбаһар җелилова ханим фирансийәдин инкас қайтуруп мундақ деди: “мени бигунаһ һалда 15 ай үрүмчидә җаза лагериға қамап өзлири қазақистан министирлириға, балилиримға мениң үстүмдин ‛террорист‚ дәп чиқирип бәргән қәғизини қандақ инкар қилмақчикән?. У ялған болса мән у үрүмчидики лагерниң исимлирини, лагердикиләрниң исимлирини қандақ билимән? мән бир йил 3 ай 10 күн бигунаһ солиғанлиқи үстидин хитайни сотқа тартимән”.

Лагерда оқутқучи болғанлиқи вә у йәрдә өз көзи билән сақчиларниң аял тутқунларға басқунчилиқ қилғанлиқи һәққидә мәтбуатларға гуваһлиқ бәргән вә йеқинда гуваһлиқлири китаб болуп чиққан, америка ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин, “җасарәтлик аял” мукапатиға еришкән сайрагүл савутбай өзиниң испатлириниң хитай һөкүмити тәрипидин инкар қилинип һуҗумға учриғанлиқиға һәйран қалмиғанлиқини билдүрүп: “хитай компартийәсиниң барлиқ сиясити ялғанчилиқни асас қилиду вә ялғанчилиқ билән тәрәққият тапиду” деди.

“йәршари вақти” гезитидә, илгири лагерда оқутқучи болғанлиқиму инкар қилинип, аяллар лагерида тутқунлар учрайдиған басқунчилиқни өз ичигә алған вәһшийликләр һәққидики гуваһлиқиму пүтүнләй ялған дәп инкар қилинған голландийәдә туруватқан сабиқ лагер оқутқучиси қәлбинур сидиқ, хитайниң барлиқ лагер шаһитлирини инкар қилғанлиқидин буларниң тәсири болуватқанлиқини чүшәнгәнликини билдүрүп мундақ деди: “барлиқ лагер шаһитлириниң, аилиси лагерға кирип кәткәнләрниң гуваһлиқлири ялған болса, немишқа һазирғичә аилимиз билән көрүшәлмәймиз? телефон алақисиму қилалмаймиз? растни көрәйли, чиграни ечивәтсун!”.

Қәлбинур өткән айда радиомизға даириләрниң униң үрүмчидики сабиқ ерини қәлбинурниң дегәнлирини ялғанға чиқирип мәҗбурий сөзлитиш үчүн 4 саәт аварә қилғанлиқини паш қилғаниди.

“йәршари вақти” гезитиниң бу хәвиридә йәнә лагер шаһити меһригүл турсун вә униң гуваһлиқлириму қайта инкар қилинған. Меһригүл турсун мундақ деди: “бу, хитай һөкүмитиниң маңа вә уйғурларға елип бериватқан җинайәтлирини тунҗи қетим инкар қилиши әмәс, илгири 2019-йили мән америка дөләт мәҗлисидә лагерлар һәққидә гуваһлиқ бәргәндиму баянатчи хуа чүнйиң тәрипидин шундақ һуҗумға учриғанидим. Хитай мениң 5 йиллиқ һаятимни хараб қилди, баламни өлтүрди, йолдишимдин айрилдим, ата-анам вә қериндашлирим биләнму алақәм үзүлди, мән хитайни хәлқара сотқа тартмиғучә тохтап қалмаймән”.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи BBC ниң уйғур районида қурған җаза лагерлиридики аялларниң “системилиқ басқунчилиққа учриғанлиқи” тоғрисидики әң йеңи сәзгүр әйиблишини “төһмәт қилди” дәп инкар қилишниң алдида, американиң бир қисим дөләт мәҗлиси әзалириниң хәлқара бирлики 2-феврал буниңға дәрһал инкас билдүрүп баянат елан қилғаниди. Баянатта улар хитайниң бу хил ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини қаттиқ әйиблигән һәмдә өз һөкүмәтлирини бу җинайәтни қәтий тәкшүрүшкә чақирғаниди.

Америка ташқи ишлар министирлиқиму 4-феврал баянат елан қилип: “инсанниң виҗданини қаттиқ азаблайдиған бу вәһшиянә қилмишларниң җавабкарлиқи чоқум сүрүштә қилиниши керәк,” деди.

Австралийә һөкүмитиму BBC ашкарилиған хитайниң лагерида давам қиливатқан аялларни системилиқ қийнаш вә хорлаш һәққидики кишини чөчүтидиған испатлиқ мәлуматларниң өзлиридә җиддий әндишә пәйда қилғанлиқи һәққидә 4-феврал хитайға вә дуня җамаәтчиликигә инкас қайтуруп: “районға дәрһал тәкшүргүчи әвәтилиши керәк” дегәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.