Лео майә: “муһаҗирәттики уйғурлар үчүн нан вәтәнниң бир парчисидур”

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2023.12.28
Leo-maye-naway-010 2022-Йили шиветсарийәниң җәнвәдә чақирилған хәлқара уйғуршунаслиқ йиғинида лео майә доклат бериватиду.2022-Йили, җәнвә
RFA/Hebibulla

“муһаҗирәттики уйғурлар үчүн нан вәтәнниң бир парчисидур!” дәйду, фирансийәлик уйғур нан мәдәнийити тәтқиқатчиси лео майә.

 Нөвәттә җәнвә университетида докторлуқ аспирантлиқида оқуватқан лео майә уйғур нан мәдәнийити вә уйғур навайчилиқи тоғрисида чоңқур издиниш елип барған яш тәтқиқатчиларниң биридур. У, бүгүнки зияритимиз давамида нанниң уйғурларниң муһаҗирәттики күндилик һаятида тутқан орни һәққидә өз қарашлирини раван уйғур тили билән баян қилди.

2022-Йили истанбулда навайлиққа шагиртлиққа кирип, уйғур тили вә уйғур навайлиқини өгиниватқан лео майә.2022-Йили, истанбул
2022-Йили истанбулда навайлиққа шагиртлиққа кирип, уйғур тили вә уйғур навайлиқини өгиниватқан лео майә.2022-Йили, истанбул
RFA/Hebibulla

Лео майә әпәнди, уйғур хәлқиниң тарихтин буян һәр бир һүнәр-кәсптә өз алдиға рисалә тутуп маңғанлиқи, буниң бир әнәнигә айланғанлиқи, рисалиләрниң ялғуз бир қолязма яки китабчила әмәс, бәлки уйғурларниң һүнәр-кәсп мәдәнийитидики  мәхсус қаидә-мизан икәнликини, шундақла рисалиләрниң уйғур сода әхлақиниң өлчими сүпитидә устамларниң шагиртларни тәрбийәләйдиған дәстури икәнликини тәкитләп өтти.

Уйғур миллитиниң қайғусини өзиниң қайғуси дәп билидиған вә уларниң һазирқи тәқдиридин қаттиқ әндишә қилидиған лео майә, уйғур мәдәнийитиниң һәр бир кичик һалқисиғичә қетирқинип өгинишкә башлиған икән. У, зияритимиз җәрянида һәтта өзиниң тойи болғанда истанбулдин мәхсус дашқазан әкәлдүрүп, уйғур полуси вә каваплири билән той мурасимини өткүзгәнликини тәкитләп өтти.

Җәнвә университети шәрқшунаслиқ факултети вә париж иҗтимаий пәнләр университети докторанти лео майә
Җәнвә университети шәрқшунаслиқ факултети вә париж иҗтимаий пәнләр университети докторанти лео майә
RFA/Hebibulla

Лео әпәнди ахирида йәнә чәт әлдә уйғур навайлиқини сақлап қелиш вә уйғур нанлирини хәлқара базарға йүзләндүрүш һәққидә өзиниң бир қисим көз қарашлири вә тәвсийәлирини оттуриға қоюп өтти.

Өзигә уйғурчә “ширәли” дәп исим қоювалған докторант лео майә өзиниң уйғур нан мәдәнийити вә уйғур навайчилиқи һәққидики издинишлирини, шундақла уйғур мәдәнийитиниң нөвәттә коммунист хитай һакимийити тәрипидин вәйран қилинишиға қарита күчлүк әндишилирини аңлармәнләр билән ортақлашти. Биз униңға уйғур хәлқи, җүмлидин уйғур аңлармәнләр намидин рәһмитимизни билдүрүп, зияритимизни ахирлаштурдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.