Уйғур мәҗбурий әмгики тәсвирлири лондон кийим һәптиликидә шола чүшүрди
2023.09.21
Баш иштаби американиң ню-йорк шәһиригә җайлашқан кишилик һоқуқ фонди ( (Human Rights Foundation, бу нөвәт дунядики әң чоң кийим-кечәк мода һәптилики санилидиған ню-йорк һәмдә лондон мода кийим-кечәк һәптиликидәк муһим пурсәтләрдин пайдилинип, уйғур мәҗбурий әмгикигә қарши чақириқини “тәсвири шола чүшүрүш паалийити” арқилиқ техиму җәлпкар бир шәкилдә намайәндә қилди.
Кишилик һоқуқ фонди алди билән, 7-сентәбир дин 13-сентәбиргичә давамлашқан ню-йорк мода кийим-кечәк һәптиликиниң ахирқи күни, 13- сентәбир ахшимида, дуняниң һәр қайси җайлиридин нурғунлиған даңлиқ маркилар, херидарлар, саяһәтчиләрниң, бу хәлқаралиқ мода еқими мәркизи болған ню-йоркқа йиғилған пәйтни чиң тутқан. Улар ню-йорктики даңлиқ бруклин көврүки, йеңи музей вә Hyatt мунари қатарлиқ мәшһур имарәтләргә лагердики уйғурларниң сүрәтлири кириштүрүлүп лайиһәләнгән, уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләш тәсвирлирини пирожектор арқилиқ көрүрмәнләргә тәқдим әткән .
Бу тәсвирләрдә тамашибинлар кийиватқан мода кийимлириниң арқисидики “һаят” лар һәққидә ойлинишқа чақирилған. Тәсвири шолиларда икки йүрүш майка көргәзмә қилинған болуп, бириниң баһаси 4.99 Доллар, йәнә бириниң баһаси 44.99 Доллар. Улар талон шәкилдә ясиған уйғур мәҗбурий әмгикигә аит мәлуматлар арқилиқ мәзкур майкиларниң баһа пәрқиниң арқисидики сәвәбләр көрситилгән. Бу гигант шәһәрниң егиз имарәтлиригә лагердики уйғурларниң сүрәтлири билән тәң гәвдиләндүрүлгән тәсвирий чақириқ иҗтимаий таратқуларда бәлгилик тәсир қозғиған.
Бу “тәсвири шола чүшүрүш паалийити” ниң ню-йорктин кейин йәнә лондон мода кийим һәптиликиниң ахирқи күнидиму тәкрар көрситилмәкчи икәнликидин хәвәр тапқандин кейин, биз19- сентәбир кишилик һоқуқ фондиниң қануни ишлири вә пирограммилириға мәсул хадими килавдия бенит (Claudia Bennett) ханимни қайта зиярәт қилдуқ.
Униң билән телефон сөһбитимиз башлинишиғила у дәл лондонда “тәсвири шола чүшүрүш паалийити” башлинишқа бир саәт вақит қалғанлиқини ейтти. У мундақ деди :
“биз ню-йорк кийим һәптиликидә елип барған бу тәсвирий шола чүшүрүш паалийитимиз өткән сәйшәнбә аран бир кечә болди. Немә үчүн лондон мода кийим һәптиликигә елип бармаймиз? дәп ойлидуқ. Биз лондонда19- сентәбир кечә бу тәсвирий шола чүшүрүш паалийитини елип беришқа, бири даңлиқ лондон мунари көврүки Tower Bridge ни, йәнә бирсигә тәте модерн сәнәт музейи бинаси Tate Modern ни таллидуқ. Икки орунда у йәр вақти 19:30 дин 20:00 ғичә болған арилиқта, арқа арқидин көрсәтмәкчи. ”
Килавдия бенит (Claudia Bennett) ханим бизниң “ню-йорк билән лондонда көрситилидиған тәсвирий шола паалийити мәзмунида пәрқ барму? ” дегән соалимизға мундақ дәп җаваб бәрди:
“иккисидә пәрқ йоқ, биз пәқәт охшимайдиған тамашибинларни нишанлидуқ, бу нөвәт лондон кийим-кечәк мода һәптиликигә қатнишиватқанларға көрсәтмәкчимиз. Биз техиму көп кишиләрниң кийим сетивалғанда, ирқий қирғинчилиққа бағланмиған маркиларни сетивелиши керәкликини билишини арзу қилимиз. Кишилик һоқуқ фондиниң өткән қетимлиқ осло кишилик һоқуқ мунбири җәрянида, пирограммилиримизниң бири ‛кишилик қиммитиңизни кийиң‚ намлиқ пирограмма иди. Бу пирограммида асаслиқи мода дунясиниң дуняниң һәр қайси җайлиридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә диққитини тартишни мәқсәт қилдуқ. Биз талониға лайиһәләнгән бу мәзмунларни пирожектор арқилиқ ипадиләш үчүн, пирожектор ширкәтлири билән һәмкарлаштуқ. Ню-йорк мода һәптилики вә лондон мода һәптиликидики аммиға уйғур мәҗбурий әмгикигә мунасивәтлик тәсвири шола арқилиқ, истемалчиларни мал сетивелиштин бурун ишләпчиқарған орунға диққәт қилип, сетивалмақчи болған маркиларниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ яки әмәслики һәққидә ениқ җаваб елишини тәләп қилдуқ. ялғуз әрзан баһалиқ кийим-кечәкла әмәс, дунядики даңлиқ маркиларму охшашла уйғур мәҗбурий әмгәктин мустәсна әмәс. Чүнки истатистикилардин дунядики кийим-кечәкләрниң бәштин бири уйғур мәҗбурий әмгики пахтисида ишләнгәнлики мәлум. Бу пирограмма арқилиқ биз кийим пасони саһәсини уйғур ирқий қирғинчилиқида өзиниң мәсулийитини тонушқа чақиришни мәқсәт қилдуқ ”.
Кишилик һоқуқ фонди 19-сентәбир ахшими пиланлиған вақтида, лондондики икки мәшһур саяһәт нуқтисида худди ню-йоркта көрситилгәндәк уйғур мәҗбурий әмгикини тәсвирләйдиған “тәсвирий шола чүшүрүш паалийити” ни мувәппәқийәтлик елип барған вә бу, нөвәттә һәр хил иҗтимаий таратқуларда тарқилишқа башлиған.
2023-Йили 15-сентәбир 19-сентәбиргичә өткүзүлгән лондон мода кийим һәптиликиниң ахирқи күни, лондондики “тәсвирий шола чүшүрүш паалийити” елип берилған орунлар, биританийә пайтәхти лондондики әң муһим зиярәт нуқтиси болған ,Tower Bridge йәни ,лондон мунар көврүки, лондондики биринчи дәриҗилик тарихий вә бирләшмә асма көврүк болуп, 1886-йилдин 1894-йилғичә болған арилиқта ясалған.
Лондонниң мәркизигә җайлашқан, тәте заманиви сәнәт музейи (Tate Modern Art Museum) да 1900-йилдин бүгүнгә қәдәр әнглийә һәмдә хәлқаралиқ заманиви вә һазирқи заман сәнити әсәрлири топлими сақланған болуп, дунядики әң чоң музейларниң бири. У 5 милйон 700 миң саяһәтчи билән, дунядики әң көп зиярәт қилинған музей вә рәсимханилар ичидә алдинқи онниң ичигә киргән.
Лондондики актип паалийәтчи, дуня уйғур қурултийиниң вәкили рәһимә мәхмут ханим кишилик һоқуқ фондиниң лондон мода кийим-кечәк һәптилики болуватқан мушундақ муһим пәйтни шундақла лондондики әң даңлиқ саяһәт нуқтилирини таллап орунлаштурған бу паалийитиниң наһайитиму истратегийәлик болғанлиқини, буниң кишиләрни уйғур мәҗбурий әмгикидин агаһландуруш роли вә әһмийитиниң зор икәнликини билдүрди.
Лондондики бу икки муһим саяһәт нуқтисиға чүшүрүлгән тәсвирий шолиларда, иҗадий шәкилдә худди кийим талонидәк улап көрситилгән. Тәсвирий шолиларда “сизниң теҗәп қалғанлириңиз уларниң һаяти бәдилигә кәлгән” вә “уйғур мәҗбурий әмгикини һарвиңизға қачилимаң” дегәнгә охшаш хәтләр вә магизинларниң пул төләш талони шәклидә ишләнгән рәсимләрдә лагерларға қамалған уйғурларниң рәсимлири тохтимай көрситилгән. Бу тәсвирләр ялғуз уйғур мәҗбурий әмгики мәзмуни биләнла чәкләнмәйду .У йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларни кәң көләмдә лагер вә түрмиләргә солиғанлиқи, аилиләрниң мәҗбурий парчиланғанлиқи, у йәрләрдики җинсий зораванлиқ, мәҗбурий туғмас қилиш, кәң көләмлик назарәт қилиш вә қийнаш, мәҗбурий д н а вә бийологийәлик учурлирини топлаш, мәҗбурий әмгәккә селиш, журналистларниң җазалиниши вә зиянкәшликкә учраватқанлиқиға охшаш, хитайниң башқа инсанийәткә қарши җинайәтлири һәм кишилик һоқуқ дәпсәндичилики қатарлиқларниму өз ичигә алған.
Кишилик һоқуқ фондиниң қануни ишлири вә пирограммилириға мәсул хадими килавдия бенит (Claudia Bennett) ханим йәнә “тәсвирий шола чүшүрүш паалийити” ниң буниң биләнла түгимәйдиғанлиқини ,униң йәнә алдимизда28-сентәбир ню-йоркта елип берилмақчи болған осло әркинлик мунбири алаһидә паалийитиниң сәһнисидә көрситилидиғанлиқини шундақла уйғур ирқий қирғинчилиқини дуняға аңлитишқа йәнә сәһнә һазирлиниватқанлиқидин мәлумат берип мундақ деди :
“бизниң бу паалийитимиздә мода кийим һәптиликлириниң ахирқи күнлирини таллишимиз, кийим-кечәк саһәсидикиләргә вә херидарларға мода кийим һәптилики ахирлишиш пәйтидә унтулмас хатирә қалдуруш. Уларниң мәҗбурий әмгәккә қарши туруш еңини ашуруш, истемалчиларниң көзини қамаштуридиған һәр хил кийим-кечәкләрни сетивелип алдида, каллисида уйғур мәҗбурий әмгики һәққидә соал пәйда қилишқа ярдәм бериш . Кишилик һоқуқ фонди ню-йорк шәһиридә өткүзидиған осло әркинлик мунбиригә бу қетим лагер шаһитлиридин қәлбинур сидиқ вә гүлбаһар хативаҗи ханимларни тәклип қилдуқ, улар сәһнимиздә нутуқ бәргәндин башқа, бу ‛тәсвирий шола чүшүрүш паалийити‚ көрситилиду”.
Килавдия бенит ханим йәнә бу мәсилигә көңүл бөлидиған истемалчиларниң өзлири 2021-йили декабирда йолға қойған “уйғур мәҗбурий әмгики марка тәкшүргүчиси” ни ишлитишини тәвсийә қилди. Мәлум болушичә, истемалчилар мәзкур детални компютериға яки телефонлириға чүшүрүп Google Chrome да ишләткәндә, улар әгәр уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болуш мумкинчилики болған маркиларниң тор бетигә кирип қалған болса уларға дәрһал агаһландуруш беридикән.