Лондон SOAS институти тәрипидин раһилә давутниң төһпилири шәрипигә пәхри докторлуқ унвани берилди
2024.09.10
Әнглийәдики даңлиқ университетлардин лондон университетиниң қармиқидики шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институти (SOAS) да, 4-сентәбир күни өткүзүлгән университетиниң бу йилқи оқуш пүттүрүш мурасимида, мәхсус йәнә хәлқарадики охшимиған саһәләрдә нәтиҗә яратқан вә алаһидә төһпиләр қошқан йәттә нәпәр даңлиқ шәхскә пәхрий унван бериш паалийити елип берилған.
Гүлдүрас алқиш садалири ичидә елан қилинған бу алаһидә унванға еришкән шәхсләрниң ичидә, уйғур инсаншунас, пирофессор раһилә давутниңму исми бар иди. Униңға әдәбият пәнлири пәхрий докторилиқ унвани берилгәнлики елан қилинғанда униң һәққидә қисқичә мундақ тонуштурулған: “уйғур етнографийә пирофессори раһилә давут, уйғур мәдәнийәт мисралири тәтқиқатиға қошқан төһписи, болупму уйғур мазар мәдәнийити тәтқиқати вә йеңи бир әвлад уйғур инсаншунаслири вә фолклор тәтқиқатчилирини тәрбийәләштики алаһидә хизмәтлири һөрмити үчүн бу шәрәплик унван тәқдим қилинди. Пирофессор давут 2017-йили 12-айда, шинҗаңдики ‛диний ашқунлуқ‚ қа зәрбә бериш җәрянида, хитай даирилири тәрипидин қолға елинған, у һазир муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған.”
Мәзкур мукапатлаш мурасимда уйғур алими раһилә давутниң шәрәп сәһнисидики орни бош қалған болсиму, раһилә давутқа вакалитән униң америкадики қизи әқидә полат бу шәрәплик унванни қобул қилип, миннәтдарлиқини видийолуқ нутқи арқилиқ йәткүзгән. У мурасим әһлини тәсирләндүргән бу нутуқида мундақ дегән:
“апам раһилә давут түрмигә қамалғиниға 5 йилдин ашти. Апам бүгүн пәхирлик һалда бу шәрәпкә игә болди, әмма түрмидики апам өзиниң җапалиқ тәтқиқат вә хизмәтлириниң бу шәрәплик етирапқа еришкәнликидинму бихәвәр һалда. У өзиниң бу кәспий утуқлирини аилиси вә достлири билән тәң тәбриклийәлмәйду. Мән шундақ бир күнниң келидиғанлиқини, униң әркинликкә чиқип, еришкән шәрәплирини өз күзи билән көрүшини, аилиси билән җәм болушини тиләп кәлмәктимән. Апамға бу шәрәпни лайиқ көргәнликиңлар вә апамниң әркинликкә чиқиши үчүн давамлиқ уни қоллап униң үчүн адаләт тәләп қиливатқан һәр бириңларға чоңқур рәһмәт ейтимән.”
Хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидә давам қиливатқан қирғинчилиқи җәрянида, уйғур дияридики һәр кәсиптә йетишип чиққан, көзгә көрүнгән билим адәмлири вә зиялийлар әң қаттиқ зәрбигә учриған топлуқ сүпитидә, дуняда диққәт қозғап келиватқан болсиму, 2017-йилидин буян еғир қамақ җазасиға һөкүм қилинған вә из-дерәксиз йоқ қилинған нурғунлиған уйғур зиялийлириниң тәқдири тоғрулуқ һазирға қәдәр һечқандақ хәвәр йоқ. Әнә шулардин бири муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған фолклор вә инсаншунаслиқ саһәсидә тонулған мутәхәссис раһилә давут һесаблиниду.
Хитай даирилириниң доктор раһилә давутқа “бөлгүнчилик вә дөләт бихәтәрликигә хәвп йәткүзүш” җинайитини артип муддәтсиз қамақ җазаси бәргәнлики мәлум болсиму, әмма униң йеқинқи әһвали намәлум.
Лондон университетиниң шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институти (SOAS) ниң, пирофессор раһилә давутқа әдәбият пәнлири бойичә пәхри докторлуқ шәрипи берилиш илтимасини сунғучи, пирофессор райчил харрис ханим зияритимизни қобул қилип мундақ деди:
“мән университетимизниң раһилә давутқа бу шәрәплик унванни тәқдим әткинидин хушал болдум. Хитай оқуғучилар тәсири зор болған бу университетниң уйғурлар вәзийитини нәзәрдә тутуп вә уни тонуп раһиләгә бу унванни тәқдим қилиши асан әмәс дәп ойлаймән. Шундақла бу, уларниң қилишқа тегишлик бурчи дәп қараймән, чүнки раһилә мән билән бирликтә илгири лондон университетиниң шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институти (SOAS) ниң уйғур мәдәнийити тәтқиқат түрлиригә қатнашқан бир тәтқиқатчи. Шундақ болғанлиқи үчүнму бу арқилиқ университет униң төһпилириниң унтулмайдиғанлиқини ипадиләш мәсулийити бар.”
Раһилә давутниң кәсипдиши вә дости болған уйғур музика тәтқиқатчиси лондон университетиниң шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институти (SOAS) ниң пирофессори райчил харрис ханим, раһилә давут туюқсиз ғайиб болғандин буян униң әркинликкә чиқиши вә униң кәспий әмгәклириниң дуня илим саһәсидә йәниму етирап қилиниши үчүн тохтимай һәрикәт қилип келиватқан шәхсләрдин бири.
Райчил харрис ханим лондон университетиниң шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институти (SOAS) ға сунған илтимасида, раһиләниң SOAS рәһбәрлик қилған тәтқиқатқа қатнишип, әҗир сиңдүргәнликини алаһидә тилға елип мундақ язған:
“раһилә уйғур диний әнәнилири һәққидә тәңдашсиз етнографийә синлири, рәсимләр вә һөҗҗәтләрни топлиди. Бу йәрдә, йәни SOAS да биз йәнә хәлқаралиқ мәдәнийәт саһәлири билән һәмкарлишип, униң топлимини тоғра архиплаштуруп вә торда ашкарилап, бу мол мәдәнийәтниң әслимисини йоқитип қоймаймиз, мән пирофессор раһилә давутқа тәтқиқат, оқутуш вә уйғур хәлқиниң мәдәнийитини техиму яхши чүшиниш үчүн қошқан зор төһпилирини тәқдирләш үчүн әдәбият пәнлири пәхрий докторилиқ унвани тәқдим етилишини тәләп қилимән.”
Райчил харрис ханим раһилә давутқа берилгән пәхрий докторлуқ унваниниң әһмийити һәққидә тохтилип мундақ деди:
“мән SOAS қа, раһилә давутқа бу унванниң берилишини тәләп қилип илтимас сунғинимға бир йилдин ашти. Мениң униң билән дост вә кәспий һәмкарлиқ орнатқан бир шәхс болуш сүпитим биләнму шундақ қилиш бурчум бар. Униң өзиниң унтулмиғанлиқини билиши наһайити муһим вә униң буниңдин хәвәрдар болушини үмид қилимән. Йәнә бир сәвәб болса, у хитай һөкүмити тәрипидин адаләтсизлик билән узун йиллиқ қамақ җазасиға учриған нурғунлиған уйғурлар вә уйғур зиялийлириға символ болғанлиқи үчүн, бу берилгән шәрәп пәқәт бирла шәхскә хас болмастин, бәлки бу арқилиқ дуня илим саһәсиниң нурғунлиған зиялийларниң вә уларниң төһпилириниң унтулуп қалмайдиғанлиқини, хитайниң бу кишиләргә қаратқан әйибләшлири вә җазалишини қобул қилмайдиғанлиқини ипадә қилиш әһмийәткә игә.”
Бултур йәни 2023-йили 9-айда, лондон университети хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи җәзмләшкән пирофессор раһилә давутни дәрһал қоюп бериш тоғрилиқ баянат елан қилғаниди.
Улар баянатида, “уйғур фолклори вә әнәниви мәдәнийити тоғрисидики тәтқиқатлири билән кәң тонулған пирофессор раһилә давут, илгири лондон университетиниң шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институти (SOAS) билән бир қисим тәтқиқат түрлиридә һәмкарлашқаниди. Униң өмүрлүк қамаққа һөкүм қилинғанлиқ хәвири кишини ечиндуриду, биз униң дәрһал вә шәртсиз қоюп берилишни тәләп қилимиз.” дәп тәкитлигәниди.
Раһилә давутниң америкадики қизи әқидә полат зияритимизни қобул қилип, аписи еришкән қоллаш вә шәрәпләрдин пәхирләнгән болсиму, көңлиниң йерим икәнликини йошуралмиди. У бу шәрәпниң аписи вә шуниңға охшаш қисмәткә учриған уйғурларниң балдуррақ қоюп берилишигә түрткә болушини үмид қилидиғанлиқини ипадилиди.
Пирофессор раһилә давутқа буниңдин илгири белгийә “бирюссел әркинлик университети” тәрипидин 2023-йили 15-декабирда пәхри докторлуқ унвани берилгәниди. Раһилә давутниң әң гәвдилик илмий әмгәклириниң бири 2001-йили нәшр қилинған “уйғур мазар мәдәнийити тәтқиқати” намлиқ әсири, бу саһәдики нопузлуқ әсәрләрниң бири, дәп қарилип кәлмәктә. Раһилә давут бултур йәнә хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиниң 2023-йиллиқ “җасарәт мукапати” ға еришкәниди.
Америка ташқи ишлар министирлиқиму язма баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң “шинҗаң университети” ниң пирофессори, фолклоршунас раһилә давутни өмүрлүк қамаққа һөкүм қилғанлиқини әйиблигән, шуниңдәк хитай һөкүмитиниң пирофессор раһилә давутни дәрһал қоюп бериши, уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқни тохтитишини тәләп қилғаниди.
Муһаҗирәттики уйғурлар вә раһиләниң вәзийитигә көңүл бөлүп келиватқан илим саһәсидики кишиләр лондон университетиниң шәрқшунаслиқ вә африқа тәтқиқати институти (SOAS) тәрипидин раһилә давутқа пәхрий докторлуқ унвани берилгәнликини алқишлиған бир вақитта йәнә, улар бу хил етирап қилинишларниң униң қоюп берилишидә рол ойнишини күтмәктә.