Тор сөзчиси ма җү: “американиң ‛уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни‚ немә үчүн хитайни сәкрәтти?”

Мухбиримиз меһрибан
2020.06.25
Ma-Ju-Muhemmed-Ismail-Jume.jpg Хитай вәзийәт анализчиси, тор сөзчиси ма җү әпәнди йәни муһәммәд исмаил җүмә дегән исимниму қолланған.
Ma Jü ependi teminligen

Ютуб торидики “миңҗиң хәвәрлири” вә “ма җү хәвәрлири” қатарлиқ программиларда хитайчә анализи билән тонулған тор сөзчиси ма җү тордики әгәшкүчилири интайин көп болған вәзийәт анализчилириниң бири. Йеқиндин униң хитай сиясити вә уйғур вәзийити һәққидики программилири фейсбук твиттер қатарлиқ иҗтимаий таратқуларда тарқилип, диққәт қозғиди.

Ма җү әпәнди 20-июн күнидики программисида 17-июн күни америка президенти доналд трамп тәрипидин имзалинип қанунға айланған “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” һәққидә америкадики уйғур сиясий паалийәтчиси илшат һәсән әпәндиниң баянатини елан қилған. Мәзкур программида ма җү әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң немә үчүн “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ниң имзалинишиға қарита шу қәдәр көп наразилиқ билдүрүшиниң сәвәби һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойған иди.

24-Июн күни биз ма җү әпәндиниң өзини зиярәт қилиш пурситигә ериштуқ.

У аввал өзини тонуштуруп, исминиң муһәммәд исмаил җүмә икәнликини билдүрди. Исламий етиқади күчлүк аилидә чоң болғанлиқи сәвәблик у 1976-йили ата-аниси билән бирликтә гәнсудин тәңритағ бағридики текәс наһийисигә қечип келип йәрләшкәнликини вә шу йәрдә 1982-йилғичә уйғурлар арисида 6 йил яшиғанлиқини сөзләп өтти. Балилиқ вә яшлиқ дәвридики бу хатириләр уни уйғурларни дәсләп тонуш пурситигә ериштүргән икән. Шуңа у кейинки мәзгилләрдә үрүмчи вә бейҗиңдики уйғур зиялийлири билән достлуқ орнатқан һәмдә хитай һөкүмитиниң уйғур сиясити вә уйғур вәзийити һәққидә көплигән мақалиләрни елан қилған икән. У америкаға кәлгәндин кейинму тор сөзчиси салаһийити билән ютуб торида уйғурлар вәзийити һәққидә анализ программиларни ишләп кәлгән икән.

Зияритимиз җәрянида ма җү әпәнди бу қетим америка президенти доналд трампниң имзалиши билән қанунға айланған “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ниға қарита хитай һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқ инкасида болушидики сәвәбләр һәққидә сориған соалимизға җаваб бәрди.

Ма җү әпәнди мундақ деди: “алди билән диққитимизни қозғайдиғини шуки, сиз оттуриға қойғандәк, хитай коммунист һөкүмити буниңға қарита интайин қаттиқ инкас билдүрди. Хитайниң ‛хәлқ гезити‚, хитай мәркизи радийо-теливезийәси қатарлиқ көплигән һөкүмәт таратқулири бирдәк ‛уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни‚ ни ‛пәқәтла бир варақ керәксиз қәғәз‚ дәп қахшиди. Әмма ‛керәксиз қәғәз‚ дәп әйибләштин ибарәт бу хил қарилаш сөзиниң пүткүл хитай таратқуларни һәрикәтләндүрүп, уларниң һәр бир хәвиридә дегүдәк тәкрар қоллиниши диққәт қозғайду.”

Униң қаришичә, хитай һөкүмити өз тәшвиқатида “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ни ‛етибари йоқ бир варақ ақ қәғәз‚ дәп әйиблигән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң пүткүл таратқулирини ишқа селип, омумйүзлүк һуҗумға өтүшиниң өзидинла мәзкур қанунниң хитай һөкүмити үчүн әҗәллик бир зәрбә болғанлиқини көрүвелишқа болидикән.

Ма җү әпәнди йәнә мундақ деди: “бу икки йилдин буян хитай өз тәшвиқатлирида 1990-йили йүз бәргән ‛барин вәқәси‚ ни өз ичигә алған уйғур районидики бир қатар вәқәләрни ‛террорлуқ һуҗуми вәқәси‚ деп әйиблигән тәшвиқатлирини күчәйтти. Буларда хитай һөкүмитиниң 1990-йиллардин таки йеқинқи йилларғичә йошуруп кәлгән уйғур районида елип берилған бастурушлар һәққидики санлиқ мәлуматлири ашкариланди. У һалда мениң хитай һөкүмитидин вә аңлиғучилиримиздин сорайдиған бир соалим шуки, хитай һөкүмити бу йәрдә немә үчүн өзи ‛керәксиз қәғәз‚ дәп мәнситмигән бу қанунға қарита бу дәриҗидә күчлүк инкас қайтуриду? немә үчүн пүткүл хитай дөлитидики омумий хәлқни тәшкилләп, мәзкур қанунға қарита әйибләш һәрикити қозғайду? бу ойлинишқа тегишлик қануний мәсилә. Шундақла хитай коммунист һөкүмитиниң өзидин қайтуруп сорилидиған бир соал. Буниң өзила бу қанунниң хитай һөкүмитиниң тәшвиқатида ейтилғандәк ‛керәксиз қәғәз‚ әмәсликиниң испати. Чүнки бу қанун хитай һөкүмитиниң бу йилларда уйғурларға қаратқан сиясий бастуруши вә қирғинчилиқлириниң җавабсиз қалмайдиғанлиқини, буниңға иштирак қилған хитай әмәлдарлириниң җазаға тартилидиғанлиқини билдүрүватиду.”

Ма җү әпәнди йәнә америкада имзаланған “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастурушиға берилгән қаттиқ инкас икәнликини илгири сүрди. У йәнә буниң манҗу истеласидин буянқи уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири вә уйғурларниң авазиниң дуняға йәткәнликиниң нәтиҗиси икәнликини, болупму бу қанунниң уйғурларға илһам болушидәк амилларниң хитай һөкүмитини қаттиқ биарам қилған сәвәбләрниң йәнә бири икәнликини тәкитләп өтти.

Ма җү әпәнди йәнә мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң бу қетимқи омумйүзлүк һуҗум қозғаш һәрикити 1958-йили уйғур аптоном районида елип берилған ‛йәрлик милләтчиликкә қарши туруш һәрикити‚ гә охшайду. Чүнки әйни чағда хитай һөкүмити аталмиш уйғур аптоном райони қурулғандин кейин бу җайдики һәқиқий аптономийә сияситини иҗра қилишни тәләп қилған уйғур сәрхиллирини қаттиқ бастурған иди. Манҗу истеласи дәвридин тартип уйғурлар өзини бесивалғучиларға қарши әң қаттиқ қаршилиқ билдүрүп келиватқан хәлқтур. Буни хитай һөкүмити яхши билиду. Шуңа улар бу земинда өз һакимийитини тиклигән чағдила аввал миллий инқилаб рәһбәрлирини йоқатти. Кейин хәлқни башлиялайдиған уйғур диний өлималарни, содигәр байларни вә зиялийларни бастурди. Йеқинқи үч йилдин буян лагерға қамалғанлар вә тутқун қилинғанларниң зор бир қисми йәнә ашундақ хәлқни башлиялайдиған уйғур сәрхиллиридур. Бу мәнидин ейтқанда, америкада мақулланған ‛уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” ниң мақуллиниши хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушидәк қилмишиниң американиң хитайға қаратқан сиясити ичигә киргәнликиниң бир ипадиси. Бу мәнидин бу бир чоң нәтиҗә. Мана бу манҗу истеласидин буян үзлүксиз қаршилиқ һәрикәтлири арқилиқ дуняға авазини аңлитишқа тиришиватқан уйғурларға болған бир қоллаш. Мушу нуқтидин алғандиму мәзкур қанунға қарита хитай коммунист һөкүмитиниң бу қәдәр қаттиқ инкас қайтурушиниң сәвәбини вә хитай һөкүмитиниң әндишисини чүшәнгили болиду.”

Зияритимиз ахирида ма җү әпәнди йәнә “уйғур кишилик һоқуқ сиясити қануни” дики бәлгилимиләрниң һәқиқий әмәлийлиши үчүн уйғурларниң бар имканийәтләр билән давамлиқ тиришиши керәкликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.