Хитайниң “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” вә “бүйүк шаһмат истратегийәси”

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.03.11
ma-xingrui-jenubiy-xinjiang-yighini-graphic Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” да сөзлимәктә.
Photo: RFA

Хитайниң җәнубтики вилайәтләрни тәлтөкүс хитайлаштуруш пилани

26-Феврал үрүмчидә “Җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” ечилған болуп, йиғинға уйғур аптоном районлуқ партком, биңтүән вә һөкүмәт каттибашлириниң һәммиси дегүдәк қатнашқан.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй бу йиғинда “партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни түзәш сияситини омумйүзлүк изчиллаштуруш, ‛шинҗаң бир шаһмат тахтиси болса, җәнубий шинҗаң униң көзи‚ дегән пикирниң чоңқур мәзмуни вә әмәлий тәлипини йәниму чүшиниш һәм игиләш, шинҗаңниң тәрәққиятини чәкләп қоюватқан гәвдилик мәсилиләргә диққәтни мәркәзләштүрүп, қийинчилиқлардин бөсүп өтүш, хитайчә алаһидиликкә игә заманивилаштуруш қурулушини илгири сүрүш” дегән нуқтиларни тәкитлигән.

Ма шиңрүйниң бу йәрдә “шинҗаңниң тәрәққиятини чәкләп қоюватқан гәвдилик мәсилиләр” дегини, “җәнубтики вилайәтләрдә мәсилиләр һелиһәм мәвҗут” дегәнлики болуп, мутәхәссисләр хитайниң бу райондики нопус қурулмиси вә җәмийәт муқимлиқи мәсилисини һәр даим биринчи болуп һәл қилидиған мәсилә қатарида көргәнликини оттуриға қоймақта. “уйғур кишилик һоқуқ қурулуши” тәтқиқат ишханисиниң директори һенрик шаҗивисики хитайниң җәнубтики вилайәтләргә күчини мәркәзләштүрүшидики сәвәб һәққидә мундақ дәйду: “алди билән хитай буни нопус истатистикисиға қарап бекиткән. Җәнубтики вилайәтләрдә уйғурлар зич олтурақлашқан. Җәнубни хитайлаштуруш хитайниң ассимилятсийә сияситидики ахирқи басқуч һесаблиниду. Хотән, қәшқәр, атуш, йәркән қатарлиқ җайлар уйғурларниң тарих, мәдәнийәт, мәрипәт вә кимлик алаһидилики җуғланған йәрләрдур, шуңа хитайниң бу җайларни хитайлаштурушқа күчәп кетишидин һәйран қалғили болмайду”.

Уйғур аптоном районлуқ партком, биңтүән вә һөкүмәт каттибашлириниң қатниши билән ечилған “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” дин көрүнүш. 2025-Йили 26-феврал, үрүмчи.
Уйғур аптоном районлуқ партком, биңтүән вә һөкүмәт каттибашлириниң қатниши билән ечилған “җәнубий шинҗаң хизмәт йиғини” дин көрүнүш. 2025-Йили 26-феврал, үрүмчи.
ts.cn

Ма шиңрүй йәнә “шинҗаңниң муқимлиқини қоғдаш биринчи вәзипә” дегәнни қайта оттуриға қоюп, “террорлуққа зәрбә беришни қанунлаштуруш һәм даимлаштуруш, ‛үч хил күч‚кә зәрбә беришни күчәйтиш, террорлуқтин қоғдинишни пүткүл җәмийәт миқясида омумлаштуруш, йеңи дәврдики ‛феңчияв тәҗрибиси‚ дә чиң туруш һәм уни тәрәққий қилдуруш” дегәнләрни тәкитлигән.

Мәлум болушичә, ма шиңрүйниң “феңчяв тәҗрибиси” дегини “җәмийәтни асасий қатламда түзәш” тәҗрибиси болуп, бу тәҗрибини өгәнгән йәрлик даириләр “кичик иш чиқса пуштәк челиш, чоң иш чиқса карнай челиш, зиддийәт чиқса юқириға мәлум қилмаслиқ, хәтәр чиқса сиртқа яймаслиқ” усулини қоллинип, “йәрлик амминиң актиплиқини қозғаш” қа алаһидә күч сәрп қилған. Сақчи органлири болса бу тәҗрибини илғар техника билән бирләштүрүп, “җәмийәт аманлиқини қоғдаш” та юқири үнүмгә еришкән. Хитай һөкүмити өткән әсирниң 60-йиллиридики “мәдәнийәт инқилаби” да җяңшида йолға қойған бу тәҗрибидин пайдилинип, “синипий дүшмәнләр” гә қаттиқ зәрбә бәргән болса, бүгүн бу усулни аталмиш “террорчиларға қаттиқ зәрбә бериш” кә қолланған.

Америкадики сиясий анализчи илшат һәсән әпәнди хитайниң җәнубий шинҗаң һәққидә мәхсус чоң йиғин ечип, “муқимлиқ вә тәрәққият” ни қаттиқ тәкитлишиниң сәвәблири һәққидә тохталди. У йәнә хитайниң җәнубтики вилайәтләрни нуқтилиқ нишан қилишиниң тарихий арқа көрүнүши вә бүгүнки һалитини тәсвирләп: “қәшқәр, хотән қатарлиқ җайлар тарихтиму хитай, әнглийә вә русийә арисида елип берилған чоң шаһмат тахтисидики күрәшниң бир нуқтиси иди, бүгүн болса бу җайлар хитайниң вәһшийлик билән сиясәт йүргүзидиған нуқтилириға айланди” деди.

Хитай һөкүмити йиллардин бери биңтүән билән йәрликниң қошулуп бир “шаһмат тахтиси” һасил қилишини муһим сиясәт қилип, биңтүәнни җәнубта кеңәйтишни, нопус қурулмисини өзгәртишни давамлаштуруп кәлмәктә иди. “җәнуби шинҗаң хизмәт йиғини” да, җәнубтики вилайәтләр “шаһмат тахтиси” ниң көзи дәп тәкитләнгән болуп, җәнубни нуқтилиқ өзгәртиш, һөкүмәтниң алаһидә мәбләғ тәминлиши билән “йеңи нопус, йеңи иқтисад, йеңи мәдәнийәт” ни үзлүксиз киргүзүш, йәни “йеңидин қан бериш” пиланини иҗра қилиш тәләп қилинған.

Америкадики хитай анализчи ху пиң, җәнубтики вилайәтләрниң хитай даирилири тәрипидин “шаһмат тахтисиниң көзи” дәп тәриплишидин, хитайниң униңға диққәтни мәркәзләштүргәнликини вә җәнубтики вилайәтләрни тәлтөкүс тинчитишни мәқсәт қилғанлиқини баян қилип мундақ деди: “хитай һөкүмити шинҗаңдики уйғурлар вә башқа милләтләрниң кишилик һоқуқ, һәтта мустәқиллиқ тәләп қилишидин, ‛чәтәл күчлири‚ билән давамлиқ алақә бағлишидин әндишә қилиду. Шуңа хитай қошна дөләтләргә хизмәт ишләп, уйғурларниң мустәқиллиқ күрәшлирини бастуруш һәм чәкләшкә тиришип кәлмәктә”.

Хитайниң уйғур елидики мустәмликә сиясити вә “шинҗаң истратегийәси”

Йеқиндин бери хитай мәтбуатлири елан қилған хәвәрләрдә, уйғур елиниң истратегийәлик орни көп тәкитләнмәктә. Хитай бу районни тәлтөкүс өзгәртип, “хитайчә алаһидиликкә игә заманиви шинҗаң” қуруп чиқиш қәдимини һәр қандақ вақиттикидин бәк тезләтмәктә.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй(сода) билән уйғур аптоном райониниң рәиси әркин туняз хитай хәлқ қурултийи шинҗаң вәкилләр йиғинида. 2024-Йили 7-март, бейҗиң.
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй(сода) билән уйғур аптоном райониниң рәиси әркин туняз хитай хәлқ қурултийи шинҗаң вәкилләр йиғинида. 2024-Йили 7-март, бейҗиң.
REUTERS/Florence Lo

Бейҗиңдики икки йиғиндин кейин, уйғур аптоном райониниң рәиси әркин туняз “шинхуа агентлиқи” мәхсус сәһиписидә “шинҗаңниң пүтүн мәмликәттики истратегийәлик орнини бекитип, хитайчә алаһидиликкә игә заманивилашқан шинҗаңниң йеңи сәһиписини ачайли” намлиқ бир мақалә елан қилған. Мақалидә алди билән уйғур елиниң “бир бәлбағ бир йол” дики һалқилиқ роли тәкитләнгән; шинҗаңниң әвзәлликигә мас һалда “енергийә, деһқанчилиқ, ул әслиһә қурулуши қатарлиқ алаһидә кәсипләрниң раваҗланғанлиқи, 2024-йиллиқ тәрәққиятта, бир қанчә түрдә хитай бойичә алдинқи орунға өткәнлики, заманиви шинҗаң қурушқа толуқ имканийәт һазирланғанлиқи көрситилгән.

Һенрик шаҗивиски уйғур елиниң хитай һөкүмити үчүн сиясәт, иқтисад вә иҗтимаий тәрәпләрдин истратегийәлик орниниң пәвқуладдә муһим икәнликини билдүрүп мундақ дәйду: “хитай һөкүмити бу районниң явропа, оттура асия, җәнубий асияға бағланған иқтисад бәлбеғидики муһим орнини билиду. Йәнә келип, бу райондики тәбиий байлиқлар хитай үчүн наһайити муһим. Бүгүнкидәк давалғуш ичидики хәлқара вәзийәттә, бу районниң сиясий вә һәрбий ишлардики орни күчәймәктә. Хитай бу районда әскәр күчини ашуруп, башқурулидиған бомба синақлирини көпәйтмәктә. Уйғур дияри хитайниң иқтисади үчүнла әмәс, пакистан, һиндистан, русийә вә оттура асия дөләтлири билән болған һәрбий мунасивәтлири үчүнму пурсәт-имкан беридиған райондур”.

Хупиң әпәндиниң билдүрүшичә, хитайниң “шинҗаң истратегийәси” йәнила уйғур елиниң муқимлиқини асас қилған. У мундақ дәйду: “уйғур елигә һечқандақ қошна дөләт һуҗум қилмиса, униң истратегийәлик орни немигә муһим болуп қалди? шуңа мениңчә, бу йәрдики нишан асасән хитайниң ичигә, уйғур вә башқа милләтләргә қаритилған. Хитай кейин уруш қилип қалса, уйғур районини ашлиқ базиси қилишиму натайин, чүнки ичкири хитайдиму ашлиқ көп чиқиду. Әмма шинҗаңда хитайниң ядро қораллири базиси мәвҗут, ядро синақлириму шинҗаңда елип бериливатиду, булар хитай үчүн әлвәттә муһим”.

Илшат һәсән әпәнди хитайниң нөвәттә деңиз йолидин әмәс, қуруқлуқ йолидин кеңийишни таллиғанлиқи, уйғур елини болса явро-асияға кеңийиштики арқа һойла қилғанлиқини, бу җәһәттин уйғур дияриниң хитай үчүн наһайити муһим истратегийәлик җайға айлинип қалғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.