Анализчилар: ма шиңрүйниң әдәбият-сәнәт саһәсидин тәләп қилған вәзиписи бастурушниң йәниму күчәйтилидиғанлиқиниң ипадиси

Мухбиримиз меһрибан
2022.05.31
Анализчилар: ма шиңрүйниң лоптики чач буюмлири кәсиплири бағчисини зиярәт қилиши ирқий қирғинчилиқни давамлаштуридиғанлиқидин бешарәт Уйғур аптоном районлуқ партком секретарлиқиға йөткәп келингән ма шиңрүй лоп наһийәлик чач буюмлири кәсипләр бағчисида мәхсус зиярәттә болған. 2022-Йили 7-январ, лоп наһийәси.
xjtc.gov.cn

Уйғур аптоном райониниң партком секретари ма шиңрүй алдинқи һәптә үрүмчидә қилған сөзидә, иҗтимаий пән тәтқиқат саһәси вә әдәбият-сәнәт саһәсидикиләрни “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни шәкилләндүрүш вә “зор җиддий мәсилиләр” ни тәтқиқ қилишни чиң тутуш арқилиқ, районниң муқимлиқиға һәссә қошушқа чақирған.

“тәңритағ тори” ниң хәвәр қилишичә, ма шиңрүй юқириқи сөзләрни шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәси, әдәбият-сәнәтчиләр бирләшмиси, иҗтимаий пән тәтқиқатчилири бирләшмиси қатарлиқ орунларни көздин кәчүргәндә ейтқан.

“тәңритағ тори” ниң 26-май күни “шинҗаң гезити” дин нәқил елип хәвәр қилишичә, ма шиңрүй 26-май күни уйғур аптоном райониниң әдәбият-сәнәт, иҗтимаий пән тәтқиқат саһәсигә сөз қилип, әдәбият-сәнәт вә иҗтимаий пән тәтқиқат саһәсиниң “зор вә җиддий мәсилиләр” ни тәтқиқ қилиш вә һәл қилишта дәврниң чақириқиға аваз қошушини тәләп қилған. У сөзидә, райондики әдәбият-сәнәт, иҗтимаий пән тәтқиқат саһәсиниң тәтқиқат нишанини “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси еңи” ни шәкилләндүрүшкә охшаш зор темиларға мәркәзләштүрүши, бу җәһәттә “техиму көп салмиқи һәм қиммити бар тәтқиқат нәтиҗилирини яритиши керәклики” ни тәкитлигән.

Вәзийәт анализчилиридин дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси илшат һәсәнниң билдүрүшичә, ма шиңрүйниң бу қетим мәхсус әдәбият-сәнәт, иҗтимаий пән тәтқиқат саһәсидикиләрдин тәтқиқат нишанини “җуңхуа миллити ортақ еңи” вә муқимлиққа қаритишни тәләп қилиши, йиллардин буян уйғур диярида елип бериливатқан “ирқий қирғинчилиқ сияситиниң давамлишиши икән.

Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, уйғурларға қаритилған “ирқий қирғинчилиқ” сиясити пәқәт уйғурларниң мәвҗутлуқини йоқитишла болуп қалмастин, бәлки уйғурларниң миллий кимликини, бу земинидики тарихи вә мәдәнийәт излириниму йоқитишта ипадилинидикән.

Хитай һөкүмити 2017-йили башланған чоң тутқунда нуқтилиқ һалда уйғурлар ичидин чиққан әдәбият-сәнәт, иҗтимаий пән тәтқиқат саһәсидики ғоллуқ уйғур сәрхиллирини тазилиған. Уйғурларниң тарихий, мәдәнийити, әдәбият-сәнитигә аит китабларни “бөлгүнчилик” тәрғиб қилинған, дегән баһанида бирдәк чәклигән. Бу саһәдики нурғунлиған уйғур сәрхиллири лагер-түрмиләргә қамалған яки из дерәксиз йоқалғаниди.

Илшат һәсән әпәнди, уйғур зиялийлириға қаритилған зор зәрбә бериштин кейинму, ма шиңрүйниң мәхсус иҗтимаий пән тәтқиқати вә әдәбият-сәнәт саһәсидикиләргә “җуңхуа миллити ортақ еңи” вә “муқим вәзийәт яритиш” ни асасий тема қилишни тәкитлишини “хитайниң тәшвиқат еһтияҗидин келип чиққан” дәп көрсәтти.

Униң билдүрүшичә уйғурлар учраватқан “ирқий қирғинчилиқ” қа қарита, хәлқарада хитайға көрситиливатқан зор бесимму буниң муһим сәвәблириниң бири икән.

Илшат һәсән әпәндиниң тәкитлишичә, ма шиңрүйниң мәхсус иҗтимаий пән саһәсидики тәтқиқатчилар вә әдәбият сәнәт саһәсидикиләргә қилған сөзлири вә көрсәтмилири, уйғур дияридики зор қирғинчилиқтин аман қалған вә теңирқап қалған иҗтимаий пән саһәсидики зиялийларни сарасимигә селиш, йүрикини муҗуш икән.

Чәтәлләрдики хитай язғучилиридин, исраилийәдики аял язғучи таң дәнхоң ханим өзиниң хитайдики тибәтләр учраватқан зулумлар һәққидики китаблири билән тонулған апторларниң биридур.

Таң дәнхоң ханимниң қаришичә, ма шиңрүйниң иҗтимаий пән вә әдәбият-сәнәт хадимлириға қойған тәләплири хитайда мустәқил әдәбият-сәнәт вә тәтқиқатниң йоқлуқини көрситидикән.

Таң дәнхоң мундақ деди: “хитайда мустәқил иҗадийәт әркинлики вә пикир әркинлики йоқ десәк болиду. Бу саһә идийәни контрол қилишниң васитисигә айландурулған. Қарисиңиз улар дәватқан әдәбият-сәнәт вә бу саһәдики тәтқиқатлар униң һөкүмранлиқи үчүн хизмәт қилиду шуниңдәк әдәбият-сәнәт охшашла униң тәшвиқати үчүн хизмәт қилиду. Униң һөкүмранлиқи идийәни контрол қилиш шәрти астида сақлиниду. Хитайдики язғучилар җәмийити, иҗадийәтчиләр җәмийити дегәнләрниң һәммиси һөкүмәт органлири һесаблиниду. Шуңа хитай вә башқа мустәбит дөләтләрдә һәқиқий әдәбият йоқ десәкму болиду”.

Таң дәнхоң ханим йәнә ма шиңрүйниң иҗтимаий пән саһәсидики тәтқиқатчилар вә әдәбият-сәнәт саһәсидикиләргә қилған сөзлирини “бу саһәдикиләргә тапшурған қәтий хизмәт вәзиписи” дәп көрсәтти.

Таң дәнхоң мундақ деди: “униң бу сөзлири әмәлийәттә бу саһәдикиләргә тапшурулған хизмәт вәзиписи десәк болиду. Һөкүмәт даирилириниң мәқситидин елип ейтқанда улар һәргизму иҗадийәт әркинлики вә пикир әркинликини тәшәббус қилмайду. Бәлки өзиниң һөкүмранлиқи үчүн хизмәт қилишни тәләп қилиду. Шуңа ундақ шараитта сиз язидиған вә елан қилмақчи болған әсириңиз униң контроллуқ даириси ичидә болиду. У сизгә немә дейишни буйруса сиз шуни дейишиңиз керәк. У рухсәт қилған әсәрләрнила язалайсиз”.

Таң дәнхоң ханим йәнә хитайниң аталмиш ислаһат-ечиветиш дәври дәп аталған йеқинқи 20-30-йил мабәйнидә, хитай һөкүмитиниң сияситигә хилаплиқ қилмиған имканийәтләр даирисидә нобел әдәбият мукапатиға еришкән мойәнгә охшаш бир қисим язғучиларниң әсәрлириму барлиққа кәлгәнликини билдүрди.

Таң дәнхоң ханим йәнә: “уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай әмәс милләтләрдин болған язғучи-сәнәткар вә тәтқиқатчилар учрайдиған чәклимиләр вә бастуруш хитай язғучи тәтқиқатчилириға селиштурғанда техиму еғир вә шәпқәтсизму?” дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди:

“мән шундақ икәнликигә ишинимән. Чүнки хитай язғучилириниң мустәқил иҗадийәт әркинлики болмисиму, әмма уларниң вәзийити хитай болмиған башқа милләт язғучилиридин көп яхши. Чүнки наһайити чәткә қеқилған бир милләт үчүн ейтқанда, шу милләтниң миллий алаһидилики әкс әттүрүлгән әсәрләр йәни һөкүмәт даирилириниң сиясий қариши билән бирдәк болмиған, болупму уларниң нәзиридә мустәқил идийә әкс әткән әсәрләрниң қандақ ақивәткә қалидиғанлиқини хитайдики мәзгилимиздә тәсәввур қилалмайттуқ. Әмма мән чәтәлгә чиққандин кейин йәни хитайниң милләтләр сияситини күзәткинимдин кейин, буни һес қилдим. Бир қисим уйғур язғучи-шаирлириниң хитайчиға тәрҗимә қилинған әсәрлири билән тонуштум. Уйғурчә шеирларниң шу қәдәр яхши йезилғанлиқини тонуп йәттим. Һалбуки бу шаирлар дәл әсәрлиридә әкс әткән бу милләтниң һәқиқий тарихи, миллий мәдәнийити вә диниға мунасивәтлик амиллар сәвәбидин тутқун қилинип, узун йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған. Мана бу әһваллар уларниң әһвалиниң бизгә йәни хитай язғучилириға қариғанда интайин еғирлиқини көрситиду”.

Зияритимиз ахирида таң дәнхоң ханим йәнә, йеқинда шаңхәйдә йүз бәргән юқум мәзгилидики қаттиқ қамалдин кейинла, бирқисим хитай азғучи-сәнәткарлирида ойғиниш болғанлиқини билдүрди. У уларниң уйғурларға қаритилған “инсанийәткә қарши җинайәт” вә бастуруш вәзийитини техиму йеқиндин һес қилғанлиқини баян қилип, уйғурлар учраватқан “еғир қирғинчилиқ” вәзийитиниң нөвәттә хитай зиялийлириниму ойғитиватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.