Ма шиңрүйниң “җәнуб сәпири” немидин дерәк бериду?

Амстердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.02.16
Доктор адриян зениз: “ма шиңрүй аста характерлик ирқий қирғинчилиқ йүргүзиду, десәкму болиду” Уйғур районлуқ парткомниң секретари чен чүәнгониң орниға гуаңдуң өлкилик парткомниң муавин секретари вә өлкә башлиқи болған ма шиңрүйниң йөткәп келингән.
Yettesu

Аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити ахбарат ишханиси өз билогида 14-феврал “ма шиңрүйниң йил ахирида җәнубтики үч вилайәт икки областқа бериши, ‛шаһмат көзи‚ ниң нәқәдәр муһимлиқини көрситиду” намлиқ мақалә елан қилди. Мәзкур мақалә елан қилиниши билән тәңла хитайниң “тәңритағ тори” , “шинхуа тори” қатарлиқ учур васитилиридиму тез сүрәттә һәмбәһирләнди. Демәк, ма шиңрүйниң бу қетимлиқ “җәнуб сәпири” ниң адәттики сәпәр болмиғанлиқи ениқ. У һалда, ма шиңрүй җәнубий уйғур елиға немә үчүн барди?

Мәзкур мақалидә ма шиңрүйниң бу қетимлиқ “җәнуб сәпири” дики баянлири бир қанчә нуқтиға йиғинчақланған болуп, бу нуқтиларниң бир қанчиси бизниң диққәт қилишимизға әрзийду.

Ма шиңрүйниң баянида “туйдурмастин өзгириш һасил қилидиған хизмәт” (润宇细无声) ләрни көпрәк ишләш арқилиқ җуңхуа миллити кимликини қобул қилдурушни күчәйтишни оттуриға қойған. Ма шиңрүйниң бу сөзи әмәлийәттә “Лондон уйғур соти” да ашкариланған ши җинпиңниң дегәнлири билән асасән охшайду. Ашкариланған мәхпий һөҗҗәттә, ши җинпиңму ма шиңрүйгә охшашла җәнубий уйғур дияридикиләрниң “идийәси, характери, өрп-адәтлиригә тәсир көрситип, ‛туйдурмастин өзгәртиш‚ (潜移默化) ни тәләп қилған. Демәк, ма шиңрүйниң бу сөзни башқа бир сөз бирикмиси билән ипадилиши сәвәбсиз әмәс.

Ма шиңрүй йәнә, террорлуққа қарши туруп, җәмийәт муқимлиқини қоғдаш, асасий қатламда туруватқан хизмәт гуруппилири, партийә тәшкили, мәһәллә тори қатарлиқларниң иқтидарини толуқ җари қилдуруп, һәр хил хәтәрниң алдини елиш билән бихәтәр җәмийәт муһити яритиш керәкликини оттуриға қойған.

Мәлумки, хитай һөкүмити 2019-йилиниң ахири “Шинҗаң-террорлуққа қарши туруштики алдинқи сәп” намлиқ һөҗҗәтлик филимни хитай вә инглиз тиллирида елан қилғаниди. Мәзкур филимда, уйғур елида нәччә он йиллардин буян йүз бәргән аталмиш “террорлуқ делолири” вә хитайниң террорлуққа қарши турушта қолға кәлтүргән нәтиҗилири намаян қилинған. Филимда йәнә 2019-йилидин бурунқи үч йилда хитайниң терорлуққа қарши туруш һәрикитиниң нәтиҗисидә уйғур районида бир қетимму “террорлуқ вәқәси” йүз бәрмигәнлики сөзләнгән.

Һалбуки, ма шиңрүй бу қетимлиқ җәнуб сәпиридә йәнила “террорлуққа қарши туруш” ни муһим хизмәт сүпитидә тилға алған. Һәйран қаларлиқи шуки, “террорчиларни пүтүнләй йоқитип, террорлуққа қарши турушта дуняға өрнәк болғудәк нәтиҗә” ни қолға кәлтүргән хитай немә үчүн йәнә террорлуққа қарши турушни тәкитләйду? хитайниң җәнубий уйғур елида “террорлуққа қарши туруш” ни йәнила әң муһим хизмәт сүпитидә тәкитлиши немидин дерәк бериду?

Хитайниң өткән бир қанчә он йилда уйғур елида аталмиш “террорлуққа қарши туруш” намида уйғурларни қандақ қийин қисмәтләргә дучар қилғанлиқи һечкимгә сир әмәс. Узун йиллиқ қаттиқ бастуруштин кейин уйғурлар асасән хитайниң омумйүзлүк контроллуқи астида һәрқандақ шәкилдики қаршилиқ билдүрүш имканлиридин мәһкум қалдурулди. Бундақ әһвалда хитайниң җәнубий уйғур елида давамлиқ түрдә “террорлуққа қарши туруш” ни пәқәт мундақ бирла сөзгә мәркәзләштүрүш мумкин. У болсиму, “уйғурлар! ” хитай гәрчә йиллардин буян җәнубий уйғур елида уйғурларға қаритилған вәһшиянә ирқий қирғинчилиқ сиясәтлирини изчил давам қилдуруп кәлгән болсиму, лекин уйғурлар нопусиниң җәнубтики мутләқ үстүнлүк һалитини техичә өзгәртәлигини йоқ. Хитай гәрчә 2017-йилидин башлап биңтүәнниң җәнубқа кеңийиши һәққидә мәхсус буйруқ чүшүргән болсиму, әмма қисқиғичә бир қанчә йилда биңтүән нопусиниң җәнубтики уйғурлар нопусини бесип чүшкүдәк дәриҗидә көпийиши мумкин әмәс.

Дәрвәқә, хитай бу һаләтни тездин өзгәртиш үчүн өткән йили, йәни 2023-йили биңтүәнниң җәнубий уйғур елидики бир қанчә дивизийәлирини байинғолин области билән бирликтә җәнубий уйғур елиға қошувәткәниди. Бу сәвәб, җәнубтики “үч вилайәт бир област” (南疆四地州) нами бирдинла җәнубтики үч вилайәт икки област (南疆五地州) дәп атилидиған болған.

Демәк, бу қетим ма шиңрүйниң җәнубтики бу үч вилайәт икки областни зиярәт қилиши һәргизму уйғурларниң әһвалини яхшилаш үчүн әмәс, бәлки җәнубий уйғур елиға қошуветилгән биңтүән дивизийәлириниң йәрликтики һөкүмәт билән бирликтә һәрикәт қилип, җәнубтики уйғурларни техиму тез сүрәттә йоқитишни мәқсәт қилған болуши ениқ. Чүнки “террорлуққа пүтүнләй хатимә бәрдуқ” дәп җар селип йүргән хитай үчүн, уйғур елида давамлиқ террорлуққа қарши турмақчи болуши толиму күлкилик бир иш һесаблиниду. Әгәр ма шиңрүйниң бу сөзигә бирәр тәбир беришкә тоғра кәлсә, пәқәт ма шиңрүй “уйғурларни йоқитиш” сөзиниң орниға “террорлуққа қарши туруш” сөзини қолланған дәп чүшиниш һеч артуқ кәтмәйду, әлвәттә.

Ашкариланған мәхпий һөҗҗәттә, ши җинпиң уйғур елини мундақ шәрһлигән: “шинҗаң болса бир шаһмат тахтиси, җәнубий шинҗаң болса бу шаһмат тахтисиниң көзи! җәнубий шинҗаң тинч болса, шинҗаң тинч болиду” .

Шуниси ениқки, хитай үчүн уйғурларниң мәвҗутлуқиниң өзила “еғир хәтәр” һесаблиниду. Бу вәҗидин уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ алди билән уйғур нопуси әң көп болған җәнубий уйғур елидин, болупму уйғур деһқанлирини вәйран қилиштин башланған. Һалбуки, уйғурларға қаритилған бу зиянкәшлик техи ахирлашқини йоқ! әксичә, биңтүәнниң җәнубий уйғур елиға кеңийиши вә хитай һакимийитиниң уни иқтисадий вә сиясәт җәһәттин қоллиши нәтиҗисидә, җәнубтики уйғур аһалиси йәнә бир қетимлиқ еғир зиянкәшликкә учраш дәвригә йүзлиниши мумкин.

*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.