Шинҗаң университетиниң оқутқучиси доктор абдуреһим рахман мәктәптин һәйдәлгән
2018.11.07
Радийомизға кәлгән инкасларда шинҗаң университети тил институтиниң уйғур тили оқутқучиси, доктор абдуреһим рахманниң 2018-йилидин буян ғайиб болғанлиқи илгири сүрүлгән иди.
Радийомизниң игилишичә, һазирқи заман уйғур тили кәспи бойичә тонулған яш оқутқучи доктор абдуреһим рахман 2017-йили 2-ай мәзгилидә түркийәдә бир мәзгил турған аяли руқийәни йоқлап истанбулға кәлгән. У 15 күнлүк түркийә зияритидин кейин аялини елип үрүмчигә қайтип кәткән. Шуниңдин буян уларниң түркийәдики тонушлири билән болған алақиси пүтүнләй үзүлгән. Радийомиз бүгүн шинҗаң университетиға телефон қилип әһвал игилигинидә мәктәп қоғдаш башқармисиниң хадимлири доктор абдуреһим рахманниң шинҗаң университетидин һәйдәлгәнликини билдүрди.
Йеқинқи икки йилдин буян хитай даирилири уйғур диярида елип барған “икки йүзлимичилик” кә зәрбә бериш намидики һәрикәттә тутқун қилинған уйғур сәрхиллири арисида университетлардики уйғур оқутқучиларниңму тутқун нишани қилинғанлиқиға аит учурлар барғанчә көпәймәктә.
Радийомизға йеқинда кәлгән бир инкаста шинҗаң университетидин тутқун қилинған профессор абдукерим рахман, арслан абдулла, ғәйрәтҗан осман, раһилә давут қатарлиқ бир түркүм уйғур оқутқучилар қатарида тил институтиниң уйғур тили оқутқучиси доктор абдуреһим рахманниңму бар болуши мумкинлики илгири сүрүлди.
Инкаслардин мәлум болушичә, шинҗаң университети тил институтиниң дотсенти, доктор абдуреһим рахман 2018-йили қишлиқ тәтилдин кейин ғайиб болған. Игилишимизчә, абдуреһим рахман 2017-йили 2-ай мәзгилидә түркийәдә бир мәзгил турған аялини йоқлап истанбулға кәлгән. У 15 күнлүк түркийә зияритидин кейин аялини елип үрүмчигә қайтип кәткән. Шуниңдин буян уларниң түркийәдики тонушлири билән болған алақиси үзүлгән.
Абдуреһим рахманниң түркийәдики тонушлиридин бирәйлән өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилип, өзи билидиған әһвалларни аңлатти.
Униң дейишичә, шинҗаң университети тил институтиниң һазирқи заман уйғур тили кәспи бойичә тонулған яш оқутқучиси абдуреһим рахман 2017-йили 2-айда истанбулдики йилтиз техник университетида билим ашуруватқан аялини йоқлап, түркийәгә кәлгән.
Уйғур тили тәтқиқатидики нәтиҗилири билән тонулған бу илим адими түркийәдики қисқиғинә 15 күнлүк зиярити давамида асаслиқ вақтини түркийә университетлиридики түркологийә тәтқиқати билән шуғуллинидиған бир қисим түрк профессорлар билән көрүшүш вә илмий материялларни топлашқа сәрп қилған икән.
Биз юқириқи учурға асасән доктор абдуреһим рахманниң 2018-йилиниң башлирида туюқсиз ғайиб болушиниң сәвәбини ениқлаш үчүн шинҗаң университетиниң мәктәп қоғдаш башқармисиға телефон қилдуқ.
Шинҗаң университетиниң мәктәп қоғдаш башқармисидин телефонимизни қобул қилған хитай хадимлар дәсләптә абдуреһим рахман вә униң аялиниң из-дерикини қилип сориған соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди. Әмма қайта-қайта телефон қилишимиз давамида мәктәп қоғдаш башқармисиниң бир нәпәр уйғур хадими тил институтиниң оқутқучиси абдуреһим рахманниң шинҗаң университетидин һәйдәлгәнликини билдүрүп, униң әһвали һәққидә йәниму көп учур билән тәминләшни рәт қилди.
Мәлум болушичә, доктор абдуреһим рахман уйғур тили тәтқиқатидики нәтиҗилири билән уйғур диярида тонулған яш мутәхәссисләрниң бири икән. Гогулдики учурлардин мәлум болушичә, доктор абдуреһим рахман 1970-йили қумулда туғулған. 1988-Йили шинҗаң университетиниң әдәбият факултетиға оқушқа киргән. Абдуреһим рахман 1992-йили толуқ курс оқушини түгәткәндин кейин 1995-йили шинҗаң университетиниң өзидә магистирлиқ оқушини тамамлиған. Кейинки йилларда у бейҗиңдики милләтләр университетида даңлиқ түрколог гең шимин әпәндиниң йетәкчиликидә докторлуқ аспирантлиқини тамамлиған. Оқуш пүттүрүп шинҗаң университетиға қайтип кәлгәндин кейин таки 2018-йилиниң бешиға қәдәр оқутқучилиқ билән шуғулланған.
Абдуреһим рахман шинҗаң университетида оқутқучилиқ қилған мәзгилдә асаслиқи уйғур тили грамматикиси вә қәдимки әсәрләр тәтқиқати билән шуғулланған. Униң “һазирқи заман уйғур тили” қатарлиқ 4 парчә китаби, бир луғәт вә 50 парчидин артуқ илмий мақалиси елан қилинған. Дөләтлик икки тәтқиқат темисиға, хитай маарип министирлиқиниң бир тәтқиқат темисиға риясәтчилик қилған. У йәнә йеқинқи йилларда уйғур балилириға ана тил өгитиш һәрикитидә тәсири күчлүк болған “муәллим” ширкити бесип чиқарған балилар үчүн уйғур тили өгиниш материяллирини тәйярлаш хизмитидә муһим ролларни ойниған.