Хитай һөкүмити уйғур алий билим юртлирини “ис-түтәксиз җәң мәйдани” ға айландурмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.04.07
kichik-tiptiki-quran-305.jpg Кичик типтики қуран. 2008-Йили 22-март, қумул.
EyePress

Хитай һөкүмити уйғур елиниң муқимлиқ хизмитидә “үч хил күч иҗтимаий муқимлиқ вә әбәдий әминликкә бузғунчилиқ қилидиған баш мәнбә, зораванлиқ, террорлуқ васитә, миллий бөлгүнчилик асасий мәқсәт, дин әсәбийлики идийиси асас” дәп көрситип болупму бултурдин башлап, һәр қайси вилайәтләр, областлар (шәһәрләр) һәр саһәләр “диний әсәбийликни түгитиш” тәшвиқат-тәрбийә хизмитидә йеңилиқ яритиш, бөсүш мусабиқисигә чүшүп кәтти. Хитай даирилириниң уйғур елида давам қиливатқан дин әсәбийлики идийисини йоқитиш бир мәйдан өткәлгә һуҗум қилиш җеңи, алий мәктәпләрдиму ипадисини тапти.

Бу йил 2-айниң оттурилирида, аптоном районлуқ маарип назарити алий мәктәпләргә “алий мәктәпләрниң динниң сиңип киришигә қарши туруш узақ үнүмлүк механизмини бәрпа қилиш тоғрисидики бирқанчә пикир (синақ нусхиси)” уқтурушини тарқатти, униң мәзмуни оқутқучиларниң адәм тәрбийиләш мәсулийитини айдиңлаштуруш, әмәлийәт җәрянида адәм тәрбийәләшни күчәйтиш қатарлиқ 20 маддилиқ пикирни өз ичигә алди.

Тәңритағ ториниң 7-апрелдики мунасивәтлик хәвиригә қариғанда йеқинда, уйғур аптоном районидики алий мәктәпләрниң партком секретарлири вә мудирлири сөһбәт йиғинида “алий мәктәпниң 20 маддилиқ қаидиси”ни изчиллаштуруш тоғрисида хитай даирилириниң йолйоруқи берилип, мәктәпниң “мудапиә теми” ни бәрпа қилип, әсәбийлик идийәсигә қарши туруп, мәктәпләрниң бихәтәрлики вә муқимлиқини қоғдаш тәкитләнгән.

Йеңи оқуш мәвсуми башлиниши билән, уйғур аптоном районидики алий мәктәпләрдә “алий мәктәпниң 20 маддилиқ қаидиси” бойичә оқуғучиларни мәркәзлик тәрбийиләш елип беришқа башлиған.

Шундақ дейишкә болидуки бу, алий мәктәпләрниң динниң мәктәпләргә сиңип киришигә қарши турушта аптоном районлуқ парткомниң орунлаштурмилириға маслишип тәдбир қолланғанлиқиниң ипадиси. Бу һәқтә илгири хитайниң уйғур елидики тәшвиқат даирилири мундақ хәвәрләр тарқатқан иди.

Динниң мәктәпләргә сиңип киришигә қарши туруп, мәктәпләрниң “мудапиә теми”ни мустәһкәмләйли дегән шоар астида уйғур елидики алий мәктәпләрдә җиддий рәвиштә елип бериливатқан “әсәбийликни түгитиш”тәшвиқат-тәрбийисиниң ядроси, дин әсәбийлики идийисиниң мәнбәси вә тарқилиш йоллирини қәтий үзүп ташлап, идеологийә базисини қәтий игиләш икән.

Уйғур елидики алий билим юртлириниң студентлири һазирлашқа тегишлик “шәрт” дәп бәлгиләнгән “алий мәктәпниң 20 маддилиқ қаидиси” ниң 1-маддисида: динниң сиңип киришигә қарши туруш йетәкчи идийисини айдиңлаштуруш интайин муһим. Дәп көрситилгән.

Мәктәпләрдә барғанчә күчәйтип елип бериливатқан динниң сиңип киришиниң алдини елиш тәдбирлири оқуғучиларниң диний әркинлики, кишилик һоқуқи, қануний һәқ ‏-һоқуқлирини дәпсәндә қилиш бәдилигә йүргүзүлүватқанлиқи мәлум. Бултур шинҗаң теббий университетида диний йосунда кийингән, сақал қойған оқуғучиларниң мәктәп кутупханилири вә тамақханилириға киришини чәкләш буниң бир мисали, бу хил һәддидин ашқан чәклимә оқуғучиларниң топлишип наразилиқ билдүрүшигә сәвәб болған иди.

Вашингтонда билим ашуруватқан бир уйғур студент қиз, илгири өзиниң уйғур елидики алий билим юртида тәйярлиқ синипта, кейин хитайдики алий мәктәпләрдә оқуш җәрянидиму шундақ адаләтсиз муамилиләргә, намувапиқ бәлгилимилириниң тәсиригә учриғанлиқи, шуңа у җайда пүтүн зеһнини өгинишкә беришниң мумкин әмәсликини, америкидики студентларниң әркинликини селиштуруш мумкин әмәсликини билдүрди вә уйғур оқуғучиларға қаритилған бу хил һәддидин ашқан әсәбий васитиләр билән елип бериливатқан динни чәкләш тәдбирлириниң әмәлийәттә оқуғучиларниң тоғра болмиған йоллардин бир қисим радикал идийиләрниму қобул қилишиға сәвәб болиду дәп қарайдиғанлиқини, оқутқучи-оқуғучиларни тоғра диний тонушқа йетәкләш әң тоғра дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Бу студент қиз йәнә, уйғур елидики вә хитайдики бир қисим алий билим юртлирида студентларниң милләтләр иттипақлиқини ишқа ашуримиз дәп мәқсәтлик мәҗбурий йолға қоюлған “миллий-хәнзу оқуғучилар бирләшмә ятиқи” ниң әмәлийәттә миллий зиддийәтниң мәнбәси болуп қеливатқанлиқини өз әмәлийити арқилиқ сөзләйду.

Тәңритағ тори хәвиридә шинҗаң университетиниң мудири ташполат тейипниң мундақ дегини нәқил елинған: “маарип сепи бөлгүнчиликкә, сиңип киришкә қарши туруш күришидики муһим саһә, “ис-түтәксиз җәң мәйдани” болуп, һәр милләт оқутқучи-оқуғучилири вә ишчи-хизмәтчилирини дин әсәбийлики идийисиниң әксийәтчил маһийити вә кәлтүргән зийинини ениқ тонуп, пәрқләндүрүш иқтидарини өстүрүшкә тәрбийиләш вә йетәкләш керәк.”

Илгири уйғур елида маарип сепидә узун йил хизмәт қилған, америкидики актип паалийәтчи илшат һәсән әпәндиниң көз қаришичә, мәктәп заманиви мәдәнийәтни йетилдүридиған вә тарқитидиған җай, шуңиму җәмийәтниң мәдәнийлик дәриҗисини өстүрүш вә тәрәққий қилдурушта муһим рол ойнайду. Оқутқучиларниң охшимиған милләт оқуғучилирини өз ‏-ара чүшиниш, һөрмәтләш, өз ‏-ара қайил болуш, тинчлиқ вә тәрәққияттин ортақ бәһрилинишкә йетәкләш мәсулийити бар. Мәктәпләрниң оқутқучилар оқуғучиларни коммунизм идийиси биләнла чәкләп, динға ишинишни бөлгүнчилик вә зораванлиқ, террорлуқ һәрикитигә бағлап җинайәт дәп чәкләш вә бастуруш, мәктәпниң пән-техника вә билим тарқитидиған, җәмийәтни йетәкләйдиған илғар идеологийә һасил қилидиған җай болуштәк маһийитигә хилап, диний вә миллий кимликидин мәһрум қилиш, инкар қилиш, уларниң кимликини йоқитиш, бу пәқәт өчмәнлик вә зиддийәттин башқа нәрсә елип келәлмәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.