Вәзийәт анализчилири: “студентлар-рәһбәрләр достлуқи” сиясий мәқсәтни нишан қилған

Мухбиримиз меһрибан
2017.08.14
uniwersitet-diniy-radikalliq-qarshi-1.jpg Или педагогика институти оқуғучилириниң “диний радикаллиқ вә бөлгүнчилик һәрикәтлири” гә қарши ипадә билдүрүш паалийитидин көрүнүш. 2017-Йили 1-март, ғулҗа.
news.ylsy.edu.cn

Йеқинда уйғур диярида йолға қоюлған “өлкә дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири билән студентлар достлуқ орнитиш” паалийити һәққидики хәвәрдә, уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чүәнгониң “шинҗаң университети” ниң икки нәпәр уйғур оқуғучиси билән “дост болған” лиқи тилға елинип, өлкә дәриҗилик әмәлдарлар оқуғучилар билән достлуқ орнатқанда, оқуғучилар арқилиқ мәктәпләрниң әһвалини биваситә игиләп, мәсилиләрни әң тез вақит ичидә бир тәрәп қилишқа асас яритилидиғанлиқи тәкитләнди. Бу һәрикәткә диққәт қиливатқанлиқини билдүргән уйғур зиялийлириниң қаришичә, “бу, уйғур зиялийлириға қаритилған меңә ююш, уларни назарәт қилиш, һәтта һөкүмәт үчүн биваситә җасус болушқа риғбәтләндүрүш қатарлиқ көп хил мәқсәтләрни өз ичигә салған сиясий һәрикәт болуп, бу хитай һөкүмитиниң уйғур дияри вәзийитидин әнсириши сәвәблик йолға қоюлған йәнә бир сиясий оюн.”

Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин хитай маарип гезитиниң йеқинқи санида “шинҗаңда өлкә дәриҗилик кадирлар университет оқуғучилири билән дост болди” сәрләвһәлик бир тәпсилий хәвәр елан қилинди. Мәзкур хәвәрдә уйғур аптоном райониниң партком секретари чен чүәнгониң шинҗаң университетиниң сиясий қанун вә игилик башқуруш кәспидә оқуйдиған мәрдан әзиз вә абдувәли абдукерим исимлик икки оқуғучи билән достлуқ орнатқанлиқи һәққидә хәвәр берилди.

Мәзкур хәвәрдә, уйғур районидики университетлардики сиясий идийиви хизмәтни техиму яхши ишләш үчүн, аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чүәнгониң тәшәббуси билән, бу йил 6-айда уйғур аптоном районлуқ партком мәхсус уқтуруш чүшүрүп, аптоном районлуқ партком, хәлқ һөкүмити, хәлқ қурултийи, аптоном районлуқ сот вә тәптиш қатарлиқ идарә-органлардики рәһбәрләрниң үрүмчидики “шинҗаң университети” қатарлиқ алий мәктәпләрдә “үчтә кириш, иккидә алақә орнитиш, бир дост тутуш” паалийитини, оқуғучилардин “дост тутуш” һәрикитидин башлиғанлиқи хәвәр қилинди.

“шинҗаң университети” дин өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған бирәйләнниң билдүрүшичә, бу йил язлиқ тәтилдә уйғур аптоном райониға биваситә қарайдиған идарә, органлардики һөкүмәт әмәлдари билән “шинҗаң университети” дики бир қисим актип уйғур оқуғучилар арисида “дост болуш” паалийити рәсмий башланған.

“шинҗаң университети” мәктәп торидики мунасивәтлик хәвәрләрдә дейилишичә, “үчтә кириш: аптоном район һөкүмәт кадирлири, дәрс өтүлүватқан синипларға кириш, оқуғучилар ятақлириға кириш, мәктәп ашханисиға кирип әһвал игиләш; иккидә алақә орнитиш, бирдә дост болуш, оқуғучилар билән алақә орнитиш, ата-анилар билән алақә орнитиш; һәр бир рәһбәр аз дегәндә бир оқуғучи билән достлуқ орнитиш” арқилиқ, университетлардики сиясий тәлим-тәрбийә хизмитини яхшилашни мәқсәт қилған.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә сиясий вәзийәт анализчилириниң қаришичә, хитай даирилири йолға қоюватқан аптоном район әмәлдарлириниң университетлардики алий мәктәп оқуғучилири билән “достлуқ орнитиш” һәрикити, намда оқуғучиларға көңүл бөлүш дәп тәрипләнсиму, әмәлийәттә уйғур диярини техиму яхши идарә қилиштин ибарәт сиясий мәқсәтни нишан қилған.

Өткән әсирниң 80-йиллирида “шинҗаң университети” да оқутқучилиқ вә тәтқиқат билән шуғулланған, харвард университетида докторлуқни тамамлиғандин кейин, америкада, мәдәнийәт тәтқиқати билән шуғуллиниватқан доктор қаһар барат әпәндиниң қаришичә, “даириләр бу һәрикити арқилиқ яш уйғур зиялийлириға қарита меңә ююш тәшвиқатини йәниму күчәйтип, яш уйғур зиялийлириға хитай бирликини қобул қилдуруш, университетлардики оқутқучи, профессорларға қарита оқуғучилар арқилиқ назарәтни күчәйтип, оқутқучилар арисидики һәққанийәт туйғуси вә миллий иптихарлиқ туйғуси күчлүк болғанларға һәр хил қалпақларни кийдүрүп зәрбә беришни мәқсәт қилған.

1985-Йилдики 12-декабирдики оқуғучилар һәрикити йетәкчилиридин бири, чәтәлгә чиққандин кейин бир мәзгил дуня уйғур қурултийиниң баш катиплиқ вәзиписини өтигән нурмәмәт мусабай әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмәт даирилири уйғур диярини истила қилғандин буян, университет қатарлиқ алий билим юртлиридики оқуғучилар арисидин һөкүмәткә садиқ болған бир түркүм яш уйғур оқуғучиларни өзигә тартиш һәрикитини илгирики йиллардиму елип барған болуп, 1985-йили “шинҗаң университети” дики уйғур оқуғучилар қозғиған “12-декабир һөкүмәткә тәләп қоюш һәрикити” мәзгилидиму, хитай һөкүмитиниң бир түркүм әмәлдарлири билән алақә орнатқан, һәтта йеқин мунасивәтни сақлап кәлгән бир түркүм оқуғучилар актиплири болған.

Қаһар барат әпәнди вә нурмәмәт әпәндиләр йәнә, нөвәттә уйғур дияридики алий билим юртлирида давамлишиватқан “оқутқучилар арисидики икки йүзлимичиләргә зәрбә бериш” вә “һөкүмәт әмәлдарлири билән студентлар достлуқ орнитиш” қатарлиқ сиясий һәрикәтләр билән өткән әсирдә йүз бәргән оңчиларға қарши һәрикәт, мәдәнийәт зор инқилаби қатарлиқ сиясий һәрикәтләрни селиштурди.

Уларниң қаришичә, 60-70-йиллардики сиясий күрәшләрдә яш оқуғучилардин пайдилинип, оқутқучиларға сиясий қалпақларни кийдүрүп зәрбә берилгән болсиму, әмма нөвәттә уйғур университетлирида давамлишиватқан аталмиш “икки йүзлимичи оқутқучиларға зәрбә бериш” ни нишан қилған сиясий һәрикәтниң илгирикидәк пүтүн хитай бойичә әмәс, бәлки пәқәт уйғур дияридила елип берилиши вә уйғурларниң зәрбә обйекти қилиниши җиддий диққәт қозғайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.