Алмата музика мәктипиниң уйғур сәнәтчилири оқуш пүттүрди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.06.30
Almata-Muzika-Mektiwi.jpg Алмата музика мәктипи учумкарлириниң бир гурупписи, 2017-йил алмата.
RFA/Oyghan

Қазақистанниң алмата шәһиридә бир нәччә оттура вә алий оқуш орунлири җайлашқан болуп, улар һәр йили миңлиған һәр хил кәсип игилирини тәйярлап чиқиду. Шуларниң бири чайковский намидики алмата музика мәктипидин йеқинда бир түркүм уйғур балилири учум болди.

Чайковский намидики алмата музика мәктипи қазақистандики тунҗи музика мәктипи болуп, 1931-йили ечилған. Қазақистанниң атақлиқ сәнәт әрбаблири еркеғали рахмадийеф, ғәзиз дугашеф, галина чумбалова, қуддус ғоҗамяроф, йермек серкебайеф, алибек днишеф вә башқилар мәзкур мәктәпни тамамлиған иди. 1982-Йили қазақистанниң хәлқ артиси, атақлиқ композитор қуддус ғоҗамярофниң тәшәббуси билән, мәзкур дәргаһта уйғур бөлүми ечилип, бүгүнки күнгә қәдәр у йәрдин миллий чалғу әсваплирида ойнайдиған онлиған талантлиқ сәнәтчиләр йетилип чиқти. Улар һазир қуддус ғоҗамяроф намидики академийилик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятирида, сәнәт студийилиридә, мәктәпләрдә вә башқиму җайларда ишләп, қазақистан уйғур миллий сәнитиниң раваҗлинишиға өзлириниң мунасип төһпилирини қошуп кәлмәктә.

Шуларниң бири сабирҗан манашеф мәзкур оқуш орнини 2001-йили тамамлап, шу йәрдә оқутқучилиқ қилмақта. Униң ейтишичә, уйғур тиятири, шундақла уйғур мәктәплири, миллий сәнәт өмәклири даим кәспий сазәндиләргә, нахшичиларға, уссулчиларға, композиторларға вә башқиму кәсип игилиригә моһтаҗ болуп кәлгән. Бу йил алтә бала оқушни тамамлиған болуп, уларниң иккиси, атап ейтқанда, меһрат рәхмәтҗан оқушни давамлаштуруш мәқситидә алматадики қурманғази намидики қазақ миллий консерваторийисигә, икрәмҗан лохманоф болса, өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһиридики өзбекистан дөләт консерваторийисигә оқушқа чүшмәкчи.
С. Манашеф алмата музика мәктипидики уйғур бөлүми һәққидә тохтилип, мундақ деди: “бүгүнки күндә бу йәрдә бәш хил миллий чалғу әсвап тембир, раваб, бас раваб, ғеҗәк, нәйдин дәрс өтүлүватиду. 1982-Йили ечилғандин бери, төрт йилда бир қетим қобул қилған икән. У йили 15 балини алған болса, улар пүттүргәндин кейин, йәнә шунчилик бала алған. Әмма 1986-йилниң бу йеқидин башлап балилар һәр йили елинидиған болди. Сани һәр хил: үч, төрт, бәш бала. Бүгүнки күндә уйғур бөлүмидә җәмий 15 бала оқуйду. Бөлүмдә "достлуқ" уйғур миллий чалғу әсваплар ансамбили бар.”  

Игилишимизчә, кейинки йиллири қазақистан вә уйғур аптоном райони оттурисидики мәдәний алақиләр хели қоюқлашмақта. Қазақистанниң қуддус ғоҗамяроф намидики академийилик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң артислири уйғур елида, әмди уйғур ели сәнәтчилири болса, бир нәччә қетим қазақистанда болди. Бу җәрянда икки мәмликәт сәнәтчилири өз-ара тәҗрибә алмаштурди, шундақла қазақистанлиқ яш сәнәтчиләр уйғур елиниң даңлиқ нахшичи вә уссулчилириниң һүнәрлирини өгинип қайтқан иди. С. Манашефму уйғур миллий сәнитиниң бай дурданилириниң уйғур елида топланғанлиқини, икки оттуридики алақиләрни буниңдин кейинму күчәйтиш лазимлиқини алаһидә тәкитлиди. С. Манашефниң ейтишичә, өз вақтида мәзкур сәнәт мәктипидики уйғур бөлүминиң тәрәққиятиға атақлиқ композитор мәрһум азад бурһаноф чоң төһпә қошқа иди. А. Бурһаноф шәхсән өзи уйғурлар олтурақлашқан йезиларни арилап, талантлиқ балиларни таллап кәлгән һәм уларға билимини, тәҗрибисини бәргән. 

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистанниң хизмәт көрсәткән артиси, қурманғази намидики қазақ миллий консерваторийисиниң профессори җалғасбек егендикоф мәзкур музика мәктипидә уйғур бөлүминиң ишләватқиниға хели йиллар болғанлиқини һәм бу йәрдин көплигән уйғур балилириниң тәрбийилинип чиққанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “сабирҗан манашеф яш муәллим болғини билән он йилдин ашти, яхши устаз дәриҗисигә йәтти. У көплигән шагиртларни тәйярлиди. Униң алаһидилики шуниңдики, сабирҗан бир нәччә әсваптин дәрс бериду вә уйғур ансамбилиниң ишини йүргүзиду. Шуниң үчүн, униң бу мәктипимиздә өзигә хас орни бар. Иккинчидин, яхши устаз болуштин ташқири, мушу мәктәп даирисидә башқиму ишларни атқуруп келиватиду. Шагиртлири уни һөрмәтләйду. Сабирҗанниң дирижорлуқ қабилийитиму йоқ әмәс. Шу қабилийитини давам қилип, магистирлиқни оқувалса дәймән. Омумән һазир қазақистан бойичә дирижорлуқ аз учрайдиған кәсип. Уйғур әсваплириғиму дирижор керәк. Шуниң үчүн, мән сабирҗанға бу ишта утуқлар тиләймән.”

Мәлуматларға қариғанда, алматадики жүргеноф намидики қазақ миллий сәнәт академийисидә 1988-йили уйғур бөлүми ечилип, сәһнә артислирини тәйярлиған иди. Мәзкур бөлүм һәр йили уйғур балилирини қобул қилмиған болсиму, уйғур тиятири рәһбәрликиниң күч чиқириши билән, бу йәрдә бир нәччә қетим бөлүм иши қолға елинип, көплигән мутәхәссисләр йетилип чиқти. Һазир уларниң көп қисми сәнәт саһәсидә ишлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.