Қазақистандики уйғур әдәбияти тәтқиқатчилири раһилә қәшқирини күтүвалди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2016.06.28
Rahile-qeshqiri-almata.jpg Түркийәниң истанбул университети әдәбият факултетиниң оқутқучиси раһилә қәшқири(биринчи қатар солдин иккинчи) ханим алматадики уйғур зиялийлири билән. 2016-Йили июн.
RFA/Oyghan

Йеқинда түркийәниң истанбул университети әдәбият факултетиниң оқутқучиси раһилә қәшқири алматада болуп, бу йәрдики уйғур зиялийлири билән көрүшти.

Бәш күнгә созулған бу сәпәрдә раһилә қәшқири қазақистан язғучилар иттипақиниң уйғур әдәбияти кеңишидә, җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитидә, қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизидә, “инайәт” җәмийәтлик бирләшмисидә, “атамура” вә “мектеп” нәшриятлириниң уйғур редаксийилиридә, “мир” нәшрият өйидә, мухтәр әвезоф намидики әдәбият вә сәнәт институтида, алмата вилайити әмгәкчиқазақ наһийисиниң ават йезисидики өмәр муһәммәдий намидики оттура мәктәптә болди.

Түркийәлик тәтқиқатчи алди билән қазақистан язғучилар иттипақида уйғур язғучилири билән учришип, өзиниң келиш мәқсити, түркийәдики болупму уйғур әдәбияти тәтқиқатлириниң тарихи вә бүгүнки әһвали, түркийә алий мәктәплиридә уйғур тили вә әдәбиятини оқутушта пәйда болуватқан мәсилиләр, қийинчилиқлар, мәмликәттики уйғур вә түрк алимлириниң елип бериватқан тәтқиқат ишлири вә башқиму мәсилиләр һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди. У өткән әсирниң 90-йиллири совет иттипақи йимирилгәндин кейин пәйда болған мустәқил түркий тиллиқ җумһурийәтләрниң әдәбияти бойичә көплигән тәтқиқатларниң елип берилғанлиқини, амма омумән уйғурларниң тили вә әдәбияти бойичә материялларниң йетәрсиз икәнликини билдүрди. Раһилә қәшқири түркийә алий мәктәплиридики, күтүпханилардики, торлардики уйғур әдәбияти бойичә материялларни пайдиланған һаләттиму, болупму кәң даиридә тәрәққий әткән қазақистандики уйғур әдәбияти бойичә материялларниң йетәрлик әмәсликини, әнә шу материялларни топлаш мәқситидә қазақистанға кәлгәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “биринчи қәдәмдә икки китаб тәйярлимақчимән. Биринчиси, талланған һекайиләр. Униңда 1910-йилдин бүгүнки күнгичә болған һәм вәтинимиздики һәм вәтән сиртидики нами даңлиқ әсәрләр топлими болиду. Иккинчиси, уйғур әдәбиятиниң тарихи, 1910-йилдин бүгүнки күнгичә уйғур әдәбиятиниң бесип өткән басқучлири. Буниңға дөләт тәрипидин иқтисадий ярдәм тәстиқланди.”

Раһилә қәшқириниң ейтишичә, у бу ишқа җавабкар болуп рәсмий тәстиқләнгән һәмдә алий мәктәп вә факултет мудирлириниң қоллап-қувәтлишигә еришкән.

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистан язғучилар иттипақиниң уйғур әдәбияти кеңиши башлиқи әхмәтҗан һашири раһилә қәшқириниң пикир-тәләплирини толуқи билән қоллайдиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди. “униң мәқсити түркий хәлқләргә уйғур әдәбиятини тонуштуруш. Әсәрләр арқилиқ достлуқни, инақлиқни, бирликни, әдәбий достлуқниң мәңгү достлуқ икәнликини ипадиләш. Биз р. Қәшқириниң яхши, алийҗанаблиқ пикрини қоллап, язғучиларниң әсәрлирини тепип бәрдуқ. Келәчәк мәқсити қазақистандики уйғур әдәбиятини тонуштуруш мәқситидә чоң китаблар чиқиридиғанлиқи бизгә аян болди. Биз қолимиздин келишичә ярдәм қилдуқ.”

Ә. Һашири пүткүл язғучиларни түркийәлик уйғур тәтқиқатчилириға ярдәм беришкә чақирип, буниңдин кейинму улар билән алақилишип туридиғанлиқини оттуриға қойди.

Қазақистан язғучилар иттипақи әзази, сатирик язғучи шавкәт нәзәрофму бу тәшәббусни қоллайдиғанлиқини билдүрди: “раһилә ханимниң ейтишичә, түркий хәлқләрниң тили вә әдәбиятини оқутуш түркийәдә хели юқири дәриҗидә йолға қоюлған. Түрк дунясиниң ғоли болған уйғурлар һәққидә китаблар билән тәминләш мәсилиси наһайити кәмчил икән. Раһилә мана мушу бошлуқни толдурушқа бәл бағлапту. Бу қериндишимиз қолға алған ишниң мурәккәплики шуниңдики, тарихий вәтинимиз вә оттура асиядики миллий әдәбиятимизни бирләштүрүп, бир туташ уйғур әдәбиятини тонуштуридиған әмгәк йезишни нишанлапту. Өз нөвитидә униңға чоң иҗадий утуқларни тиләймиз.”
Алматадики сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти уйғуршунаслиқ мәркизиниң илмий хадими, тилшунас доктор халминәм мәсимованиң пикричә, бүгүнки қазақистан уйғуршунаслиқ пәни мәмликәттики вә башқиму әлләрдики илмий мәркәзләр билән зич мунасивәттә тәрәққий етиши лазим болуп, өз ‏- ара тәҗрибә алмаштуруш нәтиҗисидила бу йөнилиштә йеңи муваппәқийәтләргә йетишкә болидикән. У илгири, йәни қазақистан пәнләр академийиси тәркибидә он йил мабәйнидә ишләп кәлгән уйғуршунаслиқ институти ташқи илмий алақиләргә хели көңүл қойғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “бүгүн ундақ мумкинчиликләр йоқ болсиму, мәркәз хадимлири болупму америка, әнглийә, фирансийә, русийә, түркийә, қирғизистан қатарлиқ мәмликәтләрдә өтүватқан илмий әнҗумәнләргә қатнишиш арқилиқ уйғуршунаслиқниң муһим мәсилилирини чәтәлләргә тонуштуруп келиватиду. Шундақла биз башқа мәмликәтләрдики уйғур тәтқиқатчилири билән биллә ишләш йоллириниму даим издәп туримиз, чүнки бирлишип муһакимә қилидиған мәсилиләр интайин көп.

Йеқинда түркийәниң истанбул университетиниң оқутқучиси раһилә қәшқири қазақистанға келип, бу йәрдики уйғур зиялийлири билән көрүшүп кәтти. Шәхсән мән у киши билән көрүшәлмисәмму, униң келиш мәқситини аңлап билип, хушал болдум. Һәқиқәтни ейтқанда, бизниң түркийәдики қериндашлиримиз билән қоюқ арилишиш нийитимиз бар иди. Бу қетимда раһилә қәшқириниң қазақистанға келиши шундақ бир мумкинчиликкә йол ачти дәп ойлаймән. Икки мәмликәт оттурисида орниған достанә мунасивәтләрниңму бизниң бу алақилиримизға иҗабий тәсир қилидиғанлиқиға ишинимән. Шуниң үчүн түркийәдики қериндашлиримизниң һәр қандақ тәшәббуслирини биз қоллап-қувәтләймиз һәм уларға қолимиздин келишичә ярдимимизни көрситишкә тиришимиз. Келәчәктә бирликтә илмий әнҗумәнләрни һәм башқиму паалийәтләрни өткүзүшкә ишәнчим камил.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.