Тәтқиқатчилар “уйғур елидә җинайәт садир қиливатқан һакимийәтниң университетлар билән һәмкарлишишни хата”, дәп көрсәтти

Мухбиримиз ирадә
2018.10.31
qaranchuqsiz-balilar-yighiwelinghan-mektep.jpg Әтрапи сим тикән билән чегриланған мәктәпниң ичидә “тәрбийәлиниватқан” балилар.
BITTER WINTER

Дүшәнбә күни америкадики корнел университети санаәт вә әмгәк мунасивәтлири факултети бейҗиңдики нопузлуқ университетлардин болған хәлқ университети билән 6 йилдин бери давам қилип келиватқан оқуғучи алмаштуруш вә тәтқиқат программисини бикар қилғанлиқини җакарлиди.

“ню-йорк вақти” гезитиниң ейтишичә, буниңға хәлқ университетиниң һөкүмәт даирилири билән бирлишип, әмгәкчиләр һоқуқи үчүн намайиш қилған оқуғучиларни җазалиши сәвәб болған. Хитайдики оқуғучиларни кәң көләмлик аммиви паалийәтләрдин чәкләп кәлгән хитай һөкүмити йеқинда бейҗиңдики һәрқайси университет оқуғучилириниң төвән киримлик әмгәкчиләрниң һоқуқини қоғдаш шоари астида қилған паалийәтлиригә тосқунлуқ қилған. Даириләр паалийәтчи оқуғучиларни тутқун қилған, сораққа тартқан шундақла мәктәп даирилиридин бу оқуғучиларни җазалашни тәләп қилған.

Корнел университетиниң ярдәмчи профессори или фиридмән “ню-йорк вақти” гезитигә билдүргән ипадисидә: “хәлқ университети һөкүмәткә маслишип, паалийәтчи оқуғучиларни мәҗбурий өйлиригә қайтурған вә уларниң дөләт бихәтәрлик хадимлири тәрипидин назарәт астиға елинишиға маслишип бәргән. Бу биз үчүн қобул қилғусиз бир әһвал” дегән вә хәлқ университетини “оқуғучиларниң пикир вә паалийәт әркинликини дәпсәндә қилди” дәп әйиблигән.

Юқиридики бу вәқә, хитай дөләт рәиси ши җинпиң башчилиқидики һөкүмәтниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қарши наһайити аз көрүлидиған әмәлий тәдбирләрниң бири болғанлиқи үчүн күчлүк диққәт қозғиди. Кишилик һоқуқ органлири вә илим саһәсидикиләр корнел университети санаәт вә әмгәк мунасивәтлири факултетиниң қарарини қарши алди. Австралийә маккувери университетиниң оқутқучиси кевин коррико радийомизға елхәт арқилиқ билдүргән инкасида “корнел университети бу һәрикити арқилиқ наһайити адил болған бир өлчәмни тикләп бәрди”, деди. У мундақ дәйду: “мән корнел университетиниң қарарини қоллаймән. Хитай билән һәмкарлиқ программиси болған башқа университетларниму хитайдики академийә әркинлики мәсилисигә сәмимий позитсийәдә болушқа дәвәт қилимән. Корнел университети бу һәрикити арқилиқ әркинликни бастуруватқан диктатор һакимийәт билән илим саһәсидә һәмкарлишишта илгири сәл қарилип келингән, әмма наһайити адил вә зөрүр болған бир өлчәмни қайта тиклиди”.

Бирақ, “малийә вақти гезити” ниң хәвиридин қариғанда, юқиридики қарарға қаримай, корнел университети даирилири хәлқ университети билән түзүлгән башқа һәмкарлиқ түрлириниң йәнила давамлишидиғанлиқини билдүргән. Корнел университетиниң антропологийә профессори магнус фискәсйөс әпәнди болса, “университет даирилири хитай билән болған барлиқ программилирини қайта көздин кәчүрүши һәмдә уйғур елидә йолға қоюлуватқан лагер түзүмини нәзәрдә тутқан һалда көздин кәчүрүши керәк”, дәйду. У, бизгә елхәт арқилиқ қайтурған инкасида мундақ деди: “мениңчә, бизниң университет уйғур елидә һазир иҗра болуватқан зор җинайәтни нәзәрдә тутқан асаста барлиқ һәмкарлиқ программилирини тәкрар көздин кәчүрүп чиқиши керәк. Шундақла, юқиридики бу һәрикәт пүткүл чәтәл университетлирини хитай билән болған һәмкарлиқини көздин кәчүрүшкә үндәйдиған бир ойғиниш сигнали болуши керәк, дәп қараймән. Чүнки биз һечнемә болмиғандәк өз ишимизни давамлаштурсақ болмайду”.

Уйғур елидә бир милйондин ошуқ уйғурниң лагерға қамилиши вә уларниң бу орунларда күндилик еғир сиясий меңә ююш һәрикитигә учриғандин сирт йәнә қийин - қистаққа елиниш, уйқусиз қалдурулуш, ач қалдурулуштәк җазаларға учраватқанлиқи һәққидиму ишәнчлик хәвәрләр кәң ашкариланғандин кейин америка, австралийә вә башқа демократик әлләрдики нурғун тәтқиқатчилар бу мәсилини давамлиқ оттуриға қоюп, хәлқараниң диққитини қозғашта зор рол ойниди.

Уларниң әң типик өрники кевин каррико башчилиқ қилған “Xinjiang Initiative”, йәни “уйғурларни қоллашни тәшәббус қилиш гурупписи” иди. Дуняниң һәрқайси җайлиридики 200 дин ошуқ илим әһли хитай һөкүмитини уйғур елидики лагерларни аяғлаштурушқа чақирип, бу һәрикәткә аваз қошқан. Буниңдин сирт йәнә, франсуз тилида сөзлишидиған 80 дин ошуқ илим әһлиму хитай һөкүмитигә қарита очуқ хәт елан қилип, уни уйғур елидики лагерларни дәрһал бикар қилишқа чақирған иди.

Кевин каррико әпәнди хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқни еғир дәриҗидә дәпсәндә қиливатқанлиқини әскәртип: “университет даирилири қиммәт қарашлирини пулниң үстигә қоювалмаслиқи керәк. Қанунсиз һөкүмәтләрни сахта болған қанунийлиқ билән тәмин етиштин башқа ишқа яримайдиған бундақ программиларни тохтитиветишниң һечқандақ хатаси йоқ” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.