Америка-хитай оқуғучи алмаштуруш программилирида мәсилә барлиқи көрситилди
2014.10.01
Америкиниң пайтәхти вашингтондики җон хопкинс университетида ечилған йиғинда, америка-хитай мунасивәтлириниң кәлгүси тәрәққияти үчүн оқуғучи алмаштуруш программисиниң муһим рол ойнайдиғанлиқи, яшларниң икки дөләт мунасивитиниң иҗабий тәрәққиятиға муһим төһпә қошидиғанлиқи қәйт қилинди. Бирақ, хитай һөкүмити бу хил оқуғучи алмаштуруш программилири рамкиси астида хитайға берип оқумақчи болған тибәт яки уйғур фамилилик америкилиқ оқуғучиларға виза беришни рәт қилған әһвалларниң көрүлгәнлики мәлум болмақта.
“америка-хитай мунасивәтлирини күчәйтиштики һәр бир оқуғучиниң роли” темисида 30-сентәбир чақирилған мәзкур сөһбәт йиғини обама һөкүмитиниң қоллиши билән қурулған “100 миң күчлүк” фонди җәмийитиниң тунҗи йиллиқ доклатини тәбрикләш, бу фонди җәмийәтниң хизмәтлири вә униң әһмийитини тонуштуруш мәқситидә ечилған.
“100 миң күчлүк” фонди җәмийитиниң асаси 2009-йилидин башлап селинған вә 2013-йили әйни чағдики дөләт ишлири министири һилларий клинтон ханим тәрипидин рәсмий һалда елан қилинған.
Бу фонди җәмийәт асаслиқи техиму көп америкилиқ оқуғучиларни җүмлидин һәр хил ирқ, һәр хил милләттин болған америкилиқ оқуғучиларни хитайчә өгинишкә вә хитайға берип оқушқа риғбәтләндүридиған вә вә оқуғучи алмаштуруш хизмәтлирини үстигә алған тәшкилаттур.
Бу фонди җәмийити елан қилған тунҗи доклаттин қариғанда, америкида оқуватқан хитай оқуғучиларниң сани хитайда оқуватқан америкилиқ оқуғучилардин 12 һәссә көп болуп, 2012-2013 оқуш йилида америкида оқуған хитай оқуғучиларниң сани 235 миңдин ешип кәткән.
Бирақ, хитайда оқуватқан америкилиқ оқуғучиларниң сани болса 13 миң әтрапида болуп, мәзкур фонди җәмийити дәл хитайда оқуватқан америкилиқ оқуғучиларниң санини көпәйтиш, һәтта қисқа муддәт ичидә 100 миңдин ашурушни нишан қилип қурулған икән.
Ундақта немә үчүн икки дөләт ара оқуғучи алмаштуруш программиси шунчә муһим?
Сәйшәнбә күни җон хопкинс университетида ечилған йиғинға мәзкур фонди җәмийәтниң қурулуши вә хизмәтлиригә күч чиқириватқан органларниң вәкиллири вә шәхсләр қатнишип бу һәқтики көз қарашлирини оттуриға қойди.
Йиғинда, америка дөләт ишлири министирлиқиниң сабиқ муавин министири керт кемпбел, обама һөкүмитиниң асия ишлириға мәсул мәслиһәтчиси иван мидейрус, җон хопкинс университети хәлқара мунасивәтләр институтни башлиқи давид ләмптон вә “100 миң күчлүк” фонди җәмийитиниң башлиқи карола мекгифферт қатарлиқлар сөз қилди.
Юқирида исми тилға елинған шәхсләрниң һәммиси сөзлиридә америка-хитай мунасивәтлириниң һәр иккила дөләт үчүн интайин муһимлиқини, икки дөләтниң нурғунлиған саһәләрдә ортақ хизмәт қилиш, һәмкарлишиш пурсити барлиқини, шуңа икки дөләт мунасивәтлириниң кәлгүси тәрәққиятини илгири сүрүштә бир-бириниң тили вә мәдәнийитини чүшинидиған яшларниң интайин муһим рол ойнайдиғанлиқини, буни икки дөләт мунасивәтлири тәрәққиятиниң һүли дәп қарашқа болидиғанлиқини тәкитләшти.
Америка дөләт ишлири министирлиқиниң сабиқ муавин министири керт кәмпбел әпәндиму америка-хитай икки дөләт бир-биридин нурғун җәһәтләрдә интайин пәрқлиқ болғанлиқтин, икки дөләт дипломатийәсидә көпинчә һалларда давалғушлар йүз берип туридиғанлиқини, бәзи вақитларда туюқ йолға кирип қалған вақитлар болуп туридиғанлиқини, бирақ пәрқни азайтип, өз-ара чүшинишни чоңқурлаштуруп, икки дөләт мунасивитиниң иҗабий тәрәққиятини илгири сүрүш үчүн мана мушундақ йетишип чиқиватқан яшларға еһтияҗ барлиқини, яшларниң бир үмид икәнликини ейтти.
Җон хопкинс университетиниң хәлқара мунасивәтләр институти хитай ишлири тәтқиқати бөлүми башлиқи вә шундақла хитай һәққидә нурғун китаблири елан қилинған профессор давид ләмптон әпәнди сөзидә икки тәрәп оқуғучи алмаштуруш программисида қолға кәлгән нәтиҗиләр билән бирликтә көрүлүватқан бәзи мәсилиләрниңму барлиқини, бу мәсилиләрни бу йәрдә тилға елип өтүш керәкликини ейтти.
У сөзидә мундақ деди: икки тәрәп оқуғучи алмаштуруш программисида биринчи болуп көрүлүватқан мәсилә, америкидики нурғун хитай оқуғучиларни оқутуватқан университетларниң оқутқучилири хитайға беришта қийинчилиққа учримақта. Иккинчи болуп, бәзи америкилиқ оқуғучилар, йәни фамилиси тибәтчә вә яки уйғурчә болған америкилиқ оқуғучилар хитайға берип оқуш үчүн виза алалмайватиду. Мана булар көрүлүватқан муһим мәсилиләрдур. Биз гәрчә омумий җәһәттин әһвал яхши дәп ейталисақму, әмма мушуниңдәк мәсилиләрму йоқ әмәс вә булар чоқум һәл қилиниши керәк.
Биз йиғин ахирида, йиғиндики сөзлигүчиләрдин биридин хитайда уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ башқа нурғун барлиқини, шуңа бундақ оқуғучи алмаштуруш программилирида мушу милләт оқуғучилириниңму хитай оқуғучиларға охшаш пурсәткә еришип-еришмәйватқанлиқини соридуқ.
Исмини ашкарилашни халимиған бу әмәлдар бизгә җаваб берип, америкиниң чоқум бу мәсилигә диққәт қилидиғанлиқини, бундин кейин алди билән техиму көп америкилиқ оқуғучиларни юқиридики районларға әвәтишкә тиришидиғанлиқини ейтти. Бирақ, у юқирида йиғинда оттуриға қоюлғандәк оқуғучи алмаштуруш программисида америкидики тибәт вә уйғур исимлик америка пуқраси оқуғучиларниң виза алалмиғанлиқидәк қийинчилиқларниң болғанлиқини әскәртип өтти.
Йиғиндики сөзлигүчиләр йиғин ахирида һәрқайси ахбарат органлиридин кәлгән мухбирларниң һазирқи хоңкоң вәзийитигә аит сориған соаллириға җаваб бәрди.
Давид ләмптон әпәнди сөзидә “хоңкоңдики бу намайиш хитай һөкүмитиниң образи үчүн интайин муһим, әгәр хитай һөкүмити хоңкоңлуқлар билән сөһбәткә олтуруп, икки тәрәп мәлум ортақ нуқтиға келиш үчүн тиришқан тәқдирдә, хитай һөкүмити хәлқарада илгири сүрүп келиватқан “тинчлиқ билән тәрәққий қилиш” шоариниң чинлиқини испатлап бәргән болиду, охшаш вақитта асия-тинч окян районидики қошнилириниңму әндишиси азийиду. Ундақ болмай, хитай һөкүмити хоңкоңдики намайишқа нисбәтән қаттиқ қоллуқ қилип, тарихни тәкрарлиған тәқдирдә хитайниң образи қаттиқ зиянға учрайду. Хоңкоңдики мәсилидә пикир бирлики һасил қилишниң йоллири көп, бирақ мәсилә, тәрәпләрниң шуни халап-халимайдиғанлиқида” деди.
У шундақла хоңкоңдики вәзийәтниң қандақ нәтиҗилиниши тәйвәнликләрниңму “бир дөләттә икки хил түзүм” гә болған көз қаришида муһим өзгириш ясайдиғанлиқини әскәртти.