Уйғурлар ана тилини сақлап қелишқа тиришмақта
2016.02.16

Нөвәттә, чәтәлләрдики уйғурлар арисида өз пәрзәнтлиригә ана тил өгитиш вә йеңи әвладларниң уйғур миллий кимлики һәм мәдәнийитини сақлап қелиши муһим мәсилә болмақта.
Уйғурлар явропаға көчмән болушни башлиғандин буян өзлири яшаватқан дөләтләрниң қануниға уйғун һалда пәрзәнтлириниң уйғур тили вә диний саватини чиқириш синиплирини тәсис қилип кәлмәктә.
Бу хизмәтләргә әң дәсләптә ул салған германийә, голландийә, шиветсийә, норвегийә қатарлиқ дөләтләрдә уйғур тили саватини чиқириш синиплири тәсис қилинип, уйғур зиялийларниң дәрс өтиши нәтиҗисидә көплигән уйғур пәрзәнтлири өз ана тилини өгиниш имканийитигә игә болди.
Шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң тәхминән статистикисиға қариғанда шиветсийәдә 3000 дин артуқ уйғур яшаватқан болуп, уйғур маарип уюшмиси ачқан “мәхмут қәшқири ана тил мәктипи” вә уйғур комитетиға қарашлиқ уйғур тили тәрбийиләш курслирида һазир 5 яштин 9 яшқичә болған 50 дин артуқ уйғур пәрзәнти оқуйду. Лекин, бу курсларда өтүлгән дәрсләрниң саәт саниниң аз болуши вә башқа сәвәбләр түпәйлидин уйғур балилириниң омумйүзлүк өз ана тилини өгиниш мәсилисини һәл қилиш қийин болмақта. Бу һәқтә ата-аниларму издәнмәктә.
Шу сәвәбтин шиветсийәдә яшаватқан ата-аниларниң көп қисми балиларға аилидә уйғур тили өгиниш муһити бәрпа қилишқа тиришқан. Уларниң балиларға уйғур тилида китаб оқуп бериш вә картон филимларни қоюп бериш арқилиқ балилириниң уйғур тили өгинишигә йетәкчилик қиливатқанлиқи мәлум.
Биз бу һәқтә мәлумат елиш үчүн шиветсийәдә яшаватқан уйғур муһаҗирлиридин таһир әпәндини зиярәт қилдуқ.
Таһир әпәнди аилидә балиларға йетәкчилик қилишниң муһим икәнликини тәкитләп өз тәҗрибисини аңлатти.
Зияритимизни қобул қилған қурбанҗан әпәнди оз қаршлирини баян қилди.
Бу һәқтә йәнә зияритимизни қобул қилған голландийәдә яшаватқан диний зиялий һүсәнҗан тәҗәлли өз қаришини баян қилди.
Пәрзәнтлиригә ана тил өгитиш чәтәлләрдики уйғурларниңла әмәс, бәлки уйғур районидики уйғур ата-анилар үчүнму муһим нуқта болуватқанлиқи мәлум. Чүнки қош тиллиқ маарип нәтиҗисидә зор сандики уйғур пәрзәнтлириниң уйғур тилини билмәслик әһвали көпийишкә башлиған.
“хитай маарип тори”ниң 23-январ елан қилған хәвиридә көрситилишичә, хитай һөкүмити йеқинқи 5 йил ичидә уйғур аптоном районида қош тил намидики мәктәпләрдә оқуватқан оқуғучилар санини 990миңдин 2милйон 170миңға йәткүзүп қош тил маарипиниң омумлишиш нисбитини 85% кә йәткүзгән.
Зиялийларниң инкас қилишичә, уйғур диярида хитай һөкүмитиниң қош тил оқутуш намида хитай тилини асас қилип оқутуши нәтиҗисидә, уйғур пәрзәнтләрниң йәслидин башлап, хитай тилида маарип тәрбийиси елиши билән уйғур пәрзәнтлириниң хитай тилида сөзлишиши омумлашмақта.
Буниңға қарита уйғур дияридики уйғурлар арисида аилә вә достлар, туғқанлар ара күндилик алақидә уйғур тилини ишлитишкә алаһидә әһмийәт бериш билән биргә йәнә, учур алақә васитилиридиму уйғур тилини қоллинишни омумлаштуруш хаһиши күчәймәктә икән.
Игилишимизчә, 21-феврал “хәлқара ана тил” күнидә уйғурлар уйғур тилини қоғдаш вә сақлап қелиш үчүн түрлүк шәкилдики паалийәтләрни уюштурмақта.
Хитайниң мәлум бир өлкисидә өзлүкидин тәшкилләнгән пидакарлар кичикидин хитайчә оқуған уйғур оқуғучиларниң уйғурчә саватини чиқириши үчүн кәчкурс ечип, қисқа муддәт ичидә уларни уйғурчә китабларни раван оқуялайдиған, шеирларни ядқа алалайдиған сәвийигә йәткүзгән. Бу паалийәтни елип барған оқуғучилар видио ишләп тарқатқан болуп, бу һәқтә тохталған бу саватини чиқириш паалийитини тәшкиллигүчи уйғур мунуларни билдүргән.
Биз йәнә уйғур дияридики бир қисим шәһәрләргә телефон қилип, уйғурларниң аилидә ана тилини қоғдаш үчүн қандақ тәдбир еливатқанлиқини билиш үчүн зиярәт қилғинимизда зияритимизни қобул қилған бир ханим пәрзәнтини аилидә уйғур тилидики китабларни оқуп бериш вә сөзләрниң удуллуқ тәрҗимисини ейтип бериш арқилиқ балилириға уйғур тили өгитиватқанлиқини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған йәнә бир шәһәр аһалиси аилидә пәрзәнтләрни аилисиниң қаидиси бойичә, аилидә пәқәт уйғур тили ишлитиш усули қолланғанлиқини билдүрди.У йәнә балиларға тилдин башқа уйғур мәдәнийитини билдүрүшниңму муһимлиқини баян қилди.
Һәр йили 21-феврал хәлқара ана тил күни мунасивити билән чәтәлләрдики, болупму явропадики уйғур җамаити түрлүк хатириләш паалийәтлирини өткүзүп кәлмәктә. Бу паалийәтләрдә уйғур пәрзәнтлириниң ана тил өгиниш паалийәтлири вә муһаҗирәттики уйғурларниң, җүмлидин уйғур дияридики уйғурларниң ана тилини қандақ сақлаш вә раваҗландуруш мәсилилири муһим тема қилинмақта.