Истанбулда чақирилған уйғур миллий маарипи йиғинида “уйғур ана тили комитети” қурулди
2019.02.25
Уйғур диярида ана тилдики, йәни уйғур тилидики маарип пүтүнләй әмәлдин қалдурулуп уйғурлар хитайчә маарип тәрбийәси елишқа мәҗбурлиниватқан бүгүнки күндә түркийәниң истанбул шәһиридә “уйғур миллий маарипи: хирислар вә һәл қилиш йоллири” темисида йиғин өткүзүлди. Йиғинда “уйғур ана тил комитети” қурулди.
Дуня уйғур қурултийи, уйғур академийәси вә уйғур тәтқиқат институтиниң саһибханилиқида чақирилған муһакимә йиғиниға америка қошма штатлири, әнглийә, шиветсийә, норвегийә, японийә, қазақистан, қирғизистан вә түркийәниң һәрқайси шәһәрлиридин кәлгән 30 зиялий иштирак қилди. 23-24 Феврал күнлири истанбул голдән меһманханисида чақирилған муһакимә йиғинида уйғур миллий маарипи дучар болуватқан хирислар вә һәл қилиш йоллири, чәтәлдики уйғур маарипи дуч келиватқан хирислар вә һәл қилиш йоллири, уйғур маарипи дучар болуватқан хирислар вә һәл қилиш йоллири қатарлиқ темиларда әтраплиқ музакирә елип берилди.
Уйғур академийәси иҗраийә комитети рәиси абдулхәмит қарахан әпәнди уйғур дияриниң вәзийити күнсайин еғирлишип, хитайниң уйғур яш-өсмүрлирини ана тилини унтулдурушқа, миллий өрп-адәтлиридин йирақлаштурушқа тиришиватқан бүгүнки күнләрдә “уйғур миллий маарипи: хирислар вә һәл қилиш йоллири” темисида йиғин чақириштики мәқсәт һәққидә тохталди.
У, йиғинда нуқтилиқ һалда вәтән ичи вә сиртидики уйғур маарипи дучар болуватқан хирислар вә һәл қилиш йоллири тоғрисида тәпсилий музакирә елип берилғанлиқини баян қилди.
Мутәхәссисләрниң музакириси нәтиҗисидә уйғур тилини қоғдап қелиш үчүн “уйғур ана тил комитети” қурулди. Комитетниң мудирлиқиға измирдики әгә университети оқутқучиси профессор алимҗан инайәт әпәнди сайланди. Абдулхәмит қарахан әпәнди бизгә му һәқтә мәлумат бәрди.
Уйғур академийәси рәиси алимҗан инайәт әпәнди йиғинда мәзкур комитетниң бундин кейин ана тилни қоғдап қелиш җәһәттә муһим хизмәтләрни қилидиғанлиқини, дәрслик китаблири түзидиғанлиқини, уйғур зиялийлириниң бу хизмәтни қоллишини тәләп қилидиғанлиқини оттуриға қойди.
Мәзкур йиғинға дуня уйғур қурултийи муавин рәиси, әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиму қатнашти вә сөзлиди. У, муһакимә йиғиниға дуняниң һәр қайси җайлиридин тәҗрибилик маарипчиларниңму қатнашқанлиқини вә сәвийәлик йиғин болғанлиқини тәкитлиди.
Қазақистан чәтәлдә уйғурлар әң көп олтурақлашқан дөләтләрдин бири һесаблиниду. Қазақистан уйғурлири чәтәлдики уйғур маарипида муһим рол ойнап кәлмәктә. Қазақистандики уйғур мәктәплириниң оқуғучи саниму күнсайин азийиватқан болуп, йиғинда бу һәқтиму музакирә елип берилди. Қазақистандин келип муһакимә йиғиниға қатнашқан қазақистандики сулайман дәмирәл университети оқутқучиси дотсент дилнур қасимова ханим бу һәқтә мәлумат бәрди.
Бу қетимқи йиғин 2017-йили 10-айниң 8-күни америка қошма штатлиридики дриссел университетида чақирилған “чәтәлдики уйғурлар вә уларниң маарипи” мавзулуқ йиғиндин кейин муһаҗирәттики уйғурлар тәрипидин чақирилған мәхсус уйғур маарипи тоғрисидики иккинчи қетимлиқ йиғин һесаблиниду.