Голландийәдики уйғурлар, “ана тил вә мәдәнийәт” курсиниң паалийитигә қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.07.08
ana-til-medeniyet-gollandiye.JPG “ана тил вә мәдәнийәт” курсиниң паалийитидин бир көрүнүш. 2013-Йили 6-июл, голландийә.
RFA/Pidaiy

6‏-Июл явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә, “ана тил вә мәдәнийәт курси” ниң йерим йиллиқи мунасивити билән хатириләш паалийити өткүзүлди.

Паалийәттә балилар йерим йилдин бири өгәнгәнлирини нутуқ сөзләш, шеир декламатсийә қилиш вә қуран оқуш қатарлиқ түрләр бойичә намаян қилди. Җәмийәт мәсуллири мәзкур курсниң оқуғучилириға мукапатлиқ хатирә буюмлири тәқдим қилди.

Паалийәткә қатнашқан ата-анилар вә тиришчан өсмүрләр бирликтә һәмдастихан болуп вә бир сәптә биллә намаз оқуп, интайин хушаллиққа чөмди.

“ана тил вә мәдәнийәт курси” голландийәдики уйғур балилириниң миллий вә диний кимликидә тәрбийилиниш еһтияҗиға асасән тәсис қилинғандин бири; ана тил, қуран, дин, әхлақ, өрп-адәт, тарих вә мәдәнийәт өгитишни давамлаштуруп келиватқан иди. Бу қетим рамзан мәзгилидики паалийәтләрниң бир қәдәр еғир салмақни егилиши сәвәблик, балиларни язлиқ тәтилгә қоюп бериш қарар қилинған вә оқуғучилардин имтиһанлар елинип, нәтиҗиләр хуласиләнгән кейин, өсмүрләргә мукапат буюмлири тәқдим қилип, уларни узитип қоюш мәқситидә, 2‏-айдин башлап рәсмий дәрс берип келиватқан “ана тил вә мәдәнийәт курси” ниң 20 дин артуқ оқуғучилириға, уларниң ғәлибилик өткән йерим йиллиқ мусаписини хатириләш вә тәқдирләш паалийити уюштурулған.

70 Дин артуқ адәм қатнашқан мәзкур паалийәт, шу йәр вақти чүштин кейин саәт 2 йеримдә, 7 яшлиқ оғлан һәмданниң қуран кәрим тилавити билән башланди. Мәзкур “ана тил вә мәдәнийәт курси” ниң мәсули устаз абдураһман қариһаҗим ечилиш сөзи қилди. У сөзидә, қисқиғина бир нәччә ай ичидә нурғунлиған бәдәлләрни бәргәнгә чушлуқ яхши нәтиҗигә еришкәнликини билдүрүп: уйғурларниң қенида болса керәк, балилиримиз наһайити зерәк вә теришчан икән. Чоңларға еғир кәлгүдәк билимләрниму наһайити тез игилийәлиди, деди.

Андин мәзкур курста тәрбийилинип келиватқан уйғур өсмүрләрдин, абдушүкүр “әхлақ һәққидә чүшәнчә” дегән темида; мерәли садиқ “исламниң шәртлири һәққидә чүшәнчә” дегән темида лексийә бәрди. Он нәччә яшлиқ балиларниң бу мәсилиләрни чүшинишлик вә тәртиплик һалда баян қилалиғанлиқиға һәммәйлән апирин оқуди. Кейин башқа балиларму гуруппа вә ялғуз һалда сәһнигә чиқип, шеирларни декламатсийә қилди.

Андин кейин, мәзкур курста уйғур тили вә уйғур тарихиға ает саһәләрдә билим берип келиватқан абдурәһим ғени әпәнди, өзиниң йерим йиллиқ оқутуш тарихида йәкүнлигән тәҗрибилирини ата-анилар билән ортақлашқандин кейин, өзи тәйярлап кәлгән зеһин синаш соаллири билән оқуғучилар ичидин 6 маһирни мусабиқигә селип, төвәндә олтурғанларниму мол учурлар арқилиқ қанаәтләндүрди.

Ахирида җәмийәт башлиқи обулқасим әпәнди балиларға мукапат буюмлирини тәқдим қилип, йепилиш сөзи қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.