Явропада ана тил вә дин курслири: “балиларни өзимиз тәздүрдуқ”
2017.12.04
“ана тил вә қуран курсимизға пәрзәнтләр һәр қетим наһайити қизғин йиғилиду, әмма уларни қизиқтуралмай зериктүрүп, тәздүрүп қоюватимиз” дәйду, пәрһат юруңқаш германийәдә бир қанчә қетим ечилип изчил давам қилалмай кәлгән ана тил вә дин курслири һәққидә тохтилип. Игилишимизчә бундақ қисмәткә дучар болған уйғур ана тил вә дин курслири ялғуз германийәдила әмәс, шиветсийә, голландийә, финландийә, белгийә вә әнглийә қатарлиқ әлләрдики уйғурлардиму мәвҗут болған икән.
Германийәдә яшайдиған дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси пәрһат юруңқаш германийәдики тунҗи ана тил курсиниң 1999-йили ечилғанлиқини ейтти. Германийәдә ана тил курси дәсләп башланғанда оқутқучилар пидакарлиқ қилған, ата-аниларму барлиқ бесимларға қаримай қоллиған, оқуғучиларму қизғин иштирак қилған. 2000-Йилларниң бешида йәнә бир қетим дин, нахша-усул, рәсим вә ана тил курслири ечилған. Әмма узаққа қалмай рәсим вә нахша-усул курси сақлинип қелип ана тил вә дин курси йәнә тақалған. Асаслиқ сәвәб оқуғучилар қизиқмиғачқа ата-аниларниң нәсиһәтлири кар қилмиған.
Игилишимизчә шиветсийәдә ечилған ана тил вә дин куруслириму германийәдә дуч кәлгән қисмәттин қутулалмиған. Мәзкур курслар дуч кәлгән қийинчилиқлар тоғрисида шаир абдушүкүр муһәммәт кәчмишлирини мундақ баян қилди. Униңчә асаслиқ сәвәбләр балилар вә ата-анилардики һарғинлиқ, алдирашлиқ икән. Ундин башқа балиларни рәсим, путбол, усул вә түрлүк тәнтәрбийә курслириға һәптә ахирида әвәтилидиған болғачқа вақит чиқмаслиқ вә уйғурларниң тарқақ орунлашқанлиқиму муһим сәвәбләрдин икән.
Йеқиндин бери шиветсийәдә ана тил дәрсини рәсим билән бирләштүрүп өтүп үнүмгә еришкән ярқин әпәнди ана тил курслириниң тақилип қелишида юқириқи сәвәбләрдин башқа оқутуш мәзмуни, оқутуш усули вә оқутқучиларниң хитайда көнүккән метод бойичә дәрс өткәнликиму муһим сәвәб икәнликини оттуриға қойди. У америкада яшайдиған бир достиниң кәчүрмишлирини мисал қилип мундақ деди. Голландийәдә яшайдиған абдурәһим ғени әпәндиму нә уйғур елидә, нә өз туруватқан әлдә психологийә вә педагогика тәрбийәси көрмигән оқутқучиларниң ана тил вә қуран курслириниң давам қилалмаслиқида асаслиқ тосалғу болуп қалғанлиқини баян қилди.
Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр әпәндиниң қаришичә ана тил курслириниң давам қилалмаслиқида иқтисад вә хадим мәсилиси асаслиқ орунда туридикән. Униңчә ана тилдин дәрс бәргидәк алий мәлуматлиқ кишиләр асанрақ иш тепиши билән ана тилдики дәрсләр ташлинип қалған. У йәнә җамаәтниң қоллиши, һәқлиқ мулазимәт вә кәсипләштүрүшниң кәмликини ана тил курусларниң изчил болмаслиқидики муһим амил дәп қарайдикән.
Зиярәт җәрянида әнглийә, финландийә, белгийә қатарлиқ әлләрдики ана тил куруслириниңму юқириқиға охшаш ечилип бир мәзгилдин кейин үзүлүп қалғанлиқи мәлум болди. Буниң ичидә финландийә вә белгийәдики әһвал бир аз өзгичә болуп аял оқутқучиниң яғлиқсиз болуши, әр оқутқучиниң қиз аяллар бар йәрдә дәрс өтсә болуш болмаслиқ мәсилиси, динни чиң тутушму яки ана тилниму һәққидики зиддийәт қатарлиқ амиллар ана тил вә дин дәрслириниң тохтап курусларниң тақилип қелишиға сәвәб болған.
Ана тил вә дин курслириниң чиқиш йоли нәдә дегән мәсилидә шиветсийәдә яшайдиған ярқин әпәнди явропада маарип кәспидә оқуған оқутқучи болмиса шу йәрдә чоң болуватқан пәрзәнтләргә ана тил өгитиштә утуқ қазинишниң асан әмәсликини тәкитлисә, норвегийә уйғур комитети рәиси бәхтияр ана тил маарипи һәқлиқ мулазимәткә айланмиса изчиллиқ вә нәтиҗә болмайдиғанлиқини оттуриға қойиду.
2017-Йили сентәбир уйғур тили уйғур елидә маарип саһәсидин сиқип чиқирилғандин кейин муһаҗирәттики уйғурларда ана тил қизғинлиқи қайтидин җанланғанлиқи мәлум. Мәлуматлардин қариғанда һазир америка, канада, австралийә, түркийә, шиветсийә қатарлиқ әлләрдә ана тил курслири оқутушни давам қилмақта икән. Башқа әлләрдики зиялийлар вә актипларниң бу һәқтә баш қатуруватқанлиқи иҗтимаий таратқулардин мәлум болмақта икән.